Рабийә қадир ханим башчилиқидики һәйәт германийәдә муһим учришишларда болмақта
2016.04.30

Д у қ рәиси рабийә қадир ханим, муавин рәис сейит түмтүрк вә диний ишлар комитети мудири турғунҗан алавуддин қатарлиқ кишиләрдин тәркиб тапқан һәйәт 28 - апрел күни германийәниң көһн шәһиридики “миллий гөрүш тәшкилати” ниң мәркизидә, мәзкур тәшкилатниң баш секретари бекир алташ, тәшкилат мәсуллиридин алий қизилқая қатарлиқ рәһбәрләр билән учрашти. явропадики әң чоң аммиви тәшкилатлиридин бири болған миллий гөрүш тәшкилатиниң мәркизидә өткүзүлгән учришишта дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим хусусән хитайниң уйғурларға елип бериватқан диний бесими үстидә тохталған вә хитай һөкүмитиниң бу һәқтә 2015 - йили 1 - айда қанун чиқирип уйғурларниң диний етиқадини чәклигәнликини аңлатқан.
Улар йәнә “миллий гөрүш тәшкилати” дин тайландта түрмидә туруватқан 52 нәпәр уйғур мусапирни қутулдуруш ишлири вә түркийәдә қийинчилиққа дучар болуватқан уйғур мусапирлар мәсилилирини түрк һөкүмитигә йәткүзүшни тәләп қилған.
Явропа “миллий гөрүш тәшкилати” баш катипи бекир атлаш әпәнди дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң бу тәләплиригә позитсийә билдүрүп, бу мәсилиләрни җиддий һәл қилидиған мәсилиләр сүпитидә түркийә һөкүмитигә дәйдиғанлиқини, қериндаш уйғурларға ярдәм қилишниң түркләрниң миллий бурчи икәнликини баян қилған.
Сейит түмтүрк әпәнди, бу қетимқи явропа саяһитидә йәнә германийәниң франкфурт шәһиригә берип, явропадики әң чоң аммиви тәшкилатлиридин бири болған “явропа түрк демократлар бирлики” мәсуллири билән учришидиғанлиқини баян қилди.