Малайшияниң хитай билән 11 уйғурни қайтурушни сөзлишиши кишилик һоқуқ тәшкилатлирида әндишә қозғиди

Мухбиримиз әркин
2018.02.12
malayshiya-uyghur-panahliq-tutqun.jpg Малайшияда тутқун қилинған уйғур мусапирлар. 2014-Йили март.
dailysabah.com

Малайсия һөкүмитиниң тайланд мусапирлар лагеридин қечип чиқип, малайшияда тутулуп қалған 11 нәпәр уйғур мусапир мәсилисидә хитай билән имзалиған қачқунларни өткүзүп бериш келишимигә әмәл қилидиғанлиқини елан қилиши, кишилик һоқуқ тәшкилатлирида әндишә қозғиди. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң агаһландурушичә, әгәр малайсия уйғур мусапирлирини хитайға қайтурса, уларниң һаяти тәһдиткә учрапла қалмай, бу йәнә башқа дөләтләргә начар үлгә яритип беридикән.

Өткән йили 11‏-айда тайландниң малайсия чеграсидики бир мусапирлар лагеридин қечип малайшияға өтүп кәткән уйғурлардин 11‏ киши өткән айниң ахирлири малайсия аманлиқ күчлириниң қолиға чүшүп қалған. Арқидинла хитай уйғур мусапирлирини өзлиригә өткүзүп беришни тәләп қилған. Лекин, америка һөкүмити вә кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати қатарлиқ органлар малайшияни уйғур мусапирлирини хитайға қайтурмаслиққа чақирған иди.

Малайсия “юлтуз гезити” ниң хәвәр қилишичә, малайшияниң муавин баш министири әһмәд заһит һамиди өткән шәнбә күни малайшиядики бир университетниң оқуғучилириға нутуқ сөзлигәндә мухбирларға мәлумат берип, сақчиларниң уйғур мусапирлирини тәкшүрүватқанлиқи, мусапирларниң тәкшүрүш нәтиҗисигә қарап хитайға қайтурулидиғанлиқини билдүргән. Әһмәд заһит һамиди: “малайсия сақчилири тәкшүрүш елип берип, учур топлаватиду. Болупму уларниң ичидики һәрқандақ бириниң даиш билән мунасивити бар -йоқлуқи тәкшүрүлүватиду” дегән.

Лекин, әһмәт заһит һамидиниң сөзи дәрһал кишилик һоқуқ тәшкилатлирида әндишә қозғиди. Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати асия бөлүминиң иҗраийә директори брәд адамс дүшәнбә күни радийомизниң зияритини қобул қилип, малайсия уйғур мәсилисидә хитайниң сөзигә бәк ишинип кәтмәсликни агаһландурди.

Брәд адамс мундақ дәйду: “малайсия бәк еһтият қилиши керәк. Малайсия мусулманлар көп санлиқтики дөләт. Хитай уйғур мусулманлириға дуняниң һәрқандақ йеридики мусулманлар учраватқан муамилидинму начар муамилә қилмақта. Уларниң қануни мусулманларни кәмситиду. Уларниң қануни мусулманларға немини өгиниш, диний ибадәтни қандақ қилишларни мәҗбурий таңиду. Малайсия хитайниң уйғурлар тоғрисидики сөзлиригә қарита бәк һошяр болуши керәк. Хитайда уйғурларға қарита мундақ омумий тонуш бар, әгәр сиз мусулман болсиңиз вә хитайниң шинҗаңдики қанунини иҗра қилишиға қарши чиқсиңиз, демәк сиз террорчи. Әмәлийәттә мана буниң өзи малайсия ғәрб дөләтлири үстидин шикайәт қиливатқан мәсилә. У мушу сәвәблик бу дөләтләрни қаттиқ тәнқид қилип кәлди. Лекин хитай бу кишиләрни һечқандақ дәлилсиз даиш билән алақиси бар яки террорчи, дәп әйиблисә, малайсия униңға сүкүт қиливатиду һәтта униң билән һәмкарлишиватиду. Мениңчә малайсия буни қобул қилмаслиқи керәк”.

Америкидики нопузлуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири- әркинлик сарийиниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси сараһ кук ханимниң илгири сүрүшичә, малайсия муавин баш министири әһмәт заһит һамидиниң “малайсия хитай билән имзалиған тутқунларни өткүзүп бериш келишимигә әмәл қилиду” дегән сөзи униңда әндишә қозғиған. Сараһ кук, һамидиниң уйғур мусапирлирини бу келишимниң рамкиси ичигә елиши хәтәрлик үлгә яритидиғанлиқини билдүрди.

Сараһ кук мундақ дәйду: “әгәр малайсия бу кишиләрни малайшияда һәрқандақ бир ишқа четишлиқ, дәп қариса, малайсия уларни хитайға қайтурмай малайшияниң өзидә җазалиши керәк. Лекин мениң бу йәрдә диққитимни қозғиған мәсилә, болупму муавин баш министирниң бу кишиләрни икки дөләт оттурисидики қанун ярдәм келишимлириниң рамкиси ичигә елишидур. Мана бу хитай һөкүмити башқа дөләтләр билән болупму асиядики дөләтләр билән әмәлгә ашурушқа тиришип кәлгән мәсилә. Мениңчә бу хил йошурун хәвп ялғуз малайсия үчүн хәтәрлик болупла қалмай, башқа дөләтләр үчүнму хәтәрлик. Чүнки, бу хитайниң сиясий вә диний қачқунларни қайтуруп кетишигә үлгә яритиду”.

Малайшияниң муавин баш министири әһмәт заһит һамиди шәнбә күни “малайсия түн һүсәин он университети” да мухбирларға бәргән мәлуматида йәнә, малайсия сақчилириниң хитай тәрәп билән учришип, мусапирларни өткүзүп бериш мәсилисини музакирә қилғанлиқини билдүргән. Һамиди: “бизниң өткүзүп бериш мәсилисидики қараримиз хитай билән имзалиған келишимләрни җүмлидин көп тәрәплимилик қанун ярдими вә өз ара өткүзүп бериш келишимлирини асас қилиду” дегән.

Хитай билән малайшияниң “көп тәрәплимилик қанун ярдими вә өз ара өткүзүп бериш келишими” 2015‏-йили ноябирда хитай баш министири ли кечяң малайшияни зиярәт қилғанда имзаланған. Әркинлик сарийидики сараһ кукниң билдүрүшичә, бу хил мәсилиләрниң сот яки б д т мусапирлар мәһкимилиридә бир тәрәп қилинмаслиқи малайшиядәк дөләтләрдә қанунниң ролиға бузғунчилиқ қилмақта икән.

Сараһ кук: “униңдәк мусапирлар мәсилиси бәк еғир болмиған дөләтләрдә бу хил делоларниң сот системисида яки б д т мусапирлар мәһкимисигә охшаш органларниң өлчәмлири бойичә бир тәрәп қилинмаслиқи, биз худди малайшиядәк дөләтләрдә көрүватқандәк униң юқири дәриҗилик сиясий шәхсләр тәрипидин бир тәрәп қилиниши, бу дөләтләрдә қанунниң роли вә әдлийә мустәқиллиқиға хирис пәйда қилмақта. Биз малайсиядики уйғур мусапирлар мәсилисидә буниң көптүриливетип барғанлиқи вә бу қанун билән башқурушқа бузғунчилиқ қиливатқанлиқини көрүватимиз”.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати асия бөлүминиң иҗраийә директори брәд адамсниң қаришичә, малайсия уйғур мусапирлирини хитайға қайтурмаслиқи, уларни б д т мусапирлар мәһкимисиниң бир тәрәп қилишиға тапшуруп бериши керәк.
Брәд адамс мундақ дәйду: “малайсия хәлқара мусапирлар әһдинамисини тоғра ишлитип, бу кишиләрни б д т мусапирлар мәһкимисиниң бир тәрәп қилишиға, уларниң мусапир яки әмәсликигә шуларниң қарар беришиға йол қоюши керәк. Әгәр мусапирлар мәһкимиси бу кишиләрниң мусапир икәнликини қарар қилса, уларниң башқа дөләтләргә орунлаштурулушиға йол қоюши лазим, бу дөләтләр бәлким малайсия болуши мумкин яки башқа бир дөләт болушиму мумкин. Лекин улар һәргиз хитайға қайтурулмаслиқи керәк. Чүнки, хитайға қайтурулса уларниң кишилик бихәтәрлики тәһдиткә учрайду”.

Бу хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң малайшияни уйғур мусапирлар мәсилисидә 1‏- қетим тәнқид қилиши әмәс. Малайсия 2017‏-йили сентәбирдә 29 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәргән. Әһмәт заһит һамиди, бу 29 кишиниң сахта паспорт вә учурлар билән малайшияға киргәндә қолға елинғанлиқини билдүргән. Шуниңдин буян юқириқи 29 кишиниң һечқандақ из дерики елиналмиған иди.

Америка һөкүмити вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаришичә, һәрқандақ бир уйғур мусапири хитайға қайтуруп берилсә, уларниң тән җазаси, өлүм җазаси, узун муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилиниши яки из- дерәксиз йоқап кетиш мумкинчилики мәвҗут икән. Улар, һәрқандақ бир мусапирни һаяти хәвпкә учрайдиған 2‏- бир дөләткә қайтурушниң хәлқара әһдинамиләргә хилап икәнликини агаһландуруп кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.