Даңлиқ нахшичи мөминҗан абликим алматада консерт көрсәтти

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2016.11.25
mominjan-ablikim-almata-qazaqistan-2016.jpg Нахшичи мөминҗан абликим сәһнидә
RFA/Oyghan


22-Ноябирда алмата шәһириниң җумһурийәт сарийида уйғур елиниң даңлиқ нахшичиси мөминҗан абликимниң йәккә консерти болуп өтти. Қазақистандики талантлиқ сәнәткарларниң бири шатлиқ худайқулоф рәһбәрликидики “шатлиқ шов” филим ишләш мәркизиниң уюштуруши билән өткән бу консертқа шәһәр вә наһийәләрдин болуп йүзлигән тамашибинлар кәлди.

Игилишимизчә, кейинки йилларда қазақистандики қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятири, шундақла уйғурларниң һәр хил сәнәт гуруппилири, атақлиқ нахшичилири билән уйғур елиниң сәнәт өмәклири, даңлиқ артистлири оттурисидики алақә барғансери қоюқлашмақта. Мушу йилниң май ейида уйғур елиниң сәнәт юрти артистлири қазақистанда бир нәччә күн болуп, мәмликәт пайтәхти астанида вә уйғурлар зич олтурақлашқан алмата шәһиридә “мәңгүлүк мәшрәп” консертлиқ программисини көрситип кәткән иди. Мөминҗан абликим болса, болупму қазақистан уйғур яшлири арисида алаһидә аброй-атаққа игә болған нахшичиларниң биридур.

Консертни кириш сөз билән ачқан ш. Худайқулоф тамашибинларни қазақистан уумһурийити мустәқиллиқиниң 25 йиллиқи билән қизғин тәбрикләп, уларға сәмимий тиләкләр ейтти вә консерт қатнашқучилирини тонуштурди.

Радийомиз зияритини қобул қилған “шатлиқ шов” филим ишләш мәркизиниң мудири шатлиқ худайқулоф мәзкур консертни уюштуруш сәвәби һәққидә тохтилип, мундақ деди: “бу консертни уюштурушимизниң сәвәби қазақистан җумһурийити мустәқиллиқиниң 25 йиллиқиға беғишлап, мушу оюмизни мубарәкләп кәлгән шинҗаң уйғур аптоном райони вә асия чолпини мөминҗан абликимни өзимиз сөйгәнликтин, яшлиримизниң тәлипи билән қазақистанға тәклип қилдуқ. Мөминҗан абликимға даимлиқ утуқ тиләймиз. У өзиниң тиришчанлиқи билән “түркийә ансамбили” билән үч дөләт арисида бу консертни өткүзүватиду. Униң даимлиқ мушундақ чоң сәһниләрдин көрүнүшини тиләймиз.”

Ш. Худайқулофниң ейтишичә, мәзкур консертқа шундақла уйғур аптоном районлуқ дөләтлик биринчи дәриҗилик артис, талантлиқ нахшичи, мөминҗанниң устази һәм кичик дадиси абдулла абдуреһим, униң қериндашлиридин биринчи дәриҗилик даңлиқ композитор абләһәт абликим, шундақла яш нахшичилардин мәрдан абликим қатнашти. Буниңдин ташқири, униңға түркийә естрада музика сәһнисиниң талантлиқ сазәндилириму тәклип қилинған иди.

Зияритимизни қобул қилған қазақистан җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән артиси реһангүл мәхпирова мәзкур консерт һәққидә пикрини мундақ дәп билдүрди: “омумән консерт яман әмәс. Маңа бирла яқмиған йери, уссуллар йоқ. Һәммисигә рәһмәт. Мөминҗан абдулламдәк талантлиқ болуп өсивәрсун.”

Консертта мөминҗан абликим “интизармән”, “қәйәрдә сән”, “уйғур”, “дуня”, мәрдан абликим “сәнәм”, “ядиңға йәтмидим”, абдулла абдуреһим “қәмбәрхан”, “оқуғин”, абләһәт аблеким “бар”, “гүлүм” қатарлиқ нахшиларни орунлап, тамашибинларниң алаһидә алқишиға сазавәр болди. Тамашибинлар бу консерттин роһий озуқ алғанлиқини, болупму уйғур елиниң нурмуһәммәт турсун, дилбәр юнус, абдулла абдуреһим, мөминҗан абликим қатарлиқ даңлиқ нахшичилириниң қазақистан уйғурлириға яхши тонуш икәнликини билдүрди. Шуларниң бири, алмата шәһириниң турғуни алийәм һасановаму өз қаришини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.