Пакистанда уйғурларниң икки җумһурийәтни хатириләш паалийити сақчиларниң дәхлисигә учриди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.11.13
pakistan-omer-uyghur-wexpi.jpg Өмәр уйғур вәхпиниң “шәрқи түркистан җумһурийәтлирини хатириләш” паалийити
Photo: RFA


Пакистанда паалийәт елип бериватқан өмәр уйғур вәхпи түнүгүн йәни 12 - ноябир күни “шәрқи түркистан җумһурийәтлирини хатириләш” паалийити үчүн һазирлиқ қиливатқан мәзгилидә паалийәт соруниға икки нәпәр пакистан дөләт бихәтәрлик хадими кирип кәлгән, улар нәқ мәйданни рәсимгә алғандин кейин өткүзүлмәкчи болған паалийәт һәққидә мәлумат сориған, арқидин бундақ бир паалийәтниң паалийәт өткүзгүчиләр үчүн яхши бир ақивәт елип кәлмәйдиғанлиқини әскәрткән. Тәһдит пуриқидики бу агаһландуруш мәзкур паалийәтни уюштурушқа һәмкарлишиватқан бәзи пакистанлиқларни әндишигә селип қойған. Нәтиҗидә өмәр уйғур вәхпи пакистанлиқ һәмкарлашқучилириниң тәклипигә бинаән икки җумһурийәтни қәшқәр рабат йәни қәшқәр меһманханисида катта өткүзүштин ваз кечип, бир аилидә өткүзгән.

Өмәр уйғур вәхпиниң катипи әкпәрҗанниң билдүрүшичә, пакистандики уйғур паалийитиниң пакистан дөләт бихәтәрлик ишлири билән һечқандақ алақиси йоқ, бу нуқта уйғур паалийәтчилиригиму, пакистан сақчилириғиму бәш қолдәк аян икән.

Әмма, пакистандики хитай әлчиханиси пакистандики уйғурларниң паалийитигә қарита һәддидин зиядә сәзгүр болғачқа, болупму йеқинқи йиллардин бери хитай, пакистан достлуқи шәрқи түркистан мәсилисидики мәйдан бирликини муһим шәрт қилғачқа, “шәрқи түркистан җумһурийәтлирини хатириләш” тин ибарәт уйғурлар үчүн әһмийәтлик бир паалийәт пакистандики хитай әлчиханисини қаттиқ биарам қилған.

Әкпәрҗанниң пәрәз қилишичә йәнә, хитай әлчиханисиниң изчил тәләп қилиши нәтиҗисидә, пакистан дөләт бихәтәрлик күчлири бу қетимлиқ паалийәткә дәхли қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.