Каталанларниң даваси: “миллий дөләтлишиш - хәлқара долқун”
2017.11.13
Каталанлар 2017-йили өктәбирдә мустәқиллиқ үчүн биләт ташлап, 17-өктәбирдә парламент қарари арқилиқ мустәқиллиқни җакарлиди. Арқидинла испанийә соти каталонийә һөкүмәт әзалириниң бир қисмини қамаққа алди, тутулушқа дуч кәлгән карлес пуҗдеман башчилиқидики бир қисми белгийәгә сиғинди.
Иҗтимаий таратқуларда уйғурларниң диққәт мәркизигә айлиниватқан бу вәқә һәққидә уйғур мутәхәссисләр билән сөһбәт өткүздуқ. Улар, миллий дөләтлишишниң хәлқаралиқ долқун икәнликини билдүрүшти.
Сентәбирниң ахиридин башлап дуня мустәқиллиқ садалири билән җанлинишқа башлиди. 25-Сентәбир шимали ирақтики курдистан аптоном районида, 1-өктәбир испанийәгә тәвә каталонийәдә мустәқиллиқ үчүн биләт ташланди. Иккила районда сандуқ бешиға барғанларниң 90 пирсәнттин көпрәки мустәқиллиқни таллиди. Каталанлар беләт ташлашта мәркәзгә тәвә сақчиларниң зораванлиқиға дуч кәлгән.
Иҗтимаий таратқулардин мәлумки, бу вәқәдә уйғурларни дуняниң адаләтсиз, бипәрва, мәнпәәтдар позитсийәси үмидсизләндүрди. Бир қисим тәтқиқатчиларниң тәһлиличә, кортларниң мустәқиллиқи район бихәтәрлики вә тинчлиқини бузуп, төт дөләтниң хәритисини йиртип ташлайдикән, ундақта, каталанларчу? улар ким? уларниң мустәқиллиқини таллишиға сәвәб немә? каталанлар испанийәдә әң бай туруп, немишқа мустәқиллиқ йолиға маңди? хитай һөкүмитиниң аптономийә қануниға төт қетим түзитиш киргүзүши, уйғурларни аптоном районниң сиясий мәркизидин йирақлаштуруши каталонийәдикигә охшаш аптономийәдин мустәқиллиққа қарап меңиш йолиниң алдини елишму? бу соалларға җаваб төвәндики қурларда.
Тарихниң каталанлар һәққидә ейтқанлири
15-Әсирдә каталанлар дөләт қурғанда испанийә дегән дөләт мәвҗут әмәс иди. 1714-Йили 11-сентәбир каталанлар дөләттин мәһрум қалди вә бу күнни милләтниң хатирә күни қилип һәр йили әсләп кәлди. 1934-Йили каталонийәниң мустәқиллиқ җакарлиған рәһбиригә тутуш буйруқи чиқирилип фирансийәдә өлтүрүлди. 1939-Йили каталанларниң қисқа өмүрлүк аптонумийәсиму генерал франко тәрипидин һалак қилинди. Уларниң 12-әсирдә шәкилләнгән әдәбий тили боғулди, мәдәнийити чәкләшкә мәһкум болди, мәвҗутлуқи тәһдит ичидә қалди. 1975-Йили франко өлгәндин кейин каталонийә испанийәдики 17 аптоном районниң бири болуп, айрим парламенти, һөкүмити, сақчи қисми болған сиясий салаһийәткә еришти. Доктор әркин әкрәм тарихтики католанларниң дөләтлик болуш вә дөләтсиз қелиш җәряни бүгүнки каталан миллитини бәрпа қилған, милләт болғанлиқ уларға хәлқарада етирап қилинған рефрандом (омуми хәлқ биләт ташлаш) һоқуқини ата қилған.
Мустәқиллиқ йолида азабниң күчи вә пурсәтләр
Католанларниң бүгүнки мустәқиллиқ сәвдаси тарихта дөләт қуралиған бир милләт болғанлиқи иди. язғучилар бу азабни язди, рәссамлар зулумға қарши қәһриманларни сизди, нахшичилар каталан һөрлүкини күйлиди. Әмма хорлуқ, тәңсизлик вә йоқилиш хәвпи әҗәл қушидәк уларниң бешида әгипла йүрди. Бу азабниң сөзи, аһаңи вә сималири каталанларниң унтулмас миллий әслимисигә айланди. Каталанларниң бу гүзәл әслимиси испан мәдәнийитиниң хирислириға, испанлишиш тәһдитигә дуч кәлгәндә техиму күчләнди. Болупму бу қетимқи беләт ташлаш җәрянидики вә явропа бирликиниң аҗизлишиши, дунядики миллий дөләтлишиш долқуни каталанларға пурсәт ата қилди. Доктор әркин әкрәмниң төвәндә ейтқанлири дәл мушуларни дәлилләйду.
Һалбуки, бу һәқтә охшимиған қарашларму бар. Испанийәдики гранд унверистити оқутқучиси киара олвира ханим каталанларниң мустәқиллиқ һәрикитини оңчи милләтчиләргә хас һәрикәт дәп қарайду. Униңчә каталанларниң мустәқиллиқ даваси испанийәниң башқа җайлириға қариғанда яхширақ турмуш сәвийәсигә еришмәк үчүн икән.
Мустәқиллиқ йолидики даванлар
Каталонийә испанийә асаси қануниниң 147 маддиси бойичә аптономийә һоқуқиға игә болсиму, 155 маддиси бойичә бөлүнүш һоқуқиға игә әмәс. Испанийә соти мушу мадда асасида каталонийәниң рефрандомини қанунсиз дәп җакарлиди. Каталан рәһбәрлири болса милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи бойичә мустәқиллиқ таллишида чиң турди. Фирансийә, германийә, америка һөкүмәтлири каталанларниң мустәқиллиқини худди кортларниң мустәқиллиқини қоллимиғандәк қоллимиди. явропа бирлики сүкүт қилди. Каталанлар ичидиму мустәқиллиқни әмәс, америка қошма штатлириға охшаш испанийә тәркибидә бир җумһурийәт болушни таллайдиғанларму бар, мәсилән, сотсиялистлар партийәси әзалири. Уларчә, каталанларниң йерими мустәқиллиқни халимайдикән. Уларниң қаришичә, каталанлар һөр болуш үчүн мустәқил болуш шәрт әмәс икән. Һалбуки һазирқи 135 кишилик каталонийә парламентида көп санлиқи мустәқиллиқ тәрәпдарлири икән. Каталонийә әң бай район, испанийә демократик бир дөләт, демократийә вә байлиқ бөлүнмичиликни йоқиталамду? бу соалимизға доктор әркин әкрәм натайин дәп чүшәнчә бәрди.
Каталонларда вә уйғурларда аптономийә
Хитайму испанийәгә охшаш бирликкә кәлгән дөләт болуп, уйғурларму каталанларға охшаш аптономийә һоқуқиға игә милләт. Гериманийәдә яшаватқан уйғур паалийәтчи әнвәрҗан әпәндимниң ейтишичә, уйғурлар хитайниң “аптономийә қануни” бойичә өз тилида маарип көрүш, һакимийәткә қатнишиш, әдлийә ишлирини йүргүзүш, сақчи қисимларни қуруш, йәр вә кан байлиқлиридин мустәқил пайдилиниш қатарлиқ һоқуқларға игә икән. У каталанлар бәһримән болуватқан аптономийә билән уйғурлар мәһрум қеливатқан аптонумийәни селиштурди. Әнвәрҗан әпәнди уйғурларниң өз вәтинидә аптономийә һоқуқи йүргүзмәктә йоқ, җинайәтчиләрдәк муамилигә учраватқанлиқини, “аптономийә қануни” ниң иҗрасини тәләп қилған илһам тохтиниң мәңгүлүк қамаққа елинғанлиқини әсләп өтти.
Доктор әркин әкрәм хитайниң уйғурларда каталанларға охшаш баш көтүрүш хәвпи болған мустәқиллиқниң алдини елиш үчүн қандақ тәдбирләрни еливатқанлиқи һәққидә тохталди. У хитай һөкүмитиниң тәдриҗий уйғурларни сиясий вә иқтисади һоқуқлардин мәһрум қиливатқанлиқини, “аптономийә қануни” төт қетим түзитилип, һәр қетим һоқуқларниң қисилип барғанлиқини, һәтта һәр йили аптоном район қурулған күн билән охшаш вақитта қутлинидиған хитай дөлитиниң қурулған биринчи өктәбирдики паалийәтләрдә аптоном районниң қурулған вақти һеч бир йәрдә тилға елинмиғанлиқи, һәр қайси рәһбәрлик оунлирида уйғур әмәлдарлар саниниң йилсири азлап бериватқанлиқи, уйғур тилиниң һакимийәт тили болуш әмәс, маарип тили болуштинму чәкләнгәнлики, уйғурлардин бирму кишиниң уйғур илидики 12 чоң бай қатариға кирәлмигәнлики қатарлиқларни уйғурлардики аптонумийәни аҗизлаштурушниң ипадилири, дәп һисаплайдикән.
Программимизниң давамини кейинки қетимлиқ аңлитишлиримизда давамлаштуримиз.