Қазақистан уйғурлири “совет-герман уруши” қәһриманлирини яд әтмәктә
2015.05.12
9-Май күни русийә һөкүмити 1941-1945-йиллиридики совет-герман уруши, йәни фашизмға қарши уруш ғәлибисиниң 70 йиллиқини дағдуғилиқ һалда хатириләп, қизил мәйданда 15 миң кишилик һәрбий қошун, 143 айропилан, 194 танк-броневик вә һәрбий техника мувәппәқийәтлири қатнаштурулған 70 йил ичидики көлими әң чоң бир қетимлиқ һәрбий парат өткүзди. Мурасимға хитай рәиси ши җинпиң, қазақистан президенти назарбайеф, қирғизистан президенти атамбайеф қатарлиқ 20 нәччә дөләт рәһбири қатнашти. Әмма, ғәрб дөләтлири рәһбәрлири иштирак қилмиди.
9-Май ғалибийәт байрими хатириләш совет иттипақида 1945-йилидин тартип давамлишип келингән болуп, совет иттипақи йимирилгәндин кейинму русийә вә башқа бир қисим сабиқ совет иттипақидин айрилип чиқип мустәқил болған җумһурийәтләр 9-май ғалибийәт күнини изчил хатириләп кәлмәктә. Бу йилму қазақистан, қирғизистан вә башқа җумһурийәтләрдә ғалибийәтниң 70 йиллиқи хатириләнди.
Қазақистан уйғурлири қазақистан хәлқи қатарида совет-герман уруши ғәлибисини давамлиқ түрдә һәр хил шәкилдә дағдуғилиқ хатирилимәктә. Бу йилму қазақистан уйғур җамаити алмута вә башқа уйғурлар яшайдиған һәр қайси йеза -қишлақларда “ вәтән уруши”ғәлибисиниң 70 йиллиқиға беғишлап, сәнәт паалийәтлири, яш - өсмүрләрниң сани наһайити аз қалған уруш қатнашқучилириға гүл тәқдим қилиш вә башқиларни өз ичигә алған һәр хил мәзмунда паалийәт өткүзди.
7-Май күни қазақистан астанада ғалибийәт һәрбий парант өткүзди. Қазақистандики уйғур тарихчиси вә сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрдиниң ейтишичә, мустәқил қазақистан һөкүмитиниң сабиқ совет иттипақиниң совет-герман урушиниң ғәлибисини бүгүнки күнләрдә йәнила “улуғ вәтән уруши”ниң ғәлибиси дегән намда астида хатирилишиниң типик идийиви асаси бар болуп, бу йәнила яш-әвладларни вәтәнпәрвәрлик роһи билән тәрбийиләштин ибарәттур.
Қазақистандики җумһурийәтлик “ уйғур авази гезити” уруш ғәлибисиниң 70 йиллиқи хатирисигә беғишлап, мәхсус баш сәһипә ачти һәмдә совет-герман уруш сәпидә аҗайип қәһриманлиқ көрсәткән төт нәпәр уйғур қәһриманниң сүрити вә иш паалийити һәққидә мәхсус мақалә елан қилди. Булар, “совет иттипақиниң қәһримани” намиға еришкән қәһриманлар мәсум яқупоф, сүлһи лутфуллин, дадаш бабаҗан вә қазақистан хәлқ қәһримани мөрдин тейипофтур.
Кейинки йилларда 1941-1945-йиллиридики урушта совет иттипақиниң 27 милйон адими чиқим болғанлиқи һесаблап чиқилди. Бу сан әлвәттә руслардин башқа йәнә совет иттипақидики һәр милләт хәлқини өз ичигә алиду.
Әйни вақитта уруш сепидин йирақта қалған оттура асия җумһурийәтлиридики қазақ, өзбек, қирғиз, таҗик, уйғур қатарлиқ милләтләрму бу урушниң еғир талапитигә учриған иди. Оттура асия райони урушниң әң муһим арқа сепилиқ ролини ойниған иди. Уйғурларму аз нопуслуқ хәлқ болушиға қаримай зор бәдәл төлигән иди.
Совет-герман уруши 2-дуня урушиниң бир қисми болуп, мәлумки, 2-дуня уруши 1939-йили гитлер германийәсиниң полшаға һуҗум қилиши билән башланди. 1941-Йили 6-айда фашистлар қошуни совет иттипақиға һуҗум қозғап, совет-герман уруши башланди, совет иттипақи бу урушни “ улуғ вәтән уруши” дәп атиған иди. Уруш төт йил давамлишип, 1945-йили, 5-айда америка, әнглийә, совет иттипақидин ибарәт уч иттипақдаш дөләт қошунлири гитлер қошунлирини тармар қилип, берлинни ишғал қилди. 5-Айниң 8-күни фашистлар германийәси америка, әнглийә вә совет иттипақидин ибарәт үч иттипақдаш дөләткә рәсмий тәслим болди. 8-Май рәсмий ғалибийәт күни қилип бекитилгән болсиму, әмма сталин 9-май күнини ғәлибә күни қилип совет иттипақида хатириләшни бекиткән иди. 8-Май күни бир қисим явропа дөләтлири фашизимға қарши уруш ғәлибисиниң 70 йиллиқини хатирилиди.