Вашингтон вә әтрапидики уйғурларниң колликтип иптар паалийити башланди

Мухбиримиз әзиз
2016.06.13
amerika-uyghur-ramizan-iftar-2016.jpg Вашингтон вә әтрапидики уйғурларниң колликтип иптар паалийити
RFA


Америкиниң пайтәхти вашингтон вә униңға қошна районлардики уйғурлар америка уйғур бирләшмиси уюштурған рамизан ейидики тунҗи қетимлиқ колликтип иптар паалийитидә җәм болди. Достлуқ вә уйғурлуқ муһәббитигә тоюнған бу паалийәттә уйғурчә таам вә сәмимий рамизанлиқ тиләкләр паалийәткә иштирак қилған һәммәйләнни сөйүндүрди.

Йеқинқи йиллардин буян америкиға һәр хил йоллар билән көчүп келиватқан уйғурлар саниниң ешип беришиға әгишип, америкиниң пайтәхти вашингтон вә униңға қошна һәрқайси шәһәрләр уйғур муһаҗирлири бирқәдәр мәркәзлик орунлашқан районларниң биригә айланди. Ениқ болмиған ситатистикиға асасланғанда вашингтонни мәркәз қилған вирҗинийә вә қошна шитатларда икки миңға йеқин уйғур җамаити олтурақлашқан болуп, мәзкур уйғур топлуқиниң җамаәтчилик ишлириму шуниңға мас һалда муһим паалийәт күнтәртиплиридин орун елишқа башлиди. Болупму техи йеқинда өткүзүлгән америка уйғур бирләшмисиниң 8 - қурултийи вә рәис сайлимида җамаәтчилик ишлириниң муһимлиқи алаһидә тәкитләнгән иди. Мана мушу җамаәтчилик ишлириниң тунҗи қәдими сүпитидә америка уйғур бирләшмиси 11 - июн күни вашингтон районидики уйғур аилилиригә рамизан ейидики тунҗи қетимлиқ иптар зияпити уюштурди.

Бу қетимлиқ иптар паалийити вирҗинийә шитатиниң файирфакс шәһиридики америка - түрк достлуқ җәмийитиниң залида өткүзүлди. Паалийәткә аилә бойичә иштирак қилған уйғурлар вә уларниң пәрзәнтлири бир қетимлиқ җәм болуш паалийитиниң һозурини сүргәч бирликтә еғиз ачти. Шуниң билән биргә җамаәт болуп шам намизини бирликтә оқуди. Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән бу һәқтә тохтилип, мушундақ бир паалийәтниң чәтәлләрдә һиҗрәт вә вәтәнсизлик изтирапида йүриватқан уйғур җамаити үчүн өз - ара бирлик вә иттипақлиқни техиму мукәммәлләштүрүштә зор әһмийәткә егә дәп қарайдиғанлиқини тәкитлиди.

Иптар паалийитидә вирҗинийә шитатидики даңлиқ уйғур ашпәзлиридин муса тәйярлиған уйғур полуси вә бир қисим аилиләр тәйярлап кәлгән тамақлар тартилғандин кейин, америка уйғур бирләшмисиниң һәйәт әзаси җурәт обул сөз қилип, бирләшминиң мушу рамизан ейида һәр шәнбә кәчтә иптар паалийити уюштурғанлиқини, вақти яр бәргән уйғур вә башқа қизиққучи кишиләрниң келип паалийәткә қатнишиши қизғин қарши елинидиғанлиқини билдүрди.

Арилиқтики дәм елишта америка уйғур бирләшмисиниң йеңидин сайланған һәйәт әзаси меһрай мәмтили зияритимизни қобул қилип, бу паалийәтниң вашингтон әтрапидики уйғур аилилири үчүн, болупму аяллар вә ханим - қизлар үчүнму бир қетимлиқ рамизанлиқ җәм болуш болғанлиқини, өзиниң буниңдин наһайити сөйүнгәнликини билдүрди.

Җүрәт обул бу һәқтә тохтилип, вашингтон вә йеқин әтраптики уйғур аилилириниң бу хилдики паалийәтләргә қатнишип беришиниң америка уйғур бирләшмисиниң кәлгүсидики хизмәтлириниң техиму яхши ишлиниши үчүн һәссә қошқанлиқ болидиғанлиқини тилға алди.

Ахирида, америкидики уйғур җамаитигә тонушлуқ уйғур зиялийлиридин рошән аббас вәтәндики рамизанлиқ чәклимиләр һәққидә түрлүк хәвәрләр мәлум болуватқан нөвәттики әһвалда бу қетимқи йиғилишниң өзи үчүн хошаллиқ болған болсиму, вәтәндики уйғур қериндашларниң рамизанлиқ әһвали өзиниң көңлини йерим қилидиғанлиқини билдүрди.

Радийомиз мухбирлириниң уйғурлар дияридики мәнбәләрдин игилигән ахбаратлири һәмдә дуня мәтбуатлириниң алақидар учурлиридин мәлум болушичә, уйғурлар дияридики мусулман аммисиниң рамизанлиқ паалийәтлири түрлүк чәклимиләр ичидә давам қиливатмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.