Мисирдики изтирап давам қилмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.08.15
misir-el-ezher-uniwersiteti-saqchi-tekshurush.jpg Мисир аманлиқ қоғдаш қисимлириниң қаһирә университети дәрвазисидин өткән аптомобилларни тәкшүрүватқан көрүнүш.
AFP

Июлниң башлиридин тартип, мисирдики әл әзһәр университетида оқуватқан уйғур оқуғучиларниң қолға елиниши башланғандин буян, бу гунаһсиз уйғурларниң бир түркүминиң хитайға қайтурулғанлиқи, бир қисми мисир түрмилиридә туруватқан болса, йәнә бир қисминиң болса тутқундин өзини далдиға елип интайин начар турмуш шараитида һаятини сақлап келиватқанлиқи мәлум. Гәрчә хәлқарадики һәр дәриҗилик кишилик һоқуқ органлири, мәтбуатлар мисир һөкүмитиниң уйғур оқуғучиларни хитайға қайтуруп бәрмәслики һәққидә паалийәтләрни давамлаштуруватқан болсиму, мисир түрмилиригә қамалған 200 әтрапида уйғур оқуғучиларниң тәқдириниң қандақ болидиғанлиқи йәнила ениқ әмәс. Уйғурлар йәнила әндишидә. Қечип йүрүватқанлар йәнила сәрсан. Бир айдин артуқ вақит өтти, мисирдики изтирап чекиватқан уйғурларниң әһвали һәққидә актип бир илгириләш болдиму?

Мисирда уйғур оқуғучиларниң қолға елиниш вәқәси һәмдә бир қисминиң хитайға қайтурулуши сәвәбидин мисирдики уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини қоғдаш һәққидә һазирғичә америкидики “хәлқара диний әркинлик комитети”, “инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати”, “хәлқара кәчүрүм тәшкилати”, “оттура шәрқ тәтқиқат җәмийити” қатарлиқлар ашкара баянатлар яки очуқ хәтләрни елан қилип, мисир һөкүмитиниң уйғур оқуғучиларни қолға елиши вә хитайға қайтуруп бериш қилмишини әйиблигән иди.

Әмма мисир һөкүмити яки бирәр хәлқаралиқ тәшкилат вә яки һөкүмәтләр мисирдики қолға елинған уйғур оқуғучиларниң тәқдири мәсилисидә актип йеңи бир қәдәм басмиған болғачқа, мисир түрмилиридә һелиһәм тутқунда туруватқан, һәр җайларда қечип йүрүватқан оқуғучилар һәққидә әндишиләр йәнила күчлүк. Бу һәқтә илгири мисирдики уйғур оқуғучиларға устаз болған, исмини ашкарилашни халимиған бир устаз, гәрчә өзи вә бир қисим оқуғучилири мисир даирилириниң тутқун қилишидин қечип қутулуп, нөвәттә түркийәдә хатирҗәм туруватқан болсиму, мисирда қалған вә хитайға қайтурулған оқуғучиларниң тәқдиридин чоңқур әндишә қиливатқанлиқи вә уларниң давамлиқ хитайға қайтурулушиниң алдини елиш үчүн устазлар вә оқуғучиларму һәр хил йолларни издәватқанлиқини тилға алди.

Мисирда уйғурларниң кәң көләмдә тутқун қилиниши башлинип, икки һәптә давамида арқа-арқидин оқуғучилардин 200 гә йеқининиң җай-җайларда тутқун қилиниши, түрмиләргә қамилиши, һәтта уларниң мисир қамақханилирида хитай хадимлириниң бешиға қара халта кийдүрүп сорақ қилишиға учриши, бир қисминиң хитайға қайтурулушидәк, уйғурларниң мисирда учриған паҗиәлик қисмәтлири, хәлқаралиқ бесимлар нәтиҗидә йеқинқи икки һәптә ичидә бир аз пәсәйгәндәк көрүнсиму, һалбуки мисирда далдилинип туруватқан уйғурларниң 14-авғуст радийомизға қилған инкаслиридин, бу изтирапниң йәнила давам қиливатқанлиқи ашкариланди.

Исмини ашкарилимаслиқ шәрти билән әһвалидин мәлумат бәргүчи әзһәрлик оқуғучиниң билдүрүшигә қариғанда, өзи башлиқ бир гуруппа далдилиниватқан уйғурларниң ичидә кичик балиларму болуп, улар узақ мәзгиллик чарчаш, җиддийлик, озуқлуқ йетишмәсликтәк сәвәбләр билән ағрип қеливатқан икән, ечинишлиқи, дохтурханиларда тутулуп қелиштин қорқуп, һәтта балиларниму давалиталмай еғир күндә қалмақта. Бу оқуғучи йәнә, түрмидики уйғурлардин һечқандақ бир хәвәр йоқ туруватқачқа, өзигә охшаш далдилиниватқан уйғурларниң йәнила хатирҗәм тала-түзгиму чиқалмайватқанлиқини, бу хил қачақ һаятқа йәнә қанчә узун бәрдашлиқ берәләйдиғанлиқиға көзи йәтмәйватқанлиқини билдүрди.

3-Авғуст америка дөләт мәҗлисигә қарашлиқ “америка хәлқара диний әркинлик комитети” җиддий баянат елан қилип, мисир һөкүмитиниң қолға елинған уйғур оқуғучиларни хитайға қайтуруп беришини “мәсулийәтсизлик вә дүшмәнлик һәрикити” дәп әйиблиди. Мәзкур комитетниң баянатида билдүрүлүшичә, илгирики йиллардиму тайланд, малайшия, камбоджа қатарлиқ әлләрдә қолға елинған уйғурлар мәҗбурий йосунда хитайға қайтурулған болуп, уларниң кейинки тәқдириниң қандақ болғанлиқи һәққидә һазирғичә бирәр ениқ мәлумат мәвҗут әмәс. Комитетниң муавин рәиси санда җоллей ханим бу һәқтә “мисир һөкүмити дуняниң һазир бу ишларни көзитип туруватқанлиқини унтумаслиқи лазим. Хитайниң уйғурларға немиләрни қиливатқанлиқини биз көп қетим көргән. Шуңа мәҗбурий йосунда хитайға қайтурулғанларниң кейинки тәқдири һәққидә һечкимму шерин хиялларда болмаслиқи лазим” дәп көрситиду.

Бир һәптә илгири, бизниң мәхсус зияритимизни қобул қилған комитет рәиси дәниял марк өзлириниң мисир һөкүмити билән алақилишип уйғурларни қолға елиш һәмдә хитайға қайтурушни тохтитиш, шундақла хитай һөкүмитиниң уйғурларға зиянкәшлик қилишни тохтитишиға һәйдәкчилик қилиш һәққидә тәйярлиқ қиливатқанлиқини билдүрүп өткән иди.

Мәлум болушичә, рабийә қадир ханим башлиқ дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрлири мәхсус мисирдики оқуғучилар мәсилиси һәққидә йеқинқи мәзгилләрдә йәнә бир қатар муһим иш, паалийәтләр вә учришишларда болған болуп, бу һәқтә бүгүн вашингтондики ишханисидин зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси өмәр қанат әпәнди қисқичә мәлумат берип, хәвәрләр берилгәндәк, бир қисим муһим хәлқаралиқ тәшкилат вә бир қисим һөкүмәтләр рәсмий түрдә бу мәсилигә инкас қалдурғандин сирт, йеқиндин буян америка дөләт мәҗлисидики америка, мисир достлуқ гурупипсидикиләр билән учришишлар болғанлиқи вә уларниң мисир даирилиригә уйғурлар мәсилиси һәққидә мәхсус мәктуп йоллиғанлиқидин хәвири барлиқини билдүрди, өмәр қанат әпәндиниң илгири сүрүшичә, бу, америка һөкүмитиниң түрлүк мунасивәтләр даирисидә мисирға бесим ишлитишкә башлиғанлиқидин бешарәт икән. Гәрчә, һазирчә мисирдики уйғур оқуғучиларни қоюп бериш яки қутқузуш һәққидә һөкүмәтләрдин мәхсус қарар яки актип бир илгириләш көрүнмисиму, мәсилиниң үмидлик бир тәрипи болса, илгири уйғур оқуғучиларни қайтуруш мәсилидә пүтүнләй хитай тәрәпдари болуп кәлгән мисир һөкүмитиниң йеқинқи инкаслиридики юмшаш икән. Өмәр қанат әпәнди зияритимиз ахирида йәнә, мисирдики уйғурларға адаләт тәләп қилиш паалийәтлири вә ярдәм паалийәтлириниң дуняниң һәр қайси җайлирида үзүлдүрмәй елип бериливатқанлиқини вә буниң оқуғучилар қутулуш йолини тапқичә давамлишидиғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.