Бишкәктики хитай әлчиханисида йүз бәргән партлитиш вәқәси җиддийлик пәйда қилди

Ихтиярий мухбиримиз азад қасим
2016.08.31
xitay-elchixanisi-qirghizistan-partlash.jpg Бишкәк шәһиридики хитай әлчиханисиға қаритилған аптомобиллиқ һуҗумдин кейин қирғизистан сақчилири йетип кәлгән көрүнүш. 2016-Йили 30-авғуст, қирғизистан.
AFP

Бишкәктики хитай әлчиханисиға қаритилған террорлуқ һуҗумидин кейин, қирғизистанда һуҗум гумандариниң уйғур болуши мумкинликини илгири сүридиған пикирләрму мәйданға кәлгән. Һалбуки, бу һәқтә зияритимизни қобул қилған сиясийон вә зиялийлар бу һуҗумни бир милләткә бағлашниң тоғра болмайдиғанлиқини билдүрүшти.

30-Авғуст күни бишкәк шәһиридики хитай әлчиханисиға қаритилған аптомобиллиқ һуҗум қирғизистанда тунҗи қетим йүз бәргән өзини қошуп партлитиш вәқәси болғанлиқи сәвәбидин, қирғизистан җәмийитидә мисли көрүлмигән җиддийлик пәйда қилди. Бу қетимқи вәқә 30-авғуст әтигән саәт 9 дин 40 минут өткәндә йүз бәргән болуп, партлашта вәқә садир қилғучи өлүп, әлчиханида көзәтчилик қиливатқан үч нәпәр қирғизистанлиқ яриланған.

Вәқә йүз бәргәндин кейин, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хва чүнйиң дәрһал баянат елан қилип, бу вәқәни әйибләйдиғанлиқини билдүрди вә қирғизистан һөкүмитидин җавабкарларни дәрһал ениқлап җазалашни һәмдә қирғизистандики хитай пуқралириниң һаятиниң шундақла мал-мүлкиниң бихәтәрликигә һәқиқий түрдә капаләтлик қилишни тәләп қилди.

У мундақ деди: “хитай һөкүмити қирғизистанда йүз бәргән хитай әлчиханисиға һуҗум қилиш қилмишини қаттиқ әйибләйду. Һәмдә қирғизистан һөкүмитидин зөрүр тәдбирләрни ишқа селип қирғизистандики хитай пуқралириниң һаяти вә мал-мүлкиниң бихәтәрликигә һәқиқий түрдә капаләтлик қилишини тәләп қилиду.”

Қирғизистан мустәқиллиқиниң 25 йиллиқи һарписида йүз бәргән бу вәқә сәвәбидин 31-авғусттики мустәқиллиқ байрими күни хәвпсизлик тармақлири байрам мәзгилидә күтүлмигән һадисиләрниң йүз беришиниң алдини елиш үчүн барлиқ зөрүр чариләрни қолланди. Шәһәр мәркизидики “алатав” мәйданиға баридиған асаслиқ йол еғизлири қамал қилинип, қатнаш тохтитилди. Тәбрикләш мурасимиға қатнишишқа кәлгән шәһәр аһалисиниң қол сомкилириму тәкшүрүлди.

Хитай әлчиханисиға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәндин кейин җәмийәттә һәр хил көз қараш вә пикирләр пәйда болди.

Қирғизистан милләтләр ассамбилийәсиниң рәиси тоқан мамитуф һәр хил шәкилдә йүз бериватқан террорлуқ қилмишлирини мәлум бир милләт яки қовмға, яки динға йүкләп қоюшниң тоғра болмайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди:“дуняда террорчи милләт болмайду. Һәр қандақ бир милләтни яки динни террорни қоллайду, дәп қаримаслиқ керәк.”

Бирақ, қирғизистан дөләтлик хәвпсизлик комитетиниң сабиқ полковники талант разақуф болса “азадлиқ” радийосиниң зияритини қобул қилғанда, уйғурларниң террорлуқ тәшкилатлириниң бар икәнликини мисалға елип башқичә көз қарашлирини билдүрди.

У мундақ деди: “һазир уйғурларниң бир қатар террорчи тәшкилатлири бар. ‛уйғуристан азадлиқ тәшкилати‚, ‛шәрқий түркистан ислам партийәси‚ қатарлиқлар шуларниң җүмлисидин. Қирғизистанда 60 миңдин көпрәк уйғурлар яшайду. Буларниң арисидиму террорчи тәшкилатларни қоллайдиғанларни йоқ, дәп ейталмаймиз.”

Бүгүнки байрам мәзгилидә ихтиярий мухбиримизниң зияритини қобул қилған шәһәр аһалилиридин абилғази нурматуф өзиниң бу қетимқи хитай әлчиханисиға қилинған һуҗумни уйғурлар қилған дәп қарайдиғанлиқини билдүрди: “мән бу қетимқи хитай әлчиханисиға қилинған һуҗумни уйғурлар қилған дәп қараймән.”

Қирғизистандики пешқәдәм журналист, “иттипақ” гезитиниң сабиқ баш муһәррири шәмшидин абдуреһим уйғур хәлқиниң тинчлиқни сөйидиған хәлқ икәнликини, хитай һакимийитиниң уйғурларни террорчи қилип көрситиш үчүн һәр хил рәзил васитиләрни қоллиниватқанлиқини, бу қетимқи хитай әлчиханисиға һуҗум қилиш вәқәсиниңму хитай даирилириниң оюни болуши мумкинликини билдүрди.

Қирғизистан мустәқиллиқиниң 25 йиллиқи һарписида москвадики бир басмиханида йүз бәргән от апити сәвәбидин 14 нәпәр қирғиз аялниң қаза қилиши, бишкәк -ош йолида йүз бәргән бир қетимлиқ қатнаш вәқәсидила 9 адәмниң һаятидин айрилиши, қирғиз-өзбек чеграсидики “өңкүр тағ” райониниң туюқсизла өзбек қораллиқ күчлири тәрипидин ишғал қилинивелиши, бишкәктики хитай әлчиханисиға һуҗум қилиш вәқәси қатарлиқларниң арқа-арқидин йүз бериши, шундақла атамбайиф һакимийити билән өктичиләр арисида барлиққа кәлгән асасий қанунға өзгәртиш киргүзүш мәсилисидики җидәл-маҗиралар қирғизистанниң бу йилқи мустәқиллиқ байримиға өз көләңгисини чүшүрмәй қойғини йоқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.