Паалийәтчи өмәр уйғурниң 3 - қетимлиқ түркийә сәпири оңушлуқ болди
2016.08.09

Пакистандики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин өмәр уйғур йеқинқи 5 йил ичидә түркийәгә бериш үчүн көп тиришчанлиқларни көрсәткән болсиму, әмма пакистандики хитай әлчиханисиниң пәрдә арқисидин тосқунлуқ қилиши сәвәблик, униң плани әмәлгә ашмай кәлгәнлики билдүрүлгән иди. У паспортида түркийә визиси бар туруқлуқ, бир қетим айродромдин қайтуруветилгән, иккинчи қетимда айропиландин чүшүрүветилгән иди. Униң үчинчи қетимлиқ түркийә сәпири 18 - июл күни оңушлуқ давам қилип, у, истанбулда ечилған “6 - нөвәтлик шәрқи түркистан қериндашлиқ учришиши йиғини” ға қатнишишқа мувәппәқ болған.
Юқиридики улиништин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиған өмәр уйғур вәхпидики ака - ука паалийәтчиләрниң бу сәпәр тәсирати һәққидики сөһбәт хатирисини аңлайсиләр.