Өмәр уйғур пакистандики “хитай пуқралири җәмийити” ниң тәһдитигә учриған
2019.02.06

Пакистандики “өмәр уйғур вәхпи” ниң башлиқи өмәр уйғур әпәндиниң билдүрүшичә, йеқинда у пакистандики “сабиқ хитай пуқралири җәмийити” ниң иқтисадий ярдәм намида пакистандики уйғурларни тизимлаш ишиға наразилиқ билдүргәнлики үчүн мәзкур җәмийәтниң тәһдитигә учриған.
Мәлум болушичә, “сабиқ хитай пуқралири җәмийити” мәсуллиридин гилгиттики абдуқейим меҗит қатарлиқ хитай әлчиханисиниң паалийәтлиригә актип қатнишидиған бир түркүм хитайға майил кишиләр йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң уйғур сияситини мәдһийәләйдиған мақалиләрни елан қилип, “өмәр уйғур вәхпи” ни қарилайдиған тәшвиқатларни барғанчә күчәйтмәктикән. Шу сәвәбтин нөвәттә “өмәр уйғур вәхпи” ниң пакистандики паалийәтлири чәклимигә учрапла қалмастин, бәлки йәнә өмәр уйғур әпәндиниң өзиму мәзкур җәмийәт хадимлири тәрипидин биваситә тәһдитләргә дуч кәлмәктикән.
Игилишимизчә, пакистанниң гилгит вә равалпинди қатарлиқ җайлирида нөвәттә 600 дин көпрәк уйғур аилиси яшаватқан болуп, пакистанға йәрләшкинигә 50 йилдин ашқан бу уйғурлар хитай пуқралиқидин ваз кечип, аллиқачан пакистан тәвәликигә өтүп болған икән. Әмма 2018-йилниң ахири вә 2019-йили киргәндин буян гилгит вә равалпиндидики бир қисим уйғурлар хитай әлчиханиси тәрипидин қурулған “сабиқ хитай пуқралири җәмийити” тәрипидин тарқитилған бир җәдвәл тапшурувалған. Җәдвәлдә пакистандики уйғурларниң аилә әзалири вә уларниң толуқ учурини толдуруш тәләп қилинған болуп, пакистандики уйғурлар, болупму өмәр уйғурға охшаш хитайға қарши паалийәт елип бериватқан бир қисим уйғур актиплири буниңдин әндишә һес қилған.
Өмәр уйғур әпәнди бу әһвални пакистанниң мунасивәтлик һөкүмәт органлириға өз вақтида мәлум қилған болсиму, әмма пакистан һөкүмәт органлири уларниң шикайити вә әндишисигә пәрва қилмиған.
Өмәр әпәнди әркин асия радийоси, CNN телевизийәси, әл-җәзирә телевизийәси қатарлиқ хәлқара таратқуларниң зияритини қобул қилип, пакистандики “сабиқ хитай пуқралири җәмийити” ниң уйғурларни тизимлаш ишиға болған өз әндишисини билдүргән. Бирақ униң ейтишичә, бу иштин кейин у пакистан дөләт хәвпсизлики орунлириниң сорақ-соалиға вә бесим қилишиға учриған.
Өмәр уйғур әпәнди өзи вә достлириниң “сабиқ хитай пуқралири җәмийити” ниң тәһдитигә қаримастин, уларниң пакистан пуқралиқини елип болған уйғурларни тизимлишиға наразилиқ билдүргәнликини баян қилди. У буниң сәвәби һәққидә тохтилип, өзлириниң күнләрниң биридә тизимға елинғанларниң “хитай муһаҗирлири” дегән баһанида хитайға қайтурулуш еһтималлиқидин әнсирәйдиғанлиқини билдүрди.
Өмәр әпәндиниң билдүрүшичә, пакистандики хитай әлчиханисиниң биваситә ярдимидә қурулған “сабиқ хитай пуқралири җәмийити” 2019-йили киргәндин буян пакистанниң равалпинди, гилгит қатарлиқ җайлиридики уйғурларни “иқтисадий җәһәттин ярдәм беримиз” дегән намда тизимлашни башлиған икән. Уларниң ата-анилири бундин 50-60 йиллар илгири хитай дөләт тәвәликидин ваз кечип, пакистан пуқралиқиға өткән икән. Бу қетим мәзкур җәмийәт аллиқачан пакистан пуқралиқиға өтүп болған уйғурларниму тизимға алған. Өмәр уйғур әпәндиниң ейтишичә, мана бу әһваллар пакистандики хели көп уйғурларни әндишигә салған икән.
Өмәр уйғур әпәнди мундақ деди: “хитай әлчиханисиниң биваситә ярдимидә гилгит вә равалпинди шәһәрлиридә қурулған аталмиш ‛сабиқ хитай юртдашлар җәмийити‚ вә “сабиқ хитай пуқралири җәмийити” уйғурларға ярдәм бериш намида өй-өйләргә җәдвәл тарқитип, пакистан пуқралиқиға өтүп болған уйғурларни тизимлаш ишини башлиғандин буян биз әндишигә чүштуқ. Буниң сәвәби ата-анилиримиз пакистанға йәрлишип, бу дөләтниң пуқралиқини алған болсиму, әмма бу йәрдики хитай җәмийити бу дөләткә йәрләшкәнликигә 50 йилдин ашқан уйғурларниму ‛хитай муһаҗирлириға ярдәм беримиз‚ дегән баһанида тизимлаватиду. Мана бу әһвал бизни биарам қилиду. Чүнки һазирқидәк пакистан-хитай мунасивити интайин йеқин болуватқан бир шараитта әгәр хитай һөкүмити ашу тизимликкә исми чүшүп қалған пакистан пуқралиқидики уйғурларни ‛хитай муһаҗирлири‚ дәп елан қилип пакистандин хитайға қайтуруп беришни тәләп қилса, пакистан һөкүмити мушу тизимликкә асасән бу уйғурларни хитайға қайтуруп бериши мумкин. Мана бу әһвал уйғурларни әнсирәтмәктә”.
“уйғурларниң иқтисадий әһвалини тизимлаш җәдвили” ни тарқатқан равалпиндики “сабиқ хитай пуқралири җәмийити” ниң рәиси еһсан паша зияритимизни қобул қилип, мәзкур җәдвәлниң пәқәт пакистандики уйғурларға иқтисадий җәһәттин ярдәм бериш мәқситидә тарқитилғанлиқини тәкитлиди. У җәдвәлни қайтурувалған уйғурларниң әндишисиниң орунсиз икәнликини билдүрди.
Өмәр уйғур әпәндиниң билдүрүшичә, улар 6-феврал күни йәнә гилгиттики “сабиқ хитай юртдашлар җәмийити” ниң мәсули абдуқейим меҗитниң, гилгитта тизимға елинған 200 нәпәр уйғурниң җәдвилини исламабаттики хитай әлчиханисиға тапшуруп бәргәнликидин хәвәр алған.
Әмма гилгиттики “сабиқ хитай юртдашлар җәмийити” ниң мәсули абдуқейим меҗиттин әһвал игиләш үчүн телефон қилғинимизда у өзиниң мәзкур җәмийәтниң мәсули икәнликини етирап қилған болсиму, әмма у бизниң америкидин телефон урғанлиқини билгәндин кейин мәзкур җәмийәтниң пәқәт хитай биләнла алақиси барлиқини, америка билән һечқандақ алақиси йоқлуқини билдүрүп, соаллиримизға давамлиқ җаваб беришни рәт қилди.
Өмәр уйғур әпәндиниң баянидин мәлум болушичә, гилгит вә равалпиндидики хитай җәмийәтлири уйғурларни тизимлашқа башлиған бир айдин буян, пәқәт равалпиндидинла 360 уйғурни тизимлап болған. “өмәр уйғур вәхпи” дики уйғурларниң тиришчанлиқи вә арилишиш билән 50 тәк уйғур аилиси илгири толдурулуп тапшуруп болған җәдвәллирини қайтурувалған. Әмма равалпинидидики “сабиқ хитай пуқралири җәмийити” билән “сабиқ хитай юртдашлар җәмийити” ниң қолида йәнә 210 уйғур аилисиниң тәпсилий мәлуматлири тизимланған җәдвәл бар икән.