Измир университетида “шәрқий түркистан мәсилиси” темисида доклат бериш йиғини өткүзүлди

Мухбиримиз әркин тарим
2016.04.15
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
turkiye-izmir-alimjan-inayet-sherqiyt-turkistan-doklat.jpg Профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди доклат бәрмәктә
RFA/Erkin Tarim


Түркийәниң һәр қайси университетлирида уйғур мәсилисигә болған қизиқиш күнсайин күчәймәктә. 4 - Айниң 14 - күни түркийәниң ғәрбигә җайлашқан измир шәһиридики измир университетида “шәрқий түркистан мәсилиси” темисида доклат бериш йиғини өткүзүлди. Йиғинға измир университети мудири кайхан әрҗийәш әпәнди, иҗтимаий пәнләр институти мудири гүлнур әрҗийәш ханим вә дипломатийә кулуби мәсули дәфнә әрзәнә бургин ханим вә оқутқучи - оқуғучилардин болуп көп санда киши қатнашти.

Алди билән йиғинни уюштурған измир университети дипломатийә қулуби мәсули дәфнә ханим алимҗан инайәтниң қисқичә тәрҗимиһалини оқуп өткәндин кейин уни сөзгә тәклип қилди.

Йиғинда измир әгә университети түрк дуняси тәтқиқат мәркизи оқутқучиси профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди “шәрқий түркистанниң гео - сиясий вә гео мәдәнийәт әһмийити” темисида доклат бәрди. У доклатида, алди билән уйғурларниң қисқичә тарихи тоғрисида мәлумат бәргәндин кейин уйғур дияриниң истратегийәлик әһмийити тоғрисида мәлумат бәрди.

Профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди бу йиғинға оқутқучи вә оқуғучиларниң қизиқишиниң наһайити юқири болғанлиқини, түркийәдики университетларда бу хил доклат арқилиқ уйғур мәсилисини аңлитишниң наһайити муһим икәнликини тоғрисида тохталди.

Измир университетида өткүзүлгән “шәрқий түркистан мәсилиси” мавзулуқ доклат бериш йиғини ахирлашқандин кейин, бу йиғинни уюштурған дипломатийә кулубиниң муавин рәиси бүшра бүрлүкқара ханимға микрофонимизни узаттуқ. У, бу доклат бериш йиғининиң наһайити пайдилиқ болғанлиқини, уйғурлар тоғрисида ишәнчлик мәлуматларға игә болғанлиқини баян қилди.

У мундақ деди: “шәрқий түркистанниң түркийә - хитай мунасивитидә бир мәсилә икәнликини биләттуқ. Бу һәқтә давамлиқ хәвәрләр елан қилиниватиду. Әпсуски, давамлиқ тоғра хәвәр чиқмиғачқа, бу хәвәрни башқилар билән ортақлишиштин қорқаттуқ. Чүнки, хәвәрниң тоғра мәнбәдин кәлгән - кәлмигәнликини биләлмәйттуқ. Шуңа бу доклат бәкла пайдилиқ болди, чүнки, немә мәсилиләрниң мәвҗутлуқини биливалдуқ. Доклатни аңлиғандин кейин оқуғучилар бәк тәсирләнди, бундин кейин бу хил паалийәтләрни давамлаштуримиз.”

Бурун уйғурларға университетлардики, тил, тарих вә әдәбият кәсиплиридә оқуйдиған оқуғучилар көпрәк қизиқатти, һазир болса хәлқара мунасивәт, иқтисад, идарә башқурушқа охшаш кәсипләрдики оқуғучиларму уйғур мәсилисигә қизиқмақта вә бу һәқтә доклат бериш йиғинлири уюштурмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.