Канада баш министири җустин треду хитайға зиярәткә бариду
2016.08.23

Канада мәтбуатлириниң мәлуматлириға асасланғанда, канада баш министири җустин тредуниң, бу йил 4-, 5 сентәбир күнлири хитайда өткүзүлидиған санаәтләшкән 20 дөләт башлиқлири алий дәриҗиликләр учришишиға қатнишиш үчүн 30-авғуст күни хитайға баридиғанлиқи мәлум.
Канаданиң дөләтлик қанили һесабланған CBC телевизийә қанилиниң 18-авғуст күнидики мәлуматиға қариғанда, җустин треду, “бәзидә әгри-тоқай дипломатик мунасивәтләр һөкүм сүргән бир пәйттә, дуняниң 2-чоң иқтисадий гәвдиси һесабланған хитайға йеқинлишишқа земин һазирлаш мәқситидә” бу айниң ахирида хитайға баридикән.
Хитайда өткүзүлидиған санаәтләшкән 20 дөләт башлиқлири йиғиниға қатнишиш үчүн хитайға баридиған җустин тредуниң 30-авғусттин 6-сентәбиргә қәдәр хитайниң бейҗиң, шаңхәй, хоңкоң, хаңҗу қатарлиқ чоң шәһәрлиригә баридиғанлиқи мәлум. Бу, җустин тредуниң 2015-йилиниң ахирлиридин етибарән канада баш министирлиқ вәзиписигә олтурғандин буян тунҗи қетим хитайға зиярәткә бериши болуп һесаблиниду.
CBC Телевизийә қанилиниң тор бетидә елан қилинған, җустин тредуниң хитай зиярити һәққидики мақалидә, җустин треду һөкүмитиниң хитай билән қоюқ сода мунасивити орнитип, асия базарлириға тезликтә кириш мәқсити болсиму, әмма районда сақлиниватқан кишилик һоқуқ вә инсан һәқлири мәсилилири сәвәбидин, хитайға диққәт билән йеқинлишишқа мәҗбур болуватқанлиқи тәкитләнгән.
Бу йил июнда канадаға зиярәткә кәлгән хитай ташқи ишлар министири ваң йи, оттавада өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, хитай кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә соал сориған канадалиқ мухбирға “тәкәббуранә, мәсулийәтсиз соал сориди” дәп азар бәргән, шундақла “соалиң һәқсизлиққа толуп ташқан” дегәндәк қопал ибариләрни ишлитиш билән дуня ахбарат саһәсидә шундақла аммиви таратқуларда зор ғулғула темиси болған иди.
Хитай ташқи ишлар министири ваң йиниң мухбирларни күтүвелиш йиғинида, хитайниң кишилик һоқуқ хатириси һәққидә адәттики бир соални сориған мухбирға қарита аччиқлап кетиши вә мухбирға азар бериш вәқәси йүз бәргәндин кейин, җустин треду һөкүмити хитай билән йеқинлишишта зор бесимға дуч кәлгән.
Канададики өктичи партийәләр, канадада паалийәт елип бериватқан, хитайда инсан һәқлири күнлүки астидики кишилик һоқуқ тәшкилатлири шундақла хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ тәшкилатлар җустин треду һөкүмитини, инсан һәқлирини еғир һалда дәпсәндә қиливатқан хитай һөкүмити билән иқтисадий һәмкарлиқни йолға қоюшта соғуққан болушқа, канаданиң инсан һәқлири вә кишилик һоқуқтин ибарәт қиммәт қаришини аяқ асти қилмаслиққа чақирған. Канадалиқ мухбирға азар бериш мәсилигә қарита, җустин треду өзиниң қаттиқ пәришан болғанлиқини ипадиләп, хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисини яхшилишида чиң туридиғанлиқини билдүргән. У йәнә канада мәтбуатлириниң мәхсус зияритини қобул қилип, хитай кишилик һоқуқ мәсилисидә яхшилиниш болмай туруп, канаданиң хитай билән әркин сода келишими имзалашқа алдиришиниң һаҗити йоқ, дегән.
Җустин треду йәнә, һәрқандақ бир пурсәт болғанда, кишилик һоқуқ мәсилисини шундақла һечқандақ дәлил-испат болмиған шараит астида җасуслуқ билән әйиблинип хитай түрмисидә йетиватқан кәвин гәррат мәсилисиниму оттуриға қойидиғанлиқини тәкитлигән иди.
Һазир хитай түрмисидә йетиватқан канада пуқраси пәқәт кевин гәрратла әмәс, бәлки канаданиң уйғур вәтәндиши һүсәнҗан җелилму 10 йилдин буян хитай түрмисидә ятмақта.
Канада даирилири җустин тредуниң бу қетимлиқ хитай зиярити мәзгилидә һүсәнҗан җелил мәсилисини оттуриға қойидиғанлиқини ахбаратқа ашкарилимиған болсиму, әмма һүсәнҗан җелилниң аяли камилә ханимниң радиомизға билдүрүшичә, канада ташиқи ишлар министирлиқи һүсәнҗан җелил мәсилисиниң җустин тредуниң хитай зияритиниң күнтәртипидики мәсилә икәнликини билдүргән. Әмма биз камилә ханимниң юқирида ейтқанлирини өз алдимизға дәлилләшкә мувәппәқ болалмидуқ.
Һүсәнҗан җелил мәсилиси һәққидә пикир баян қилған, һазир канадада яшаватқан уйғур шаири әхмәтҗан осман, әгәр уйғур тәшкилатлири һүсәнҗан җелил мәсилисини изчил тәкитлимигән әһвал астида, бу мәсилиниң канадада унтулған бир мәсилә болуп қалидиғанлиқини тәкитлиди.
Канададики сиясий көзәтчи мәмәт тохти кәвин гәррат мәсилиси оттуриға қоюлған икән, тәбиий һалда һүсәнҗан җелил мәсилисиниңму оттуриға чиқидиғанлиқиға үмидвар қарайдиғанлиқини билдүрди.
Һазир канадада яшаватқан сиясий мулаһизичи камил турсун әпәндиниң қаришичә, бир канада пуқрасиниң 10 йилдин буян хитай түрмисидә йетиши канаданиң ар-номуси мәсилиси икән.
Канаданиң уйғур пуқраси һүсәнҗан җелил 2006-йили өзбекистан даирилири тәрипидин ташкәнт шәһиридә қолға елинип, хитайға өткүзүп берилгән иди. Йеқинда униң хитай даирилири тәрипидин, уйғур дияридики һәрқайси түрмиләргә вә наһийәләргә елип берилип, “қилған-әткәнлиригә това қилиш ликсийәси” сөзләшкә мәҗбурланғанлиқи ашкариланған.
Ата-бала тредулар вә хитай
Йеқинда канада тәрәп йәнә, җәнубий деңиз мәсилисидә хитайни хәлқаралиқ қанунларға риайә қилишқа чақирип, бейҗиңниң аччиқини кәлтүрүп қойған.
CBC Телевизийә қанилиниң тор бетидә елан қилинған җустин тредуниң хитай зиярити һәққидики мақалидә, мәйли қандақ болушидин қәтийнәзәр хитай изчил һалда треду башчилиқидики либераллардин йәнила наһайити зор үмидләрни күтидиғанлиқи оттуриға қоюлған.
Мулаһизә қилинишичә, хитай тәрәп, либерал партийәдин болған җустин тредуниң дадиси пери тредуни канада-хитай мунасивәтлиригә ул салған, шундақла хитайниң ғәрб дуняси билән дипломатик мунасивәт орнитишиға йол ачқан тарихи шәхс, дәп қарайдикән.
Йеңила һакимийәт бешиға чиққан җустин треду, өткән йили ноябир, түркийәдә өткүзүлгән санаәтләшкән 20 дөләт алий дәриҗиликләр учришишиға қатнишиш үчүн түркийәниң анталийә шәһиригә берип, хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшкән.
Мәлум болушичә, ши җинпиң җустин тредуниң дадиси пери тредуға наһайити юқири баһа берип, “канада-хитай дипломатик мунасивәтлиригә ул салған тарихи шәхс, хитай хәлқиниң яхши дости” дәп махтиған. Аридин 40 нәччә йил өткән бүгүнки күндә пери тредуниң оғли җустин тредуниң канадада қайта һакимийәт бешиға чиқишини “тарихта кәм учрайдиған вәқә” дегән.
Бу йил июнда оттавада зиярәттә болған хитай ташқи ишлар министири ваң йиму, либерал партийәдин болған җен кретиән билән паул мартен һакимийәт бешиға чиққан мәзгилләрдики канада-хитай мунасивәтлирини алаһидә тилға алған болсиму, әмма стевин харпер башчилиқидики консерватип партийә һакимийәт йүргүзгән мәзгилләрдики канада-хитай мунасивәтлири һәққидә тохталмиған.
Канадада стевен харпер дәври
2006-Йилидин етибарән һакимийәт йүргүзгән, стевен харпер һөкүмити, хитайға нисбәтән соғуқ һаләттә йеқинлашқан болуп, бу мәзгилләрдә, стевен харпер, “мән канаданиң инсан һәқлири вә кишилик һоқуқтин ибарәт қиммәт қаришини долларға тегишмәймән” дегән сөзлири билән канадалиқларниң қәлбини утқан иди. Әмма узун өтмәй харпер башчилиқидики консерватиплар һөкүмити йәнила хитай билән күчлүк вә йеқин сода мунасивәт тарихини башлиған.
2014-Йилиниң ахирлирида стевен харпер хитайниң ичкири өлкилиридики тез тәрәққий қиливатқан бәзи районлирида йеңи сода мәркәзлирини қуруп ишханилар ачти. У йәнә хитай канада сода мунасивәтлири арқилиқ йерим милйон кишини қайта ишқа орунлишиш имканийитигә игә қилғанлиқини елан қилған иди.
Бир нәччә күн илгири өзиниң хитай зиярити һәққидә тохталған җустин треду, мәқситиниң турғун вә астилаш һалитидә туруватқан канаданиң иқтисадий вә тиҗарий ишлири үчүн йеңи бир йол издәш икәнликини билдүргән.
Бу қетим хитайда өткүзүлидиған санаәтләшкән 20 дөләт алий дәриҗиликләр учришишиниң асасий музакирә темисиниң, дуня иқтисадини йүксәлдүрүш, шундақла мәбләғ селиш пурсәтлирини юқири көтүрүш йоллирини издәш вә дуня иқтисадий системисини күчләндүрүш болидиғанлиқи мәлум.
Юқиридики улиништин бу программиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.