Мисирда тутқун қилинған уйғур оқуғучилар мисир истихбарат органлириға өткүзүп берилгән

Мухбиримиз әркин
2017.07.18
misirdiki-uyghur-oqughuchi.jpg Мисирдики уйғур оқуғучилар тутқун қилиниватқан нәқ мәйданниң бири. 2017-Йили 5-июл.
Social Media

Мисир аманлиқ даирилириниң мисир пайтәхти қаһирәдики 5 сақчи понкитиниң қамақханисида тутуп турулуватқан барлиқ уйғурларни дүшәнбә күни башқа җайға йөткәп кәткәнлики ашкариланди.

Мисирдики вәзийәттин хәвәрдар кишиләрниң ашкарилишичә, қаһирәдики нөзһә, салам, мисир җәдид, айн-шәмс вә қаһирә 7‏-районниң 1‏-сақчиханисидики уйғурларниң һәммисини мисир истихбарат идариси өткүзүвелип, башқа җайға йөткигән.

Уларни немә үчүн мисир истихбарат оргини өткүзүвалғанлиқи, уларниң қайси җайға вә немә мәқсәт билән йөткәп кетилгәнлики мәлум әмәс. Тутқунларни мисир истихбарат оргининиң йөткәп кетиши нәтиҗисидә оқуғучиларниң адвокатиниң улар билән болған алақиси үзүлгән.

Мисирда турушлуқ вәзийәттин хәвәрдар бир уйғурниң билдүрүшичә, униңға түнүгүн қаһирәниң нөзһә сақчиханисидики 10 уйғурларниң йөткәп кетилгәнлик хәвири кәлгән.

Оқуғучи: ‏-ақшам барғантуқ сақчиханиға. Мән нәччә күнниң яғи машинида айлинип, 14 сақчиханиға барғантим, балиларниң бар-йоқлуқини игиләй дәп. Әң ахирида бизниң балилардин илгири-кейин 50 кә йеқин балиниң исми вә бар йерини тапқантим. Түнүгүн бир сақчиханиға берип, балилар билән көрүшүп болғанниң яғи сақчихана мудир мени чақирди, ишханиға кирсәң дәп. Ишханиға кирдим, параңлаштим. Параңлашсам, силәр хатирҗәм болуңлар, ташқи ишлар министирлиқи билән хитайниң ташқи ишлар министирлиқи сөзләшкән. Бизниң мисир һөкүмити қобул қилмай, йолға селиш болуп қалса буларни хитайдин башқа җайларға йолға салимиз, дәп шу гәпни қиливатиду. Хатирҗәм болуңлар, биз һазирғичә бир адәмниму йолға селип бақмидуқ, дәп шундақ деди, сақчиханиниң башлиқи. Шуниң билән балилар саәт 2 дә телефон қилипту маңа, бизни хитайға йолға селиветимиз, дәп қолимизға койза селиватиду дәп. Бу немә гәпту дәп дәрһал адвокатқа телефон қилдим. Телефон қилсам, мән телефон қилип сорай деди. Сориса у йәрдики сақчиларму билмәйдикән, шу җуңго консулиға апирип рәсимгә чүшидиған бир ишлар баркән, дегән хәвәр кәпту. Шуниң билән адвокат баш сақчиға телефон қилип бақсаң деди. Мақул дәп, баш сақчиға телефон қилсам, баш сақчи һечқандақ иш йоқ, буларни башқа җайға йөткәп әкитиду, дәп шундақ деди.

Мухбир: ‏-сиз бая ейтқан қаһирәдики у нүзһә дегән сақчи понкитида туруватқан қанчә бала бар иди?

Оқуғучи: ‏-он уйғур бар иди. Йәнә бир сақчихана бар иди, у йәрдә 16 бала бар иди. 16 Бала исимлирини берипту, лекин қорқуп бәзиләр исмини тоғра бәрмәпту. Хата исим чиқарғанла бар. Мисир җәдид дәп йәнә бир сақчихана бар, у йәрдә 120 дәк бала бар, униңдин кейин айин шәмс дәп йәнә бир сақчихана бар, у йәрдә 10 дәк бала бар. Униңдин кейин маву 7‏-район сақчиханисидиму балилар бар. Салам сақчиханиси дегән йәрдә бар. Һәммисини йиғсақ шу 40 нәччә бала болидикән. Мениң қолумда 40 тәк бала бар.

Мухбир: ‏-һазир буларни нәгә елип кәткәнлики мәлум әмәс?

Оқуғучи: ‏-һәә, мәлум әмәс. Униңдин кейин маву искәндирийә айродромидики балиларни қайтуруп әкәлди, дәвататти. Лекин әкәлгән-әкәлмигәнликидин ениқ хәвәр тапалмайватимиз. Ши айродромиға әкелимиз дәптикән. Нүзһәдики балилар маңа, хитай консулиға апирип шу йәрдин йолға селиветидикән дегән. Әмма адвокатниң дейишичә, униңға нәччә хил гәпни қипту. Бири, йөткивәттуқ дәпту. Бири, консулханиға елип маңдуқ дәпту. Һазир бу ишни һечқандақ адәм билмәйдикән. Аликсандрийәдин елип кәлгәнләрни раст әкәлдиму-әкәлмидиму униңғиму ениқ хәвәр йоқ. Әмма, балилар бизгә телефон қилди. У йәрдики 16 балини 8 дин, 8 дин елип маңди дәп.

Мисирдики вәзийәттин хәвәрдар мәзкур оқуғучи бу хәвәрни бизгә түнүгүн йәткүзгән иди. У бүгүн бизгә юқириқи уйғурларни мисир истихбарат оргининиң елип кәткәнликини, бирақ уларни қәйәрдә тутуп туруватқанлиқи мәлум әмәсликини билдүрди.

Оқуғучи: ‏-әмди ака, һазир пүтүн сақчиханидики балиларни мушу (мисир) истихбарат мәркизигә топлапту. Әтигәнниңяқи шуларни аңлидим. Уяқ-буяққа меңип, көрүшидиған адәмләр билән көришиватимиз. Адвокатлиримиз, ақивити яхши болар дәп ойлаватиду. Хатирҗәм болуңлар, бир йәргә йиғқанлириниң өзи яхши хәвәр болуп қалар. Хитайға йолға селивәтти дегән гәпләрниң асаси йоқту. Бирақ, буниму йоқ дегили болмайду. Ишқилип қандақлики болса, тәдбир елип қоюшимиз керәк дәп шу гәпләрни қилди маңа.

Мухбир: ‏-у тонуш ‏-билиш сақчилириңиз билән көрүштиңизму? бу гәпләрниң раст ‏-ялғанлиқини сорап?

Оқуғучи: ‏-һәә, көрүшүватимиз. Улар шу адвокатқа телефон қилип, адвокат арқилиқ мән билән көрүшүватиду.

Мухбир: ‏-уйғур балиларни қайси истихбарат оргини йиғивалди. Дөләт яки сақчи истихбаратиму? уларни ашу қаһирәдики мәркизигә йиғиваптиму? ениқмикән шу йәргә йиғивалғини?

Оқуғучи: ‏-дөләт истихбарат оргини. Шу мәркәзгә, ашу йәргә йиғивалғини ениқрақкән. Чүнки, тутуш буйруқини бәргәнләр шуларкән. Улар өзи тутуп, сақчиханиларниң тутуп турушиға бәргән. Андин кейин сақчиханилардин топлап елип кәткән. 4-5 Сақчихана бар иди. Һәммисини шу йәргә йиғивалған иди. Уларни нәгә йиғивалғанлиқидин ениқ мәлуматимиз йоқ. Бәзи мәлуматларда шу истихбарат мәркизиниң немисигә топлағлиқ дәп хәвәр кәлди. Әмма, растму-ялғанму билмидуқ. Адвокатниң дейишичә, тутушқа буйруқни шулар бәргәндин кейин, шулар өзлири йәнә топлап, қандақ қилишни ойлишиватқан болуши мумкин. Әгәр йолға селиветиш болуп қалса, уларниң паспортлирини тәләп қилатти дәйду. Паспортлирини бәрмигән балиларму бар әмәсму, чүнки бәзи балиларниң паспортини қолиға тапшуруп бәрмидуқ әмәсму, қолиға тапшуруп берип қалсақ, йолға селиветиш еһтималлиқи җиқрақ дәп, паспортини апирип бәрмигәнтуқ биз балиларниң.

Мисир қамақханилиридики уйғур оқуғучиларни мисир истихбарат оргининиң елип кетиши дәрһал кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитини қозғиди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң мисир ишлириға мәсул хадими һүсәйин байүн, буни “яманлиқниң бешарити” дәп көрсәтти.

У мундақ дәйду: “бу бир яманлиқниң бешарити. Чүнки, бу хитай һөкүмитиниң мисир даирилиригә еғир бесим ишләткәнликиниң сигнали. Мисирниң бурун һәрикәтлиридин қариғанда у бу хил вәқәләрни һечқачан яхши бир тәрәп қилмиған. Әгәр бу раст болса, бу яхшилиқниң бешарити әмәс. Уларни хитайға өткүзүп бериш еһтималлиқи мәвҗут. Мисир һөкүмити һазирға қәдәр бу ишқа ғәйрий рәсмий ипадә билдүрүп кәлди. Мисир хәлқара мусапирлар әһдинамисигә имза қойған дөләт болсиму, бирақ мисир ички ишлар министирлиқиниң бир әмәлдари, мисир һөкүмити уларниң қануни әһвалини көздин кәчүридиғанлиқини вә уларни шуниңға қарап йолға салидиғанлиқини ипадилигән. Хәлқара қанунда мисир хитайға қайтурулса һаяти тәһдиткә учрайдиған кишиләрни қайтурса болмайду. Чүнки, хитайға қайтурулған бәзи оқуғучиларниң 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи бизгә мәлум.”

Һүсәйин байүнниң билдүрүшичә, уларни һазир әндишигә селиватқан мәсилә, мисир һөкүмитиниң уйғур оқуғучиларни немә үчүн тутқун қилғанлиқи, тутқунларниң әһвалиниң очуқ-ашкара әмәслики икән.

У: “уларниң әһвали бәк начар. Мисир даирилири әзһәр университетида оқуватқан уйғур оқуғучиларни йиғивелишқа башлиғандин буян, 150 дин 220 гичә уйғур тутқун қилинған. Уларниң ичидики 12 дин 23 кичә уйғур қолға елинған. Бу йәрдики әң чоң мәсилә, мисир һөкүмити тутқунлар тоғрисида очуқ-ашкара болмиди. Адвокатларниң тутқун қилинған оқуғучилар билән алақә қилишиға йол қоюлмиди. Һөкүмәт бу оқуғучилар қәйәрдә, уларниң тәқдири қандақ болиду, улар хитайға мәҗбурий қайтуруламду яки бунчилик оқуғучи немигә асасән тутқун қилинди дегән соалларға җаваб бәрмиди. Мисир билән хитайниң тутқунларниң кишилик һоқуқиға хилаплиқ қилиш кәчмишидин қариғанда, бу әһвал һәқиқәтән кишини әнсиритиду” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.