Қәшқәр сәнәт өмики пакистанниң гилгит шәһиридә оюн қойди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.08.31
uyghur-senet-pakistan.jpeg Пакистанниң гилгит шәһиридә оюн қоюш үчүн барған қәшқәр сәнәт өмики әзалири. 2015-Йили 29-авғуст, пакистан.
RFA/Qutluq

Пакистандики уйғурларниң инкасиға қариғанда, 29-авғуст қәшқәр вилайәтлик сәнәт өмики пакистанниң гилгит шәһиридә сәнәт номурлирини көрсәткән.

Қәшқәр вилайәтлик сәнәт өмикиниң бу қетимқи гилгит шәһиридә уйғур нахша-усуллирини орунлаш мурасимиға вилайәтиниң бир қисим рәһбәрлириму бирликтә һәмраһ болуп кәлгән.

Гилгит шәһири пакистанниң җәнубидики бирдин-бир гүзәл саяһәт мәркәзлиридин бири болуп, илгири бу йәргә уйғур елиниң қәшқәр, хотән, йәкән қатарлиқ җайлиридин көплигән уйғурлар һиҗрәт қилип чиқип йәрләшкән. Гилгит шәһири, равалпинди шәһиридин қалса уйғурлар көп олтурақлашқан пакистандики иккинчи чоң шәһәр һесаблиниду. Бу йәрдики уйғурларму равалпинди шәһиридики уйғурларға охшашла өз ана тилини, мәдәнийитини вә вәтән сөйгүсини изчил сақлап кәлмәктә.

Биз гилгит шәһиридә көрситилгән уйғур сәнәт номурлириниң орунлишиш әһвали һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн һазир гилгит шәһиридә зиярәттә болуватқан пакистандики мустәқил уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси абдуқеюм әпәнди билән бу һәқтә телефон сөһбити елип бардуқ.

Юқириқи аваз улиништин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.