Лондонда уйғур мәсилиси музакирә қилинди

Мухбиримиз әркин тарим
2013.07.05
yipek-yoli-diyalog-yighini-305.png Лондондики уйғур мәсилиси музакириси тоғрисики тизимлитиш һөҗҗити
RFA/Erkin Tarim

4 - Июл күни әнглийәниң лондон университети сиясий иқтисад факултетиниң асия тәтқиқатлири мәркизидә “йипәк йолидин хитайниң ғәрбий шималиға нәзәр” мавзулуқ йиғин чақирилди.

Бир күн давамлашқан бу йиғинниң ечилиш нутқини мәзкур институтниң мүдүри доктор атһар хусаин әпәнди қилди. У сөзидә тәтқиқат мәркизидә тунҗи қетим уйғур мәсилиси тоғрисида бундақ бир йиғин чақирилғанлиқи үчүн интайин хурсән болғанлиқини баян қилғандин кейин, хитай дөлити вә уйғур мәсилиси тоғрисида тохталди.

Йиғин залини рәсим тартишимизға, доклат бәргән алимларниң көпиниң исмини ашкарилишимизға рухсәт қилинмиған бу йиғинда мутәхәссисләр “җәнубий шинҗаңдики диний бесим вә уйғур мәдәнийити, өрп - адәтлири”, “бейҗиңниң милләтләр сиясити һәққидә мулаһизә”, “тибәт сүргүндә һөкүмитиниң омумий әһвали”, “йоқилип кетиш тарихниң йоқилип кетишидур”, “уйғурлар дучар болуватқан хәвпләр”, “мусулманлар, муқимлиқ: хитайдики уйғур мәсилиси” қатарлиқ темиларда доклат бәрди.

Ахирида әнвәр тохти билән қәйсәр абдурусулму қатнашқан юмилақ үстәл йиғини өткүзүлди. Буниңда уйғур мәсилиси тоғрисида әркин муназирә елип берилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.