Қирғизистан билән хитай “террорлуқ” қа қарши һәмкарлиқни күчәйтишкә келишкән
2016.09.01

30-Авғуст хитайниң бишкәктики әлчиханиси аптомобил һуҗумиға учрап бир саәт ичидә хитай ташқи ишлар министири ваң йи қирғизистан ташқи ишлар министири ерлан абдулдайеф билән телефонда сөзләшкән.
Ваң йи абдулдайефқа хитайниң қирғизистан билән террорлуққа қарши һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқини билдүргән. Абдулдайеф болса һәмкарлиқни күчәйтишни қоллиған. Хәвәрдә, ваң йиниң абдулдайефқа террорлуққа қарши конкрет қандақ һәмкарлиқ пиланлири сунғанлиқи тилға елинмиған болсиму, әмма абдулдайефниң, қирғизистан хитай билән “үч хил күч” ләргә қарши һәмкарлиқни күчәйтишни халайду, дегәнликини тәкитлигән.
Хитайниң бишкәктики әлчиханиси 30-авғуст әтигән саәт 9:32 дә аптомобил һуҗумиға учрап, бир адәм өлгән, 5 адәм яриланған. Һуҗумчи бомба қачиланған митсубиши типлиқ минибус билән әлчиханиниң ғәрбий дәрвазисидин бөсүп кирип, бомбини партлатқан. Вәқәдә аптомобилдики һуҗумчи өлгәндин башқа, 2 нәпәр қирғиз аманлиқ хадими билән 3 нәпәр әлчихана хадими яриланған иди.
Даириләр һазирға қәдәр һуҗумчиниң кимлики вә униң арқисидики күчләр һәққидә һечқандақ учур берип бақмиди. Қирғизистан уйғурлириниң иттипақ җәмийитиниң сабиқ рәиси дилмурат әкбәрофниң билдүрүшичә, аптомобил тоқмақлиқ биригә сетилған, әмма сетивалғучиниң кимлики ениқ әмәс икән.
Дилмурат әкбәроф мундақ деди: “аву машиниғу тоқмақ, дәп бир шәһәргә сетилиптикән, кимгә сатқанлиқи ениқ әмәс, уни демиди. Издәватимиз дәйду, кимгә сатқанлиқи ениқ әмәс, һазирқи гәп шу. Әмди бу машинини алғучи биздә мундақ-дә қараң. Машина алғанда мундақла документ йезип бәрмәйду. Пулни берип қоюп нопусни бир ай, 15күндин кейин өтисиму болиду. Ачқучни берип қоюп һәйдәп йүрүвериду, қолиға қәғәз йезип берип. Шундақ алған болса керәк. Бир қисим пулни берип, дакумент язғанда қалған пулни беримиз, дәп алдимикин, дәп ойлаватимән. Машининиң номури камераға чүшүп қапту йолда. Шуниң билән машинини сатқучини тепипту. Әмма ағучи киму уни демиди.”
Бәзи ахбарат васитилири қирғизистанда йүз бәргән бу хил вәқәләрни уйғурларға четишлиқ қилип көрситишкә тиришмақта икән, әмма дилмурат әкбәроф, қирғизистан һөкүмити вә ахбаратиниң бу қетим наһайити еһтият қиливатқанлиқини билдүрди.
Дилмурат әкбәроф: “бизниң қирғизистан һөкүмити уйғурлар, дәп бир немә чиқармиди. Ундақ гәпләр болмиди. Бу террорлуқ һәрикәт, ахирини тәкшүрүватимиз, деди. Әмма мәлум бир милләтниң исмини атайдиған гәпләрни қилмиди. Иттипақ җәмийитиму йиғин ачқан иди. Милләтләр ансамбилиниң рәиси келип, уму сөзлиди, бу йәрдә һечқандақ бир милләт, дәйдиған сөз чиқмайду. Бу ениқланғанда болиду. Биз аву-маву дейәлмәймиз, дәп. Әмди қараймизғу, ишқилип булар аранла туриду артип қойидиғанға. Бурун йоқ нәрсиләрни гезитләрдә йезип қоятти. Һазир гезитләр буни язмайватиду.” деди.
Һуҗумчиниң кимлики вә һуҗумниң арқа терики мәлум болсиму, әмма бәзи хитай мутәхәссисләр вәқәниң арқисида уйғурлар барлиқини илгири сүргән. Хитай һазирқи заман мунасивәтләр институтиниң террорлуқ мутәхәссиси ли вей “җәнубий хитай әтигәнлик гезити” гә бәргән баянатида, “бу һуҗумни түркистан ислам партийисиниң елип бериши зор еһтималлиқ бар” дегән.
Әмма қазақистанлиқ сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди, бу вәқәни уйғурларға артиш бир сиясий иғва, дәп көрсәтти. Униң қаришичә, бу вәқәни оттура асиядики дөләтлиридики афғанистан яки оттура шәрқ әллиригә берип қайтқан йәрлик ғазатчилар қилған болуши мумкин.
Қәһриман ғоҗамбәрди: “бу йәрдә уйғурларниң һәрикити йоқ. Д у қ болсун һәммимиз террорлуққа қарши. Шуңлашқа уйғурлар мәсилиси көтүрүп чиқиш бу иғва характеригә игә. Террорлуқ оттура асияда болуватқан пакит бу. Өзимизниң мушу йәрдики афғанистан вә оттура шәрқтики вәқәләргә биваситә берип, қатнишип, шу йәрдики шу идийиләрни қобул қилип, шуларға маслишип һәрикәт қилидиғанлар оттура асиядики һәммә дөләтләрдә мәвҗут, бу пакит. Буни қилғанлар шуларниң 1-түркүмдә қайтқанлири болуши мумкин.
Қәһриман ғоҗамбәрдиниң қәйт қилишичә, йәнә бир мумкинчилик бу вәқәни қирғизистандики террорчи өктичиләрниң қилған болуш иһтималлиқидур. Лекин у, һәр икки әһвалда хитайниң мәқсити бу вәқәни уйғурларға артип, оттура асиядики дөләтләр арқилиқ бу райондики уйғурларни контрол қилишикән.
У мундақ дәйду: “хитай һөкүмитиниң әнәниви истратегийәси явайиларни явайиларниң қоли билән билән уҗуқтур, дәп нам қойған улар. Өзиниң дүшминини башқиларниң қоли билән уҗуқтуруш. Мушу ноқтинәзәрдин һәрикәт болуши мумкин дәп һесаплаймән. Ашу оттура шәрқтин кәлгәнләрниң қоли билән бу бири. Иккинчи, қирғизистанниң өзидиму террорчи өктичиләр бар. Әмди улар немә үчүн хитай әлчиханисини нишан қилди. Бу башқа бир мәсилә. Қирғизистанда партийиләр ара вә һәр хил сиясий гуруһлар оттурисида ақарму-қаршилиқ мәвҗут. Тәхт талишиш күриши кетип бариду. Қирғизистан билән таҗикистан иккиси бихәтәрлик тәрәптин аҗиз дөләтләр. Мушу иккиси арқилиқ оттура асияни чувувәткили болиду. Шуңа, бу йәрдә һәр түрлүк сенарийәләрни йезишқа болиду.”
Хитайниң бишкәк әлчиханисиға һуҗум қилиш вәқәси хитайниң сүрийәдики уйғур қораллиқ ғазатчи күчлиригә қарши һава һуҗуми елип баридиғанлиқиға даир хәвәрләр тарқалған әһвалда йүз бәрди.
Хитайниң бир һәрбий өмики йеқинда сүрийәни зиярәт қилип, әсәд һөкүмити билән һәрбий мунасивәтни күчәйтидиғанлиқи, униңға ярдәм беридиғанлиқини билдүргән.
“дәпка файл” намлиқ бир исраилийә тор бекити йеқинда елан қилған бир хәвиридә, сүрийәдики уйғур ғазатчилириниң хитай һөкүмитини әндишигә селиватқанлиқини, хитай һава армийисиниң сүрийәгә уруш айропиланлирини әвәтип, уйғур ғазатчилирини бомбардиман қилидиғанлиқини билдүргән иди.