Канададики йеңи демократик партийиниң башлиқи том мулгиер уйғур вәкиллирини қобул қилди

Ихтиярий мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2013.04.18
Qeyum-mesimuf-Tom-Mulgier.jpg Канада уйғур җәмийитиниң рәиси қеюм мәсимуф әпәнди канада йеңи демократик партийисиниң башлиқи том мулгиер әпәнди билән канада парламент бинасида. 2013-Йили апрел.
RFA/Gulshen

Канада уйғур җәмийитидин игилишимизчә, йеқинда канададики асаслиқ өктичи партийә һесабланған NDP йәни йеңи демократик партийиниң башлиқи том мулгиер әпәнди уйғур вәкиллирини қобул қилип, уйғурлар вә уйғур мәсилиси һәққидә кәң көләмлик мәлумат алған.

Канадада паалийәт елип бериватқан йеңи демократик партийә, канададики нопузлуқ бирдин-бир өктичи партийә болуп, 2015-йили канадада өткүзүлидиған сайламда һакимийәт бешиға чиқип қелиш еһтималлиқи болған партийиләрниң бири.

Уйғур вәкиллирини қобул қилиш канада парламент бинасида елип берилған болуп, бир саәт әтрапида давамлашқан.

Игилишимизчә, канада уйғур җәмийити бу пурсәтни қолға кәлтүрүш үчүн 3 ай тиришчанлиқ көрсәткән. Қобул қилишқа том мулгиер әпәндидин башқа йәнә 4 нәпәр милләт вәкилиму қатнашқан вә уйғурларниң һал әһвалини аңлиған. Канада уйғур җәмийити рәиси қеюм мәсимоф бу һәқтә бизгә мәлумат бәрди.

Юқиридики улиништин бу программиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.