Хитайниң мисирдики уйғурларни иқамәтсиз қалдуруши тутқундин бурунла башланған
2017.08.21
Мисир сақчилири уйғур оқуғучиларни, туюқсиз кәң көләмлик тутқун қилишқа башлиғанда йәнә бир тәрәптин айродромларниму қамал қилған иди. Бу арида мисирдинму чиқип кетишкә амали йоқ, һазирғичә далдилинип йүрүватқан уйғурларниңму аз әмәслики мәлум. Қучақтики икки балиси билән биллә қорқуп кәткән, пулсиз, кепилсиз йошурунуп йүргән бир уйғур яш аниниң бәргән мәлуматлириға қариғанда, мисирдики хитай консулханиси, уйғурларниң мисирда оқуш вә яшиши үчүн зөрүр болған рәсмийәтлирини беҗиришни, испат беришни тохтатқан. Уйғурларниң мисирда қанунлуқ турушиға бу хил қәстән кашила пәйда қилиши, тутқун башлиништин 4, 5 айлар бурунла башланған. Йошурунуп туруватқан уйғурлар ичидә шу хил сәвәбләр түпәйли қолида иқамити йоқ, тутулуп қалған тәқдирдә хитайға қайтурулуш еһтимали юқири болған, һәтта кичик балилири билән әң әндишилик бир әһвалда қалған аилиләрму бар икән.
Қаһирәниң уйғурлар топлишип олтурақлашқан-7 районида, шу җай вақти -4июл күни кечидә, хитай бихәтәрлик хадимлириниң маслишиши билән уштумтут башланған, мисир сақчилириниң уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикитидә, сақчилар тәрипидин йүзлигән уйғурлар ашханилардин, иҗарә өйләрдин, кочилардин тутулған болса, шу ахшимида башқа шәһәрләргә қечип берип йошурунувалғанларму аз әмәс. Бир айдин артуқ вақит түрмидә туруватқан 200 гә йеқин уйғур оқуғучидин башқа, намәлум сандики бу далдилиниватқан уйғурларниң мисир чеграси ичидә һәр түрлүк амаллар билән тарқақ һалда йошурунуп туруватқанлиқи мәлум. Бу уйғурлардин бәзилири радийомиз билән алақилишип өзлириниң учраватқан қийинчилиқлири вә әһваллирини мәлум қилмақта.
Мисирда қечип туруватқан бир яш ана, өзлириниң тутқун башланған, өй ахтуруш давам қиливатқан дәсләпки күнләрдә ери билән тәң қучақтики икки балисини елип қачқиничә қаһирәдики сақчилардин қутулуп, һәтта айродромдики тәкшүрүшләрдинму аман-есән өтүп, түркийә чеграсиға киргән болсиму, әмма мисирда туғулған қизиниң “ақ паспорт” тин башқа материяли болмиғачқа түркийәдинму қайтурулғанлиқи, бир аилә кишилириниң иқамитиниң вақти өткәнликтин, сиртқа чиқиштинму қорқуп, ақ көңүл кишиләрниң өйлиридә йошурунуп туруватқанлиқини билдүрди.
Бу яш аниниң ейтишичә, хитай консулханиси бу йилниң бешидин башлапла өз хираҗити билән келип оқуватқан уйғур оқуғучиларға мисирда давамлиқ туруш вә оқуш ишлирини беҗиришкә зөрүр испатларни чиқирип беришни тохтатқан, һәтта кичик қизиғиму паспорт беҗирип бәрмигән. Мисирда турушлуқ иқамитиниң вақти өткән, арқидинла дәрһал қайтип кетиш һәққидики тәһдит вә буйруқлар кәлгән бу арида, вәтәндә қалған ата-анилириниң тутуп тәрбийиләшкә елип кетилгәнлики мәлум болған. Аилиси билән алақә үзүлгән, иқтисади ярдәмму тохтиған. Қайтип кәткән оқуғучиларниң хитай сақчилири тәрипидин айродромлардинла тутуп кетилгәнлики һәққидә хәвәрләр үзүлмәй келиватқан, кетиш -кәтмәсликини қарар қилалмай турған пәйттә, уштумтут қаһирәдә кәң көләмлик тутқун башланған.
Мушуниңға охшаш сәвәбләр билән иқамитини узарталмиған яки вақти өтүп кәткән, вәтәнгә қайтишқа амалсиз қалған уйғурлар, тутқун башланғандин буян өзлиригә йетидиған хейим-хәтәрниң йәни хитайға қайтурулуш еһтималиниң чоңлуқи сәвәблик, хейим-хәтәрдин қечип йошурунуп турмақта икән. Бу яш өзи билидиғанлар ичидә мушундақ өзигә охшаш иқамитиниң вақти өткән, балилири ақ паспорт болғачқа һечнәгә кетәлмәй йошурунуп туруватқан аз дегәндиму 4 аилилик уйғур бар икән.
Илгири биз билән алақә бағлиған нурғун уйғур оқуғучиларму хитай даирилириниң бир тәрәптин вәтәндики аилисигә тәһдит қилса, йәнә бир тәрәптин мисирдики рәсмийәтлиригә қәстән испат чиқирип бәрмәй, оқуғучиларни мисирдин кетишкә қистиғанлиқини, бу тутқунниң болса хитай һөкүмитиниң уйғур оқуғучиларни қайтуруп кетиш пиланиниң ахирқи тәдбири икәнликини билдүрүшкән иди.
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси өмәр қанат әпәнди вашингтондики ишханисидин зияритимизни қобул қилип, мисир түрмилиридә туруватқан әл әзһәр университетиниң уйғур оқуғучилирини асас қилған уйғурларни қутқузуш вә уларни әркинликкә чиқириш мисир кризисидики әң җиддий мәсилә болсиму, мисирда давамлиқ сақчиларниң тутқунидин қоғдиниш үчүн қечип йүрүватқан намәлум сандики уйғурларниң тәқдириму һәммисиниң ортақ көңүл бөлүватқан мәсилә икәнликини оттуриға қойди вә уйғур җамаитиниң, болупму түркийәдики җамаәт вә тәшкилатлар арқилиқ мисирдики уйғурлар йолуқуватқан мәсилиләрни һәл қилиш, уларға ярдәм йәткүзүш йоллирини издәп келиватқанлиқи һәққидә тохталди.
Өмәр қанат әпәнди ахирида йәнә, гәрчә һазир мисирда уйғурларни нишан қилған тутқун һәрикити тохтиғандәк көрүнсиму, тутулған уйғурларниң хитайға қайтурулуш еһтималини йәнила йоқ дегили болмайдиған муқимсиз бир пәйт болғачқа, һазирчә йәнила йошурунуп йүрүватқан уйғурларниң, мәсилә толуқ һәл болмиғучә бихәстәлик қилмаслиқини, әгәр ярдәмсиз вә амалсиз қалған һаләттә, хәлқаралиқ вә йәрлик инсан һәқлири тәшкилатлири билән алақилишип ярдәм тәләп қилишини тәвсийә қилди.