“явропа шәрқий түркистан бирлики” ниң сайлими өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.01.14
Yawropa-SHTT-21-saylam-01.JPG “явропа шәрқий түркистан бирлики” тәшкилатиниң 21-нөвәтлик сайлимидин бир көрүнүш. 2019-Йили 13-январ. Мюнхен, германийә.
RFA/Ekrem

13-январ күни мәркизи германийәниң мюнхен шәһиридики “явропа шәрқий түркистан бирлики” ниң 21-нөвәтлик сайлими өткүзүлди. Сайламға тәшкилат рәһбәрлири, мәзкур тәшкилатқа әза болған мюнхен шәһиридә яшаватқан бир бөлүк уйғур җамаити вә д у қ ниң рәһбәрлири қатнашти.

Мәлум болушичә, “явропа шәрқий түркистан бирлики” д у қ ниң сабиқ рәиси әркин алиптекин башчилиқида 1990-йили мюнхенда қурулған болуп, бу тәшкилат әйни заманлардики “дуня уйғур яшлири қурултийи”, “шәрқий түркистан (уйғуристан) миллий қурултийи” һәмдә бүгүнки д у қ ниң қурулушида саһипханлиқ вәзиписини өтигән. Бу тәшкилат һәр 2 йилда бир қетим сайлам өткүзүш қаидисигә бинаән бу қетим 21-нөвәтлик сайлимини елип барған. 

Сайламдин илгири тәшкилатниң кона рәһбәрлик һәйити сәһнидин орун елип, алди билән өткән 2 йиллиқ хизмәтлири тоғрисида доклатлар тәқдим қилди. Хизмәт доклатидин кейин малийә доклати тәқдим қилинди. 

Сайламға д у қ рәиси долқун әйса әпәнди башлиқ 3 кишилик бир һәйәт риясәтчилик қилди. Сайлам демократик принсипларға асасән беләт ташлап аваз бериш усулида тәшкилат рәисини сайлап чиқти. Д у қ ниң явропаға мәсул вәкили әсқәрҗан әпәнди мәзкур тәшкилатниң рәисликигә сайланди.

Рәислик сайлимидин кейин тәшкилатниң 2 нәпәр муавин рәиси, катипи, малийә мудири вә иҗраийә һәйәт әзалири сайлап чиқилди. “явропа шәрқий түркистан бирлики” ниң сабиқ рәиси турғунҗан алавудун әпәнди нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилғанда бу қетимқи сайламниң нәтиҗилик болғанлиқини муәййәнләштүрди.
“явропа шәрқий түркистан бирлики” тәшкилатиниң йеңи рәиси әсқәрҗан әпәндиму зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи сайламға болған көз қаришини оттуриға қоюп өтти. Сайламдин көпчилик қанаәтләнгәнликини ипадә қилишти. 
Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди тәклипкә бинаән сайламдин кейин йепилиш нутқи сөзләп, уйғур җамаитини вәтәнпәрвәрлик тәрбийисигә йүксәк дәриҗидә әһмийәт беришкә чақирди вә бу тәрбийини һәр бир аилидин башлап чиң тутушни тәләп қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.