Илһам тохти яврупа парламентида сахароф мукапати намзатлиқиға талланди
2016.09.16
15 - Синтәбир яврупа парламентиниң қарариға бинаән, хитай түрмисидики уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиниң сахароф мукапатиға намзат қилип талланғанлиқи җакарланди.
Илһам тохти гурупписиниң мәсуллиридин әнвәрҗан әпәндиниң бүгүн яврупа парламентидин бәргән мәлуматиға асасланғанда, 15 - синтәбир күни түрмидики өктичи уйғур зиялийси илһам тохтиниң сахароф мукапати намзатлиқиға талланған 4 шәхс қатаридин орун алғанлиқи яврупа парламенти тәрипидин җакарланған.
Мәлумки, хитай мәркизи милләтләр университетиниң профессори, уйғур өктичи зиялийси илһам тохти хитай пайтәхти бейҗиңда туруп уйғурларниң кишилик һәқ - һоқуқи тоғрисида пикир баян қилған вә хитай һөкүмитиниң миллий сияситини әйиблигәнлики сәвәблик 2014 - йили 1 - айниң 15 - күни тутқун қилинип, шу йили 23 - сентәбир үрүмчидә “бөлгүнчилик” җинайити билән әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди. Шундин буян хитай түрмисидә йетиватқан илһам тохтиға хәлқарадики бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә уйғур сиясий актиплири игә чиқип, илһам тохтиниң әркинликкә еришиши йолида түрлүк шәкилләрдә муҗадилә қилип кәлмәктә иди.
Илһам тохти гурупписиниң мәсуллиридин германийәдики сиясий әрбаб әнвәрҗан вә фирансийәдики кишилик һоқуқ паалийәтчиси, хитайшунас мари холизман ханимлар 15 - синтәбир белгийә пайтәхти бирюсселдики яврупа парламентиға берип, парламентниң сахароф мукапати намзатлирини елан қилиш мурасимиға қатнашқан. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған әнвәрҗан әпәнди, илһам тохтиниң бу мукапатқа намзат көрситилгәнлики мунасивити билән илһам тохтини вә уйғур миллитини тәбриклиди.
Фирансийәлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси, илһам тохти гурупписиниң актиплиридин мари холизман ханимму зияритимизни қобул қилип, илһам тохтиниң сахароф мукапатиға намзат көрситилгәнликидин сөйүнгәнликини изһар қилди. У мундақ дәйду: “бу хәвәрдин биз интайин сөйүндуқ. Сахароф мукапатиниң мәнисиму идийә әркинликидин ибарәт. Талланған башқа намзатларға қариғанда, илһам тохтиниң бу макапатқа әң лайиқ намзатлиқи мәлум болмақта. Биз буни омумий ғәлибә дәп қаримаймиз. 10 - Айниң ахири кимниң бу мукапатқа еришидиғанлиқи мәлум болиду. Сәмимийлик билән ейитқанда, буни биз кичик бир нәтиҗә һесаблисақ болиду. Бизни хушал қилидиғини, яврупа парламентиниң милләт вәкиллири илһам тохтини тониди. Уни бәк чүшинип кәтмисиму, илһам тохтиниң бу мукапатқа намзат болғанлиқи сәвәби билән униң ким болғанлиқини, немә ишларни қилғанлиқини билди вә уйғурларни чүшинишкә башлиди. Бизниң алдимизда қилидиған йәнә нурғун хизмәтлиримиз бар.”
Мәлум болғинидәк, илһам тохти гурупписи 2016 - йили 26 - април берлинда рәсмий қурулғанлиқини җакарлиған кишилик һоқуқ тәшкилати болуп, бу тәшкилат май айлири яврупа парламентида илһам тохти һәққидә мәхсус йиғин чақирған. Илһам тохти гурупписиниң мәхсити, қамақтики илһам тохтини яврупа бирликиниң кишилик һоқуқ җәһәттики алий мукапати болған сахароф мукапатиға ериштүрүш вә илһам тохтиниң әркинлики йолида теришчанлиқ көрситиштин ибарәт болуп кәлмәктә иди.
Әнвәрҗан әпәнди илһам тохтиниң сахароф мукапати намзатлиқиға наил болғинидин көп һаяҗанланғанлиқини, буни илһам тохти гурупписиниң тунҗи нәтиҗиси дәп қарашқа болидиғанлиқини тилға алди. Мари холизман ханим болса, илһам тохтини бу мукапатқа намзат көрситиш үчүн б д т вә яврупа парламентиға көп қетим қатриғанлиқини, аз - тола бәдәл төлигәнликини әскәртти. У мундақ дәйду: “биз бу нәтиҗидин һәқиқәтәнму шатландуқ һәм ғурурландуқ. Әлвәттики, буниң үчүн аз - тола бәдәлму төлидуқ. Көп қетим б д т кишилик һоқуқ кеңишигә вә яврупа парламентиға берип, көплигән кишиләргә хизмәт ишлидуқ. Тәлийимизгә, бизниң пикирлиримизни аңлиған кишиләрниң һәммисила дегүдәк илһам тохтини һимайә қилидиғанлиқини билдүрүшти. яврупа парламентидики бир қисим милләт вәкиллири өзликидин парламентта илһам тохтиниң тәшвиқатини қанат яйдурди. Ахирқи ғәлибә үчүн йәнә бәдәл төлишимизгә тоғра келиду.”
Бу қетимқи сахароф мукапати намзатлиқиға илһам тохти, җан дүндар, мустафа җәмилоф вә надиа мурад қатарлиқ 4 киши талланған болуп, 10 - айниң ахирилири ахириқи бир мукапат саһибиниң исми рәсмий елан қилинидикән.
Әркин асия радийоси хитайчә қанилиниң 16 - синтәбир бу һәқтә елан қилинған хәвиригә асасланғанда, сахароф мукапатиниң саһиби, хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси хуҗя мухбирниң зияритини қобул қилғанда мундақ дәйду: “аддий бир пуқралиқ салаһийитим билән, 2008 - йиллиқ сахароф мукапатиниң саһиби болуш сүпитим билән ейтсам, әгәр пүтүн хитай тәвәсини ахтурса, исмини аташқа лаяқити йетидиған, сахароф мукапатиға еришсишкә салаһийити тошидиғанларниң биринчиси илһам тохтидур. Шуниң билән биргә, илһам тохти хитай коммунист һакимийитиниң көзигә қадалған миқ иди, уйғур миллитиниң виҗдани иди, шу сәвәбликму у әң қаттиқ җазаланди. У вәкиллик қилған милләт қуллуқниң хорлуқлириға учриғандин сирт, чәксиз нәпрәткә толған вә қанларға миләнгән. Бу вәсвәсә ишикиниң ачқучи, илһам тохтиниң әркинликидур. Униң бу мукапати яврупаниң қиммәт қаришиға вәкиллик қилидиған милләт вәкиллириниң сайлими билән бәлгиләнгән. Чүнки, илһам тохтиниң у йәрдә алаһидә орни бар. Хитай даирилириму бу мукапатниң нәрқини билиду, бу мукапат бирсигә берилгән болса, бу адәм вәкиллик қилған кишилик һоқуқ саһәсидики мәсилиләрниңму диққәтни тартидиғанлиқини билиду. Буларниң хитай һөкүмитигә болған бесими интайин зор болиду. Хитай һөкүмити бу сәвәбтин бир қисим яврупа парламентиниң милләт вәкиллиригә бесим ишлитиши мумкин.”