Мутәхәссисләр: хитай билән русийә арисида йошурун тоқунуш мәвҗут
2015.12.30

Мутәхәссисләр сиясий, иқтисадий вә һәрбий һәмкарлиқи қаримаққа яхши давам қиливатқан хитай билән русийә арисида йәнә йошурун тоқунушларниң мәвҗутлуқини илгири сүрүшмәктә.
29-Декабир күни германийә долқунлири радиоси елан қилған “һәрбий ишлар мутәхәссислири русийә билән хитай арисида йошурун тоқунуш мәвҗут дәп қаримақта” намлиқ мақалидә хитай билән русийә арисида келәчәктә йүз бериш еһтимали болған тоқунушлардин бешарәтләр бәргән.
Әсли мәнбәси германийә ахбарат агентлиқи болған “һәрбий ишлар мутәхәссислири русийә билән хитай арисида йошурун тоқунуш мәвҗут дәп қаримақта” намлиқ мақалә, лондон хәлқара истратегийә оргининиң тәтқиқатчиси һенри бойдниң қарашлириға орун бәргән. Мақалидә хитайниң хәлқарада тәсир күчини барғансери кеңәйтишни сәвәблик, америка вә русийә билән мәнпәәт тоқунуши яритиливатқанлиқи, болупму русийә билән йошурун сүркилиш пәйда қиливатқанлиқи илгири сүрүлгән. Һалбуки, техи алдинқи һәптә хитай-русийә баш министирлиқи бейҗиңда 30 йиллиқ һәмкарлиқ келишими имзалиған иди.
Һенри бойдниң әскәртишичә, иқтисадий тәрәққият хитай үчүн оттура асия вә африқа әллириниң муһимлиқ дәриҗисини йүксәлдүргән. Оттура асия әллиригә болған тәсир даирисиниң дәхли-тәрузға учришиши халимиған русийә, хитайни йошурун хәвп дәп қариған. Хитайниң оттура асия әллиригә зор миқдарда иқтисадий мәбләғ селишиға әгишип, русийәму таҗикистан вә қирғизистандики һәрбий базилирини кеңәйткән.
Һенри бойд бу һаләтни изаһлап, русийәниң хитайға бәрмәкчи болған сигнали: “силәр бәк болса бу районда техиму көп сода ишлири билән шуғуллиналайсиләр, әмма биз әң муһим болған бихәтәрликни қоғдаш ролимизни изчил җари қилдуруш нийитидә” дегәндин ибарәт, дегән.
Һенрий бойдниң қаришичә, хитай африқа вә оттура асия әллиригә көп миқдарда мәбләғ салған, һәтта африқидики җибути дөлитигә һәрбий қаравуллуқ оргини қурған. Һенрий бодй буни “тунҗи қәдәм” дәп атиған һәмдә хитайниң келәчәктә бу йүзлинишни давам қилдуридиғанлиқини тәкитлигән. У йәнә“бу муәссәсилириниң бихәтәрликини қоғдаш хитайниң сиясий мәнпәитигә тақилиду. Бирақ, худди сүрийәдә йүзбәргәнгә охшаш, русийәниң тоқунушларға һәрбий арилишиши сәвәблик, хитай мәнпәәти зәрәргә учрайду. Бу хитайға қарита реални болған бир хәвпни яритиду” дәп қариған.
Германийәдики явропа вә оттура асия сиясий көзәткүчилиридин әнвәрҗан әпәнди хитай-русийә мунасивәтлири һәққидә тохталғанда, тарихтин буян бу икки дөләт оттурисидики мунасивәтниң турақсиз болуп кәлгәнликини тилға алди. Униң ейтишичә, һенрий бодй тилға алған мәсилиләрдин башқа, русийәниң шәрқий етәклиригә сәлдәк еқип кириватқан хитай көчмәнлири мәсилисиму икки дөләт арисида келәчәктә зиддийәткә от пилтиси болидикән. У сөзидә йәнә, тарихта болуп өткинидәк, хитай-русийә мунасивәтлириниң уйғурларниң миллий мәнпәитигә тәсир көрситиш ролиға игә икәнликини тәкитлиди.
Һенрий бойд йәнә, хитайниң чегра сиртидики әскири күчлириниң гоя оқуғучиларға охшайдиғанлиқини, һәрбий тәлим-тәрбийисиниң йетәрсизликини тилға елип, хитайниң кейинки он йилда бу һаләтни өзгәртишкә тиришидиғанлиқини тәкитлигән.
Һенрий бойдниң баян қилишичә, америкиниң чегра сиртидики әскәр сани 150 миңдин ашиду, русийәниң 60 миңға йәтмәйду, хитайниң болса техиму аз. Мәйли немила болмисун, бу күчлүк дөләтләр арисида пат йеқинда өзара зор көләмлик уруш болуш еһтимали йоқ. 3-Дуня урушиниң партлаш шараити техи йетилмигән.
Хитай русийә мунасивәтлири һәққидә алдинқи һәптә америка авазида елан қилинған“сөйүмлүк хитай мәғлуп болди, русийә һиндистанға йүзләнди” намлиқ мақалидә, русийәниң һиндистанни хитайдин муһим орунға қойғанлиқи, һиндистан болса русийәдин әң чоң қорал-ярақ импорт қилғучи дөләт икәнлики, хитай-русийә мунасивәтлиригә қариғанда, разийә-һиндистан мунасивитиниң техиму пухта асасқа вә ишәнчкә сазавәр икәнлики һәмдә русийәниң хитайни ташлап, һиндистанға йүзлиниватқанлиқини оттуриға қоюлған иди.