Хитай, пакистан вә афғанистан қәшқәр-гвадар иқтисади каридорини кеңәйтишни музакирә қилди

Мухбиримиз әркин
2017.12.27
shi-jinping-pakistan-lozinka.jpg Хитай рәиси ши җинпиң пакистанға бериш һарпилирида, уни күтүвелиш үчүн есилған лозунка. 2015-18-Апрел, пакистан.
AFP

Хитай, пакистан, афғанистан ташқи ишлар министирлириниң 26‏-декабир бейҗиңда өткүзүлгән 3 тәрәплимилик йиғинида нуқтилиқ 3 мәсилә музакирә қилинған. Бу нуқтилиқ 3 мәсилә хитай-пакистан иқтисади каридорини кеңәйтип, униңға афғанистанни дахил қилиш, бихәтәрлик җәһәттики һәмкарлиқни күчәйтип, террорлуқ ортақ қарши туруш. Афғанистан һөкүмити билән талибанлар оттурисидики тинчлиқ сөһбитини алға сүрүш қатарлиқларни өз ичигә алған.

Хитай ташқи ишлар министири ваң йи сәйшәнбә күни мухбирларға қилған сөзидә қәшқәр-гвадар каридориға афғанистанни дахил қилиш һәққидә тохтилип, “хитай вә пакистан афғанистан билән өз ара пайда-мәнпәәт йәткүзүш принсипи асасида хитай-пакистан иқтисади каридорини афғанистанға кеңәйтишни халайду” дегән. 

Афғанистан ташқи ишлар министири салаһуддин раббани бихәтәрлик җәһәттики һәмкарлиқни тәкитләп, террорлуқниң һәр хил шәкил вә аламәтлиригә пәрқләндүрмәй қарши турушқа келишкәнликини, хусусән афғанистанниң “шәрқий түркистан ислам һәрикити вә уларни қоллайдиған гуруһлар, торларға қарши күрәшни, террорлуққа қарши һәр хил һәмкарлиқни давамлаштуридиғанлиқи” ни билдүргән. 

Мәзкур йиғин ирақ, сүрийәдики уруш ахирлишиш басқучиға келип қалған, бу дөләтләрдики қораллиқ җиһадчи гуруһларниң башқа әлләргә йөткиливатқан, афғанистанда “ислам дөлити” ‏-даишниң күчи тез зорийиватқанлиқиға даир хәвәрләр чиқиватқан мәзгилдә чақирилди. Бәзи мутәхәссисләрниң қәйт қилишичә, бу әһвалда хитай өзиниң йипәк йоли пиланини қоғдаш үчүн райондики дөләтләр билән һәмкарлишишқа мәҗбуркән. 

Түркийә истратегийилик чүшәнчиләр тәтқиқат институтиниң мутәхәссиси, һаҗәтәпә университетиниң дотсенти әркин әкрәм мундақ дәйду: “оттура шәрқтики ички урушлар түгиши билән әл-қаидә яки даишчиларниң оттура асияға келишиниң алдини елиш үчүн қиливатиду, десәк болиду. Әсли хитай буниңдин 2-3 йил аввал бу тәйярлиқни қиливататти. Русийә бу гәпни тола дәп кәлди. Оттура шәрқтики исламчилар оттура асияға кәлмәкчи, дәп. Өткәндә 1000 дәк адәмниң келип болғанлиқини дегән. Бундақ әһвалда районниң хәвпсизликини қоғдаш хитай үчүн муһим мәсилигә айлиниду. Чүнки, хитайниң һазир йүргүзүватқан йипәк йоли истратегийиси бар. Бу ялғуз пакистан, афғанистанға мунасивәтлик әмәс. Оттура асиядин иран вә түркийәгичә мушу районниң хәвпсизликини қоғдаш керәк. Шуңа, хитай бу райондики дөләтләр билән мушундақ бир мунасивәт қурушқа мәҗбур”. 

Хитай һөкүмити 2014‏-йили пакистан билән имзалиған қәшқәр-гвадар иқтисади каридори қурулушиға 57 милярд доллар мәбләғ селишни пиланлиған. Бирақ, йеқиндин буян бу қурулуш пакистандики бәзи өктичиләрдә пәйда қилған әндишә, балучистан қатарлиқ районлардики йәрлик хәлқләрниң наразилиқи, афғанистан, пакистан вәзийитидики муқимсизлиқ қатарлиқ амилларниң хирисиға дуч кәлгән. Хитай йеқинда пакистандики бәзи қурулуш түрлиригә беридиған мәбләғни тохтатқан иди. 

Бәзи хитай анализчилириниң қаришичә, хитайниң бу райондики муқимсиз дөләтләргә мәбләғ селиши зор тәвәккүлчиликтур. Америкидики хитай вәзийәт анализчиси ваң чең әпәнди, хитай бу дөләтләргә салған мәблиғини қайтурувалалмаслиқи мумкинликини билдүрди. 

У мундақ дәйду: “иқтисадтики әң муһим мәсилә пул тепиш. Бәлвағ бир йолда пул тапқили боламду? сиз немигә асасән начар, диктатор, уруш оти ичидики намрат бир һөкүмәткә қәрз берип пул тапалаймән, дәп ойлайсиз. Сиз пул бәргән икәнсиз униң пайдисини көрүшиңиз керәк. Бирақ, сизниң бир бәлвағ бир йол арқилиқ ярдәм берип, өзиңизниң акилиқ орниңизни тикләштәк бу усул сабиқ совет иттипақиниң модели. Бу ақмиса униң хәҗлигән пули бикарға кетиду. Шуңа һечким бир бәлвағ бир йолға үмидвар қаримайду. Сиз пул чиқирип, башқиларға мәйли йол ясап бериң яки порт қуруп бериң бу пулни қандақ қайтурувалисиз. Бу пулни ким қайтуриду?. Бу дөләтләр уни қайтураламду? немә үчүн кишиләр америкиға охшаш дөләтләргә мәбләғ селишқа алдирайду? әмма һечким бу дөләтләргә мәбләғ салмайду. Чүнки, булар муқимсиз дөләтләр. Һечким муқимсиз дөләтләр билән сода қилишни халимайду”. 

Ваң чең әпәндиниң қаришичә, хитайниң бир бәлвағ бир йол истратегийисини әмәлгә ашурушидики әң аҗиз һалқиси униң юмшақ күчи икән. Ваң чең, хитайниң оттура вә җәнубий асия әллиридики хәлқләргә тәсир қилалайдиған һечқандақ юмшақ күчи йоқлуқини билдүрди.

Ваң чең мундақ дәйду: “сиз кәлгүсидә гумран болсиңиз, юмшақ күч сәвәблик гумран болисиз. Америкиниң бу җәһәттики артуқчилиқи у кишиләргә яхши муамилә қилиду, қанунға әмәл қилиду. Кишиләрниң әркинлики бар. Шуңа у ахири йеңиду. Әмди саңа кәлсәк сән я қанунға әмәл қилмисаң, я хәлққә яхши муамилә қилмисаң, я кишиләргә әркинлик бәрмисәң, сән чоқум һалак болисән. Һазир кишиләрни қорқутуш әң муһим болуп қалди. Мана бу униң юмшақ күчидики мәсилә. Шуни сорап бақай, хитай компартийиси, хитай хәлқи бир бәлвағ бир йолни әмәлгә ашурушта бу дөләтләрдики хәлқләргә биз силәргә йәтмәйдикәнмиз, дегүдәк қандақ мәдәнийәт, қандақ дин, қандақ сиясий үстүнлүк бәхш етәләйду?. Һечқандақ. Мәйли мәдәнийәт, мәйли дин, мәйли сиясида болсун у башқа милләтләр қобул қилғудәк һечқандақ үстүнлүк бәхш етәлмәйду. Пәқәт ишләпчиқириш биләнла пут тирәп турғили боламду”.

Хитай һөкүмити изчил пакистан билән афғанистан оттурисидики мунасивәтни яхшилаш, афғанистан һөкүмити билән талибанларни яраштуруш ишлирида васитичилик рол ойнап кәлди. Анализчиларниң қаришичә, хитайниң пакистан билән афғанистан оттурисида васитичилик рол ойнап, уларни келиштүрүшкә тиришчанлиқ көрситишидики асаслиқ сәвәб, у уйғур райониниң чеграсини контрол қилишта бу дөләтләрниң ярдимигә еһтияҗлиқ икән.

Дотсент әркин әкрәм, хитайниң чәтәлләрдики уйғурларни асаслиқ тәһдит, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. 

Әркин әкрәм: “тоғра, хитай әнсирәйдиған нурғун қораллиқ уйғурларниң җиқиниң чәтәлдә қалалайдиғанлиқини мөлчәрләп болди. Дөләт ичидикиләрни контрол қилип болди. Уларниң биологийилик учурлириниму елип, уларни техиму қаттиқ контрол қилалайдиған һалға кәлди. Лекин чәтәлдә қалғанларни контрол қилалмайду. Хитай буларниң оттура асия, афғанистан, пакистанға келип қелишидин көп әнсирәйду. Шуңа бу дөләтләр билән һәмкарлишишниң йолини издәватиду. Хитай бәлким бу дөләтләргә өзиниң армийәсини әвәтиш йолини издәватқан болса керәк. Чүнки, хитайниң террорлуққа қарши туруш қанунида чәтәлгә қошун чиқиралайду, дегән бир мадда бар. Мундақ дегәндә оттура асиядики дөләтләр мақул десә, хитай бу дөләтләргә әскәр чиқиралайду. У һалда бу әскәрләр билән бу райондики қораллиқларниң җәңгә кириш еһтимали мәвҗут”. 

Дотсент әркин әкрәм йәнә, хитайниң бир бәлвағ бир йол истратегийиси ноқул мал сетиш билән чәкләнмәйдиғанлиқи, униң нишани хәлқара содини контрол қилиш икәнликини илгири сүрди. 

Әркин әкрәм: “хитайниң әң муһим мәқсити хитай, мәркизи асия, тинч окянни өз ичигә алған бир базар бар. Бу базар билән явропа базирини бағлимақчи. Бу икки базар бағланса вә хитайниң дегинидәк маңса, у дуня тиҗаритиниң 60 % ни, иқтисади күчиниң 40 % ни қолда туталайду. Буни қолда тутқанда у җаһангир дөләт болалайду. Шуңа йеңи йипәк йоли истратегийиси ялғуз хитайниң иқтисадини җанландуруш яки қолида қалған маллирини сетивелиш әмәс.”

Әркин әкрәмниң қәйт қилишичә, хитайниң уйғур районида қаттиқ қол сиясәт йүргүзүп, йәрлик хәлқләрни омумйүзлүк тәқиб астиға елиши униң юқириқи истратегийиси билән мунасивәтлик болуп, у йәнә афғанистан, пакистанниң муқимлиқиға еһтияҗлиқ икән. 

Хитай ташқи ишла министири ваң йи сәйшәнбә күни бейҗиңда мухбирларға қилға н сөзидә, афғанистан һөкүмити билән талибанлар оттурисидики сөһбәтни қоллайдиғанлиқини билдүрүп, сөһбәтни давамлиқ “зөрүр имканийәтләр билән тәминләймиз” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.