Рабийә қадир токйода тибәт сүргүндики һөкүмитиниң баш министири лобсаң сангайни күтүвелиш зияпитигә қатнашти
2017.02.12
11-Февралдин башлап японийәниң токйо шәһиридә зиярәттә болуватқан уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим токйодики окура меһманханисиниң зияпәт залида өткүзүлгән тибәт сүргүндики һөкүмитиниң баш министири лобсаң сангайни күтүвелиш зияпитигә шәрәп меһмини болуп қатнашти.
Мәзкур күтүвелиш зияпитини токйодики тибәт ишханиси орунлаштурған болуп, японийәдә зиярәттә болуватқан лобсаң сангайни қарши елиш зияпитигә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим тибәт сүргүндики һөкүмитиниң алаһидә тәклипи билән шәрәп меһмини болуп қатнашқа шундақла зияпәттә тибәт баш министири лобсаң сангай билән сөһбәттә болған.
Күтүвелиш зияпитидә рабийә қадир ханим сөзгә тәклип қилинип, нөвәттики уйғур вәзийитидин қисқичә доклат бәргән.
Паалийәт икки саәт әтрапида давамлашқан болуп, 150 әтрапида киши қатнашқан.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатни аңлаң.