“бүгүнки пакистан” тәһрири: уйғурлар техиму көп маңа охшаш инсанлар билән алақә бағлиши лазим

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.09.29
usman-xan-tahir-pakistan-today-tehrir.jpg “бүгүнки пакистан” гезитиниң инглизчә бетиниң тәһрири усман хан таһир (Usman A Khan Tahir).
Social Media

Хәлқарада уйғур мәсилисиниң тонулушиға әгишип хитай өзи билән һәмкарлиқ орнатқан, иқтисади нисбәтән аҗиз, демократик системиси анчә мукәммәл болмиған бир қисим дөләтләргә бесим ишлитип, уларниң мәтбуатлирида хитай коммунист һөкүмитигә қарши һәр қандақ учурларни чәкләшкә урунуп кәлди. Мәлумки, хитайниң бу тәлипини иҗра қилип келиватқан дөләтләрниң бири - пакистан. Әмма йеқиндин буян “бүгүнки пакистан” гезитиниң инглизчә тор бетидә канададики уйғур паалийәтчиләрдин руқийә турдуш ханимниң хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан бесим сиясәтлирини паш қилған мақалилири елан қилинди. Бу иш уйғурларни хурсән қилған вә һәйран қалдурған болса, хитай һөкүмитини раһәтсиз қилғанлиқи мәлум. Ундақта, “бүгүнки пакистан” гезити қандақ болуп уйғур мәсилисигә орун берип қалди? бу һәқтә пакистандики мәзкур гезитниң тәһрири усман хан таһир радийомиз зияритини қобул қилди.

Мухбир: һөрмәтлик усман хан әпәнди, зияритимни қобул қилғиниңиздин хурсән болдум. “бүгүнки пакистан” 30-авғуст санида руқийә турдуш ханим язған “хитайниң берлин теми” намлиқ мақалигә орун бәрдиңлар, уйғурларниң хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ тәқибгә елиниватқанлиқи йорутулған бу хилдики мақалиләргә орун беришиңларда алаһидә бир сәвәб барму ? 

Осман хан: мән руқийә ханимниң бу мақалисини дәсләп “медиом” блогида көрдүм вә бу мақалини әгәр мәтбуатларда елан қилса техиму көп оқурмәнлири болиду, дегән мәқсәттә руқийә ханим билән алақиләштим. Мениң иҗтимаий алақә васитилиридә бир қанчә уйғур достлирим бар. Тил пәрқимиз болғачқа давамлиқ инглиз тилида сөзлишәләйдиған уйғурларни издәшкә тиришимән, чүнки мени давамлиқ раһәтсиз қилидиғини шуки, биз пакистанда кәшмир мәсили, пәләстин вә сүрийәликләр учраватқан мәсилиләрни сөзләймиз, мулаһизә қилимиз, әмма уларға охшаш һәтта улардин еғир бесимларға учраватқан уйғурларниң, шәрқий түркистанниң һечқачан гепини қилмаймиз. Мениң қаришимчә, уйғурларниң мәсилисиму пәләстин, мисир, ерақ, сүрийәликләргә охшашла муһим мәсилә, биз бу мәсилигә көңүл бөлүшимиз вә буниңға ипадә билдүрүшимиз керәк, әгәр һөкүмәтләр вә рәсмий ахбаратлар буниңға инкас қайтурмиса, маңа охшаш мухбирлар уйғур мәсилисини йорутуши керәк, дәп ойлаймән.

Мухбир: уйғур мәсилисигә қизиқишиңизға немә сәвәб болди? қандақ тонуштиңиз? 

Осман хан: мән уйғурлар һәққидә нурғун мақалиләрни оқуп келиватимән. Мән илгири хитайниң җяңши өлкисидики америка онверстетида оқуған. У йәрдә бир уйғур ачқан ресторанда күндә дегүдәк тамақ йәйттим. У ашханида өзүмни наһайити хатирҗәм, өз өйүмдикидәк раһәт һес қилаттим. Ашханиниң хоҗайини һәсән биләнму дост идуқ. У бәкму сәмимий инсан иди. Униңдин уйғурлардики чин ислам әқидисини һес қилдим.

Мухбир: уйғур елигиму берип бақтиңизму ? уйғурлар билән биваситә учришиш пурсәтлири болдиму?

Осман хан: үрүмчигә бардим нурғун уйғур ашханилирида мәззилик уйғур таамлириға еғиз тегиш пурсити болди, нурғун уйғурлар билән тонуштум вә бу арида етиқадимиз охшаш болғачқиму нурғун тәрәптә ортақлиқимиз барлиқини һес қилдим. Шуниңдин кейин уйғурларға қизиқтим, техиму чүшиниш пурсәтлири болди.

Мухбир: демәк уйғур таамлири сизни уйғурларға тонуштурған икәндә? 

Осман хан: шундақ десәмму хата әмәс, мән бу арида кичик бир һекайини сөзләп өтүшни тоғра көрүватимән. Мән хитайда оқушумни пүттүрүп, ниңбо шәһиридә вақитлиқ иш тапқан идим. Бир күни меһманхана алдида һалал бәлгисини есип кавап сетиватқан бирини көрдүм вә берип униңға "әссаламуәләйкум" дәп көрүштүм, уму шундақ һәйранлиқ билән саламлашти. Вә өзиниң шинҗаңдин кәлгән уйғур икәнликини ейтти. Хитайчәм анчә яхши болмиғачқа күп параңлишалмиған болсақму, әмма кавапни йәп болуп униңға пул тәңлигинимдә у пулни қәтий алғили унимиди. У, мән билән тонушқанлиқидин бәк хушал иди, "биз қериндаш турсақ, сәндин пул алсам болмайду" дәп турувалди. Бу кичиккинә иш маңа бәкму тәсир қилди. Униң сәмимийлики мәндә бәк чоңқур тәсир қалдурди. Шундин кейин уйғурлар һәққидә издинишкә башлидим. Һәр хил материяллардин шәрқий түркистанниң илгири мустәқил дөләт икәнликини, уйғурлар йүзлиниватқан мәсилиләрни тәпсилий өгәндим. Лекин нурғун пакистанлиқларму хитайға, уйғур елигә бариду, улар у йәрдә уйғурчә тамақларни йәп, қайтип келиду, әмма уйғурлар һәққидә гәп қилмайду, хитай үчүн гәп қилиду. Һазир әмди һәммә йәрдә роһинга мусулманлири һәққидә гәп қиливатимиз, әмма мени әпсусландуридиғини уйғурларни һеч тилға алмаслиқтур. 

Мухбир: уйғурлар мәсилисини тилға алмаслиқ пакистан ахбарат саһәси билән һөкүмитидила мәвҗутму яки пакистан хәлқиму бу мәсилигә охшаш сүкүт қиламду?

Осман хан: пакистандики ахбаратни алсақ, пакистан ахбарати бир қәдәр әркин һесаблиниду, әмма пакистан, хитай билән болған мунасивитигә тәсир йәткүзмәслик үчүн бу мәсилиләрни йорутушта интайин пассип. Хәлқни алсақ, уйғур мәсилиси һәққидә һечқандақ чүшәнчиси йоқ, чүнки бу һәқтә учурлар наһайити чәклик, издәнгүдәк материялму кәм болғачқа, омумән хәлқ уйғурларни һәқиқий чүшәнмәйду. Уйғурлар һәққидә өзүм мақалә язсамму болатти, лекин уйғурларниң өзлири язған мақалә хәвәрләр арқилиқ уйғур мәсилисини техиму җанлиқ аңлатқили болиду дәп ойлап, инглизчә йезиватқан уйғур язарларни издидим.

Мухбир: хитай билән пакистан интайин йеқин мунасивәттә, бундақ һаләттә мәтбуатиңларда уйғурларниң реал мәсилилири йорутулған мақалиларға орун бериш билән сиз яки гезитиңлар бирәр бесимға учридиму?

Осман хан: һазирчә шәхсән өзүм учримидим, бәлким бесим бөлиши мумкин. Чүнки, йеқинда руқийәниң мақалиси “бүгүнки пакистан” да чиққандин кейин, арқидинла йәнә бир уйғур зиялийси әнвәрниңму бир мақалиси түркчә мәтбуатта елан қилинди. Қисқа вақит ичидә арқиму-арқа елан қилинған бу мақалиләр хитай һөкүмитини раһәтсиз қилғанлиқи вә пакистандики ахбарат органлириниң чүшәндүрүш беришини тәләп қилғанлиқидин хәвирим бар.Гәрчә улар қайси мақалә яки кимниң мақалисидин нарази болғанлиқини ениқ көрсәтмигән болсиму, мәтбуатиңларда хитай һөкүмитигә қарши мәзмунларға орун бериватисиләр дәп наразилиқ билдүргән вә бу мәсилини йепишқа урунған.

Мухбир: сиз хитайда турған вә уйғур елигиму барған икәнсиз, хитайниң ахбаратқа қаратқан контроллуқидин хәвириңиз барму?

Осман хан: шундақ, хитайда 5 йил оқуш җәрянида нурғун шәһәрләргә бардим. Хитайлар биләнму, туңганлар вә уйғурлар биләнму тонуштум. Мән хитайлардин уйғурлар һәққидә сориғинимда әпсус улар давамлиқ уйғурларни яманлайти, улар һәққидә яман сөзләрни қилатти, әмма мән уларға уйғурлар ундақ яман хәлқ әмәс, һәр қандақ бир милләткә охшашла уларму тинч вә нормал һаятта яшашни арзу қилидиған хәлқ дәп чүшәндүрүшкә тиришаттим. Шуни чүшинип йәттимки, хитайлардики уйғурларни яман көрүш хаһишида хитай һөкүмитиниң хата тәшвиқатлириниңму тәсири зор икән.

Мухбир: хитайниң “бир бәлвағ, бир йол” сиясити билән пакистан-хитай мунасивәтлири техиму қоюқлишиватиду, буниң билән хитайниң пакистан ахбаратиға көрситидиған тәсири техиму күчийиду, дәп қарамсиз?

Осман хан: мән әндишә қиливатқан мәсилиму дәл мушу. “бир бәлвағ, бир йол” истратегийисидә хитай, пакистан-хитай иқтисадий каридориға салған мәблиғи 50 милярд долларға йетиду. Бундақ әһвал астида, пакистан һөкүмити хитай билән болған мунасивәтлиригә һәр қандақ яман тәсирниң йетишидин еһтият қилиду. Йеқинда түркийә билән хитай келишим һасил қилғанға охшаш пакистанму хитай билән хитайға қарши пикирләргә орун бәрмәсликкә келишти. Биз мәтбуатимизда уйғурлар һәққидики мақалиләргә орун бәргинимизниң өзи пакистан ахбаратиниң бир қәдәр әркинликини көрситип бериду. Әмма кәлгүсидә хитайниң пакистандики тәсир күчиниң артишиға әгишип, хитайниң пакистан ахбаратиғиму пассип тәсирләрни елип келишидин әндишә қилимән. 

Мухбир: сизниңчә, буниң алдини қандақ алғили болиду, хитайниң уйғурларниң авазини дуня миқясида өчүрүшкә урунушиға қарши уйғурлар немиләрни қилиши зөрүр дәп қарайсиз? 

Осман хан: мән пәқәт бир шәхс, өзүмниң қолидин келишичә уйғурларниң мәвҗут мәсилилирини йорутушқа тиришимән, әмма бу мәсилини сөзлишимни хитайға қарши бир һәрикәт қилғанлиқ дәп чүшәнмәймән. Уйғурларму башқа хәлқләргә охшаш тинч яшаш арзусидики хәлқ. Бу һәқиқәт. ялған тәшвиқатни болса хитай һөкүмити өзи қиливатиду. Бүгүнки күндә нурғун дөләтләр хитай билән болған иқтисадий мунасивәтлирини муһим билип, уйғурлар мәсилисини тилға алмай кәлмәктә. Чүнки улар хитайниң бу сәвәблик мәсилә яритиши мумкинликидин қорқиду. Бундақ әһвалда әркин дөләтләрдә яшаватқан уйғурлар, көплигән маңа охшаш йәниму көплигән инсанлар билән алақә бағлиши вә һәр хил тилларда уйғурлар мәсилисини аңлитишқа тиришиши керәк. 

Мухбир: уйғурларниң мәсилисини аңлитишқа җүрәт қилғиниңизға вә зияритимизни қобул қилғиниңизға рәһмәт.

Осман хан: мени зиярәт қилғиниңлардин вә уйғурлар үчүн қилған тиришчанлиқимни етирап қилғиниңлардин хурсән болдум. Бундин кейин уйғурларни йәниму чоңқур чүшинишни халаймән, рәһмәт.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.