Маарип җәмийити билән өлималар бирликиниң мәсуллири малайшияда муһим учришишларда болди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2019.02.15
Hidayetulla-Oghuzxan-Malaysiye-2019-01.jpeg Ә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан әпәндим башчилиқидики 4 кишилик уйғур һәйитиниң малайшия зияритидин бир көрүнүш. 2019-Йили феврал. Малайшия.
RFA/Arslan

Мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан, шәрқий түркистан өлималар бирликиниң муавин рәиси сираҗидин әзизи, австралийәдин абдусалам алим, истанбулдин доктор ели рози қатарлиқ төт кишидин тәркиб тапқан бир һәйәт 2-айниң 9-күнидин 14-күнигичә малайшияда бир қатар муһим учришишларда болди.

Уйғур һәйәт малайшиядики бир қисим аммиви тәшкилатларниң мәсуллири билән учришип, уйғур мәсилиси тоғрисида бир йүрүш йиғин вә паалийәтләр елип барған, мәхсус орунлаштурулған йиғинларда уйғур мәсилиси тоғрисида лексийә бәргән, бир қисим гезит вә телевизийә қаналлириниң зияритини қобул қилип, малайшия хәлқигә уйғур мәсилисини тонуштурған шундақла малайшия һөкүмити вә хәлқини уйғурларни қоллашқа чақириқ қилған. 

Шәрқий түркистан өлималар бирликиниң австралийәдики мәсули, дини алим абдусалам алим радийомиз мухбириниң зияритини қобул қилип, малайшия зиярити тоғрисида мәлумат бәрди. Униң билдүрүшичә, 4 кишилик уйғур һәйәт зиярәт җәрянида малайшияниң “гилобал фес”, “әл-һиҗрәт”, “авани” қатарлиқ телевизийә қаналлири вә “нешинал гезити” қатарлиқ гезитләрниң зиярәтлирини қобул қилип, малайшия хәлқигә уйғур мәсилисини аңлатқан.

Һидайәтулла оғузхан бу қетимқи малайшия зияритиниң мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “биз өткән айдиму малайшияни зиярәт қилғанлиқимизниң хәвирини хәлқимиз билән һәмбәһирләшкән идуқ. Шәрқий түркистан мәсилисиниң хәлқаралашқан вәзийитини техиму күчәйтиш, шәрқий түркистан мәсилисини шәрқ вә ислам дунясида кәң аңлитиш, хәлқ аммисиға, аммиви тәшкилатларниң мәсуллириға, сиясий партийәләрниң рәһбәрлиригә кәң аңлитиш вә һөкүмәтләр биләнму мунасивәт қилиш мәқситидә бу зиярәтни елип бардуқ. Бу җәрянда шәрқий түркистан мәсилисини чүшәндүрүш, шәрқий түркистан мәсилисигә болған һесдашлиқини ашуруш үчүн һәрикәт даирисини кеңәйтиш җәһәттә бир йүрүш паалийәтләр елип бериливатиду, бу нуқтида коала-ланпордики тәсир даириси кәң аммиви тәшкилатлар билән зич мунасивәтләр қурулди.” 

Һидайәтулла оғузхан бу қетимқи зиярити җәрянида “вәдәһ”, “гилобал фес” қатарлиқ бир қисим аммиви тәшкилат рәһбәрлири билән учрашқанлиқини шундақла бир қисим рәсмий органларниң мәсуллири биләнму көрүшкәнликини тилға елип, бу һәқтә һазирчә тәпсилий тохтилишни халимайдиғанлиқини билдүрди. 

Һидайәтулла оғузхан йәнә малайшия зиярити җәрянида шәрқий түркистан мәсилисиниң буниңдин кейин хәлқарада техиму кеңийидиған бир вәзийәткә қарап йүзлиниватқанлиқини һес қилғанлиқини илгири сүрди. 

Абдусалам алим бу қетимқи зиярәтниң җиддий йосунда өткәнликини, бир қисим органларниң муһим шәхслири билән учришип, уйғур мәсилисини аңлитиш билән биргә уйғурларға алақидар бир түркүм тәләпләрни оттуриға қойғанлиқини билдүрди. 

Абдусалам алим сөзидә йәнә илгири елип барған зиярәтләрниң нәтиҗисини көргәнликини, һазир малайшия хәлқиниң уйғурлар бара-бара тонуватқанлиқини вә һесдашлиқ қилишқа башлиғанлиқини билдүрди. 
Абдусалам алим йәнә “авами” дегән телевизийә қанилиниң нәқ мәйдан программисиға қатнишип, уйғур мәсилиси аңлитиш җәрянида хитайниң малайшиядики әлчиханисидин таң таң исимлик бир хадим телефон арқилиқ программиға қатнашқан. У уйғурлар тоғрисида бир қисим сәпсәтиләрни аңлитиш арқилиқ уйғур районида җаза лагериниң барлиқини инкар қилған. Абдусалам алим хитай дипломатниң баянлириға рәддийә берип, хитай даирилириниң бесим сиясәтлирини дәлил-испат билән аңлатқан. Болупму хитайлар инкар қиливатқан җаза лагерлирида 3 милйондин артуқ уйғурниң тутулғанлиқини, өзиниң аилисидин һазир сиңлиси қатарлиқ 10 кишиниң хитайниң җаза лагериға қамалғанлиқини дәлил-испат қилип көрсәткән. 

Абдусалам алим бу қетимқи зияритиниң үнүминиң яхши болғанлиқини, ислам дунясида уйғур мәсилисиниң күнтәртипкә келишкә башлиғанлиқини билдүрди. У “бу хәлқимизгә үмид беридиған бир қәдәм болди” деди. 

Малайшия адаләт партийәсиниң рәиси әнвәр ибраһим “вашингтон почтиси” гезити мухбирниң зияритини қобул қилип, уйғурлар тоғрисида бир қисим муһим баянларни бәргән вә хитайни тәнқид қилған. Түркийә “қарар” гезитиниң 14-феврал күндики санида “вашингтон почтиси” гезитидин нәқил қилип билдүрүшичә, әнвәр ибраһим хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликләрни тәнқид қилип, “бу ялғуз уйғурлар үчүнла әмәс, бәлки мусулман дуняси үчүнму зор паҗиәдур” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.