Пакистандики уйғурлар “хитай пуқралири җәмийити” тарқатқан җәдвәлдин әндишиләнмәктикән
2019.01.24

Игилишимизчә, пакистанниң гилгит вә равалпинди қатарлиқ җайлирида нөвәттә 600 дин көпрәк уйғур аилиси яшаватқан болуп, пакистанға йәрләшкинигә 50 йилдин ашқан бу уйғурлар хитай пуқралиқидин ваз кечип, аллиқачан пакистан тәвәликигә өтүп болған икән. Әмма 2018-йилниң ахири вә 2019-йили киргәндин буян гилгит вә равалпиннидики бир қисим уйғурлар хитай әлчиханиси тәрипидин қурулған “хитай пуқралири җәмийити” тәрипидин тарқитилған җәдвәл тапшурувалған. Җәдвәлдә пакистандики уйғурларниң аилә әзалири вә уларниң толуқ учурини толдуруш тәләп қилинған болуп, пакистандики уйғурлар буниңдин әндишә һес қилмақта икән.
Пакистанда паалийәт елип бериватқан “өмәр уйғур вәхпи” намидики тәшкилатниң башлиқи өмәр әпәнди зияритимизни қобул қилип, һазирғичә гилгиттики уйғурлардин 200 аилә, равалпиндидики уйғурлардин тәхминән 110 аилиниң бу хил җәдвәлни тапшурувалғанлиқини билдүрди. У йәнә бу җәдвәлниң өзлирини әндишигә салғанлиқини ейтти.
Өмәр әпәнди пакистанда яшаватқан уйғурларниң вәзийити һәққидә тохтилип, пакистан билән хитай оттурисидики йеқин мунасивәт сәвәбидин пакистандики уйғурларниң уйғур дияридики вәзийәт һәққидә әркин пикир қилалмайдиғанлиқи, уларниң хитай һөкүмитиниң уйғур сияситигә қарита һәрқандақ бир наразилиқ билдүрүш паалийитиниң пакистанда қаттиқ чәклимигә учрайдиғанлиқини тәкитлиди. У йәнә пакистандәк бир дөләттә яшаватқан уйғурларниң хитай консулханиси һамийлиқидики “хитай пуқралири җәмийити” тәрипидин тарқитилған бундақ бир җәдвәлдин әндишилиниватқанлиқини билдүрди.
Равалпиндида яшайдиған уйғурлардин надир әпәндиму зияритимизни қобул қилип, җәдвәл тапшурувалғанларниң зор көп қисминиң аилә аяллири болғини үчүн улар алди билән җәдвәлниң тақитилиш сәвәби вә җәдвәлдә тәләп қилинған учурларниң ишлитилиш орни һәққидә көп ойланмайла җәдвәлни толдуруп тапшуруп бәргәнликини билдүрди. У йәнә җәвәлни тапшуруп болған 100 дин артуқ аилидин 60-70 әтрапидики аилиниң бирнәччә күндин кейин “хитай пуқралири җәмийити” ишханисиға берип, тапшуруп болған җәдвәлләрни қайтуруп еливалғанлиқини билдүрди.
Биз гилгит вә равалпиннидики уйғурларға тарқитилған җәдвәл һәққидә техиму илгириләп учур игиләш үчүн җәдвәлни тарқитиш хизмитини актип елип бериватқан равалпиндидики “хитай пуқралири җәмийити” ниң хизмәтчиси әзимҗан вә мәзкур җәмийәтниң рәиси еһсан паша әпәндигә телефон қилдуқ.
Әзимҗан әпәндиниң қол телефони елинмиди. Әмма “хитай пуқралири җәмийити” ниң рәиси еһсан пашиниң телефони уланди. У дәсләптә бундақ бир җәдвәлдин хәвири йоқлиғини билдүргән болсиму, әмма кейин мәзкур җәмийәт тәрипидин бу хил җәдвәлниң тарқитилғанлиқини етирап қилди.
Әмма у бу җәдвәлни тарқитишниң сәвәби һәққидә сориған соаллиримизға җаваб бәргинидә “хитай пуқралири җәмийити” ниң бу җәдвәлни тарқитиши хитай консулиниң ярдими билән ечилған мәктәптә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң аилисидики иқтисадий әһвалини билиш вә уларға ярдәм қилиш үчүн икәнликини тәкитлиди. У мәзкур җәдвәл сәвәблик пакистандики бир қисим уйғурларни әндишигә салғандәк әһвалниң йоқлуқини, уларниң шәхсий учуриниң хитай һөкүмитигә әвәтилиш еһтималлиқиниң йоқлуқини әскәртти.
Пакистандики уйғурлар радийомизға гилгит вә равалпиндидики уйғурларға тарқитилған җәдвәлниң әслий нусхисини әвәтип бәргән болуп, равалпиндида тарқитилған җәдвәлдә шу аилиниң пакистандики учурлирини толдуруш тәләп қилинған. Әмма икки ай илгири гилгитта тарқитилған җәдвәлдә пакистанға йәрлишип аллиқачан пакистан дөләт пуқралиқиға өтүп болған уйғурларниң буниңдин 50 йил илгирики хитай пуқралиқи мәзгилидә өз юртидики кона адреслириниму толдуруш тәләп қилинған.
Пакистанда паалийәт елип бериватқан бир қисим уйғурлар иҗтимаий таратқуларда өз әндишисини ипадилигәндин кейин, бу әһвал пакистандики уйғур вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан уйғур тәшкилатлири вә паалийәтчилириниң җиддий диққитини қозғиған иди.