9-Нөвәтлик хәлқаралиқ рамзан фестивалида уйғурлар өз мәдәнийитини намаян қилди
2018.06.15
Түркийә пайтәхти әнқәрәниң кәчиөгрән районида өткүзүлгән 9-нөвәтлик хәлқаралиқ рамзан фестивалида уйғурлар өз мәдәнийитини намаян қилди.
Бу фестивалға түркийәниң һәрқайси шәһәрлиридин кәлгән 40 җәмийәт вә вәқип қатнашқандин сирт йәнә оттура асия түркий җумһурийәтлири һәм башқа түркий милләтләрниң нахша-уссул өмәклириму қатнишип вә мәхсус бөлүм ечип өзлириниң мәдәнийәт вә сәнитини намаян қилди. Фестивалға истанбулдин кәлгән уйғур балилар сәнәт өмики қатнишип, уйғурчә шеир декламатсийә қилди, уйғур нахша уссуллиридин өрнәкләр көрсәтти. Улар булардин сирт йәнә “уйғур өйи” намида мәхсус бөлүм ечип, уйғурларниң тарихи, мәдәнийәт-сәнити, уйғурлар тоғрисида түркийәдә чиқиватқан китаб, журнал вә гезитләрни һәм кейинки йилларда хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясәтлири, инсан һәқлири дәпсәндичиликлири әкс әттүрүлгән сүрәтләрни көргәзмә қилди шуниңдәк уйғур қол һүнәрвәнчилик сәнити буюмлирини сатти.
10 Күн давамлашқан паалийәтниң әң ахирқи күни, йәни 6-айниң 13-күни иптардин кейин, уйғур балилардин тәркиб тапқан сәнәт гурупписи сәһнигә чиқип оюн көрсәтти. Оюнни фестивални уюштурған әнқәрә кәчиөгрән районлуқ һөкүмәтниң рәиси мустафа ақ әпәнди, һәрқайси сиясий партийиниң вәкиллири, түркий милләтләрниң җәмийәт вә вәқиплириниң вәкиллири һәм хәлқтин болуп көп санда киши көрди. Мәзкур фестивалға риясәтчилик қиливатқан ерол дәмир әпәнди уйғур өмәкни сәһнигә тәклип қилип мундақ деди: “кәчиөгрән районлуқ һөкүмәт уюштурған 9-нөвәтлик рамзан фестивалиға шәрқий түркистан уйғур түрклири кечисигә хуш кәлдиңлар! . Һазир уйғур өсмүрләр сәнәт номурлирини көрситиду. Түркләрниң ата вәтини шәрқий түркистандин кәлгән меһманлиримиз бар. Хитай зулуми астида яшаватқан бу қериндашлиримизға алла ярдәм қилғай”.
Арқидин алқиш садалири билән уйғур миллий кийимини кийгән өсмүрләр сәһнигә чиқти.
Мәзкур паалийәт һәққидә көз қаришини игиләш үчүн әнқәрәдики йилдирим бәязит университети оқуғучиси әнвәр әхмәт билән сөһбәт елип бардуқ. У, уйғур өсмүрләрниң уйғурчә шеир декламатсийә қилип, сама уссулини ойнап, кишиләрниң алқишиға сазавәр болғанлиқини баян қилди.
Кейин биз 35 уйғур өсмүрдин тәркиб тапқан сәнәт өмикини қуруп, түркийәниң һәрқайси җайлирида уйғурларни тонуштуруватқан мунәввәр өзуйғур ханим билән сөһбәт елип бардуқ. У, фестивалда уйғур өсмүрләрниң районлуқ һөкүмәтниң башлиқиға совғат тәқдим қилғанлиқини, униңдин башқа уйғур өсмүрләрниң уйғур нахша-уссуллиридин өрнәкләр көрсәткәнликини баян қилди.
У, сәнәт паалийити ахирлашқандин кейин, “уйғур еви”, йәни “уйғур өйи” намида бир көргәзмә ачқанлиқини, буниңға уйғурларниң тарихи, мәдәнийити, мәшһур шәхслирини тонуштуридиған сүрәтләр қоюлғанлиқи, қисқиси паалийәтниң үнүмлүк болғанлиқини баян қилди.
Бу паалийәткә түркләрдин сирт әнқәрәлик уйғурларму иштирак қилған болуп, уларғиму микрофонимизни узаттуқ. Уйғур академийәси рәиси абдулхәмит қарахан әпәнди кәчиөгрән райониниң әнқәрәниң әң чоң райони икәнликини, сәнәт кечиликигә көп санда кишиниң кәлгәнликини, бу хил паалийәтләрниң уйғурларни тонутуш үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.
Мунәввәр өзуйғур ханим 12 йилдин буян бундақ уйғур мәдәнийитини тонуштуридиған паалийәтләргә қатнишиватқанлиқини, уйғурларниң тили, дини вә миллий кимликини қоғдап қелиш вә тонуштуруш үчүн бу хил паалийәтләрни елип беришниң зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.
Бу йил хәлқаралиқ рамзан фестивалиниң 9-қетимлиқи өткүзүлгән болуп, бу, мунәввәр өзуйғур ханим башчилиқидики уйғур өсмүрләр сәнәт өмикиниң 2-қетим қатнишиши икән. Мәзкур паалийәтниң 1-, 2-, вә 4-қетимлиқлирида шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң әнқәрә шөбиси “уйғур өйи” намида мәхсус бөлүм ечип уйғурларни тонуштурған иди.