Түркийәдики атақлиқ уйғур ресторан хоҗайини керәм мамут шәртлик қоюп берилгән

Мухбиримиз әркин
2019.02.08
Kerem-Mamut.jpg Атақлиқ уйғур ресторан хоҗайини керәм мамутниң паспортиниң биринчи бети.
Social Media

Атақлиқ уйғур ресторан хоҗайини керәм мамут өткән йили 31‏-өктәбир күни түркийә аманлиқ күчлири тәрипидин өйидә тутқун қилинип, сорақ қилинған вә измир қатарлиқ җайлардики көчмәнләрни қайтуруш орниға 3 айдәк қамап қоюлған. У түрк аманлиқ органлири тәрипидин нөвәттә түркийә қамақханилирида яки көчмәнләрни қайтуруш орунлирида йетиватқан нурғун уйғур тутқунларға охшашла “террорлуқ тәшкилатиға бағлинишлиқ”, дегән гуман билән тутқун қилинған иди.

Керәм мамутниң хоңкоңдики “җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитигә билдүрүшичә, у “террорлуқ тәшкилати билән бағлинишлиқ икки киши билән телефон алақиси қилған”, дегән сәвәб билән тутқун қилинған икән. Даириләр уни тутқун қилиш билән бир вақитта униң түркийәдә олтурушлуқ рухситини‏ (иқамитини) бикар қилған. Бу, кишиләрдә керәм мамут хитайға қайтуруветиләмду қандақ?, дегән әндишә пәйда қилған иди. Әмма у, тутуп турулған 3 айдәк вақит ичидә даириләр униңға қарита һечқандақ қануний әйибләштә болмиған. Униң билдүрүшичә, у бу йил 25‏-январ күни туюқсиз қоюп берилгән.

Биз пәйшәнбә күни униңға телефон қилип зиярәт қилишқа тиришқан болсақму, униң билән алақилишәлмидуқ. Ахири, униң иниси һамут һаҗиға телефон қилип униң билән алақиләшкән болсақму, лекин униң акисини зиярәт қилиш тәлипимиз үнүмлүк җавабқа еришәлмиди. Униң билдүрүшичә, керәм мамут қоюп берилгән. У, акисиниң телефонини пүтүнләй тақивәткәнликини билдүрүп, әгәр телефон номуримизни қоюп қойсақ өзиниң бизгә қайтуруп телефон қилидиғанлиқини билдүргән болсиму, лекин телефон қайтурмиди.

Керәм мамут “җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитигә қилған сөзидә, өзиниң қоюп берилишиниң өзигиму бәк туюқсиз туюлғанлиқини билдүргән. Униң илгири сүрүшичә, “униң террорлуқ билән әйиблиниши униңға бәк ят бир әйибләш” икән. Керәм мамутниң қоюп берилишигә түрткә болған сәвәбләрниң деталлириға даир конкрет тәпсилатлар бизгә намәлум. Униң түркийәлик адвокати лоқман акчайниң билдүрүшичә, у “террорлуққа четишлиқ”, дәп тутқун қилинған болсиму, лекин “даириләр униң террорлуқ гуруһи билән алақиси барлиқиға даир техи һечқандақ бир дәлил көрситип бақмиған”. Акчай “җәнубий хитай сәһәр почтиси” ниң мухбириға қилған сөзидә, униң делосиниң “наһайити сирлиқ” икәнликини билдүргән. 

Керәм мамут, илгири үрүмчидики атақлиқ уйғур ресторани “мираҗ” ни қурған кишиләрниң бири. “мираҗ” ресторани өткән йили безәклириниң қоюқ миллий хаслиқи сәвәблик тақиветилгән. Мәзкур ширкәтниң бәзи игилириниң вә уларниң аилә-тавабати, ишчи-хизмәтчилириниң мутләқ көп қисми тутқун қилинип, лагер яки түрмиләргә қамалғанлиқи илгири сүрүлгән. Керәм мамутниң вәзийитидин хәвәрдар кишиниң радийомизға билдүрүшичә, керәм мамут түркийәгә келип қутулуп қалған болсиму, лекин даириләр униң үрүмчидики чоң оғлини тутқун қилип, 17 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған. 

У мундақ деди: “тунҗи аялидин болған балиси абдусәми шу һазир түрмидә 17 йил кесилип кәтти. У бала вәтәндә. У өйләнгән, икки балиси бар бала иди. У, 29-30 яшларда бар иди. Уни 2018‏-йили кесивәтти, 2018‏-йили әтиязда түркийәгә пул салдиң дегәндәк гәпләр билән. У бала вәтәндә ашхана ечип ашханисини ичкиригә, үрүмчиниң нәччә йеригә кеңәйтип ашундақ қилған. Шунчилик обдан бир бала иди. Шуни тутуп 17 йил кесивәтти қараң”. 

Керәм мамутниң тутқун қилинған вақти дәл түркийәдики бәзи уйғурларниң даиш террорлуқ тәшкилатиға четишлиқ, дәп тутқун қилинған бир мәзгилгә тоғра кәлгән иди. Бәзи мутәхәссисләр, бу әһвал түркийәдә уйғурларни сәзгүр бир мәсилигә айландуруп қойғанлиқини илгири сүрди. Түркийә һаҗитәпә университетиниң дотсенти доктор әркин әкрәм мундақ дәйду: “һазир түркийәдә даешчи десә һәммә адәм раһәтсиз болиду. Әгәр бирини яман көрситимән десә, униңға даешчи, фәтуллаһчи, дәп бәтнам чаплисила сот буни қобул қилиду. Чүнки, түркийәдә йеқинқи 3-4 йилда бомба партлап, нурғун адәм өлди. Шуңа, даешчи, десә һәм хәлқму өч көриду һәм дөләтму чиң тутиду. Униң үстигә маву рейна қәтлиамиғиму нурғун уйғурлар четилип қалған. . . . . . . . . . . Шуңа, түркийәдә уйғурларни даешчи десә диққәт қилидиған бир мәсилигә айланди”. 

Әркин әкрәмниң илгири сүрүшичә, түркийәдики бәзи уйғурларниң тутқун қилинишида хитай-түркийә оттурисидики бәзи әдлийә келишимлириниң роли болуши мумкин икән. У мундақ дәйду: “җинайәтчи алмаштуруш келишимигә қариғанда хитай бирини террорчи, дәп доклат тәйярлап түркийәгә сунса, түркийә шу доклатқа қарап, әгәр террорлуққа четишлиқ болуп қалса тутиду, сораққа тартиду. яки сотлайду, дегәндәк мушундақ әһвалму бар. Әмди түркийә үчүн хитайға қечип кәткән фәтуллаһчилар бар. Түркийәниң шуларни тутуп бәрсә дәйдиған тәлипи бар. Шуниңға түркийә хитайғиму доклат тәйярлайду. Әмма хитайниң фәтуллаһчиларни террорист дейиши бир аз қийин. Шуңа, бу ишниң башлиниши һәр икки тәрәпкә пайдилиқтәк қилсиму, әмма бир мәзгил давам қилса ойлиғандәк болмаслиқи мумкин”. 

Һазир керәм мамут истанбулниң фатих районида “крорән” намлиқ бир ресторан ечип, бу ресторанни маңдурмақта икән. У тутқун қилинғанда ресторанни униң хитай аяли ваң йи маңдуруп кәлгән. Ваң йи “җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитигә йолдишиниң тутқун қилиниши һәққидә тохтилип: “биз бешида бир уқушмаслиқ болған охшайду, улар тез арида ениқлап чиқиду, дәп ойлаптуқ. Бирақ вақит узарғансери биз ишларниң унчилик аддий әмәсликини ойлашқа башлидуқ” дегән. 

Түркийә һөкүмити керәм мамутни хитайниң тәлипигә бинаән тутқун қилдиму яки у телефон алақиси сәвәблик тутқун қилиндиму буниси бизгә мәлум әмәс. Әмма униң адвокатиниң билдүрүшичә, әгәр керәм мамут хитайниң тәлипигә бинаән тутқун қилинған болса, у хитай тәрәпниң түркийә даирилирини униң һәққидә һәрқандақ бир учур билән тәминлишигә нисбәтән гуман билән қарайдикән. Түркийә һөкүмити бәзи уйғурларни террорлуққа четишлиқ, дәп тутқун қилған болсиму, лекин униң һазирға қәдәр бирәр уйғурни хитайға өткүзүп бәргәнликигә даир һечқандақ бир дәлил йоқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.