Парижда 5 - июл вәқәси вә илһам тохти мәсилиси тоғрисида йиғин чақирилди
2016.07.09
Париж шәһәрлик һөкүмәт бинасида 5 - июл вәқәси вә илһам тохти мәсилиси тоғрисида илмий муһакимә йиғини чақирилди.
8 - Июл фирансийә уйғур җәмийитиниң тәшкиллиши вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң һәмкарлишиши билән париж шәһәрлик һөкүмәт бинасида 5 - июл вәқәси вә илһам тохти тоғрисида илмий муһакимә йиғини чақирилди.
Биз мәзкур илмий муһакимә йиғини давамлишиватқан пәйттә зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйса йиғин һәққидә қисқичә тохталди.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим зияритимизни қобул қилип йиғиндин өзиниң мәмнун болғанлиқини билдүрди.
Фирансийә уйғур җәмийитиниң рәиси вә шундақла бүгүнки илмий муһакимә йиғинни тәшкиллигүчи әркин аблимит йиғинниң ечилиш мәқсити һәққидә өзиниң қарашлирини баян қилди.
Фирансийәдики уйғур сиясий актиплиридин турсунҗан зияритимизни қобул қилип бүгүн йиғин тәсиратини баян қилип өтти.
Йиғин чүштин кейин саәт иккидин бәш йеримға қәдәр давамлашти.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.