Хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән германийәдә намайиш елип берилди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2016.12.11
germaniye-uyghur-xelqara-insan-heqliri-kuni-2016.jpg Германийәдә хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән елип берилған намайиштин бир көрүнүш
RFA/Ekrem


10-Декабир хәлқара инсан һәқлири күни мунасивитии билән германийәниң миюнхен шәһиридики хитай консулханиси алдида наразилиқ намайиши елип берилди.

Намайишни д у қ ниң тәшәббуси билән яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати уюштурған болуп, хитай консулханиси алдида ай-юлтузлуқ көкбайрақ вә һәрхил лозункиларни көтүрүшүп, түрлүк шоарларни товлашқан уйғур җамаити алди билән тәшкилат рәиси әсқәрҗанниң хәлқара инсан һәқлири күни тоғрисидики баянлирини вә уйғурларниң нөвәттики вәзийитигә аит мәлуматларни аңлиди.

Бу қетимқи намайишқа д у қ рәһбәрлири вә яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң әзалири һәмдә бир қисим түрк кишиләрму қатнашқан болуп, намайиш чүштин кейин саәт 14:30 да башланди. яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси әсқәрҗан әпәнди намайиш җәрянида, алайитән бу намайиш үчүн йирақ-йеқинлардин кәлгән уйғурларға көп рәһмәтлирини билдүрүш билән биргә, германийәдики уйғур җамаитини миллий дәваға техиму йеқин турушқа чақирди.

Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди намайиш мәйданида зияритимизни қобул қилғанда, б д т ниң инсан һәқлири баяннамисини уйғурлар үчүн бир йол хәритиси, дәп атиди. У сөзидә йәнә, уйғурларниң келәчики һәққидә тохтилип, б д т кишилик һоқуқ баяннамисиға көрә, һаман бир күни мустәқил бир уйғур дөлити қурушниң әмәлгә ашидиғанлиқини тәкитлиди.
Германийәдә хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән елип берилған намайиштин бир көрүнүш
Бу қетимқи намайишқа қатнашқан д у қ баш катипи долқун әйса әпәндиму зияритимизни қобул қилип, намайишниң мәқсиди вә әһмийәтлирини тилға алди. Намайиш җәрянида илһам тохти горупписиниң рәиси әнвәрҗан әпәндиму сөз елип, уйғурларниң инсаний һәқ-һоқуқиниң әслидә б д т кишилик һоқуқ баяннамисиға көрә қоғдилиши вә уйғурларниң өз тәқдирини өзлири һәл қилиш һәққигә игә икәнликини әскәртти. У сөзидә йәнә, 12-декабир баварийә парламентида чақирилидиған илһам тохти горупписиниң йиғини тоғрулуқму тохтилип өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.