Шиветсийәдә явропадики шәрқий түркистанлиқ өсмүрләр дала паалийити өткүзүлди

Явропадики шәрқий түркистанлиқ өсмүрләр дала паалийити шиветисйә катирин холумдики аралда 15 - март күни рәсмий башланди.
Бу қетимлиқ паалийәтни шиветсийә уйғур маарип уюшмиси, голландийә явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити, финландийә уйғур мәдәнийәт мәркизи қатарлиқ тәшкилатлар бирликтә һәмкарлишип орунлаштурған.
Бу дала паалийити 15 - майдин17 - майғичә елип берилидиған болуп,тунҗи нөвәтлик өсмүрләр дала паалийитидә әхлақ, илим елишниң әһмийити, ислам әқидиси,дунядики пикир вә еқимлар, шәрқий түркистан тарихи қатарлиқ мәзмунларда ликсийә орунлаштуруш билән биргә, һәр хил шәкилдики тәнтәрбийә паалийәтлири елип берилидикән.
Паалийәт башлиништин бурун аралдики байрақ чиқириш хадисиға йиғин қатнашқучилириниң қатнишиши билән шәрқий түркистан дөләт байриқи чиқириш мурасими өткүзүлди.
Дала паалийити ечилиш мурасимида шиветисйә уйғур маарип уюшмисиниң рәиси әхмәтҗан турсун тәбрик нутқи сөзлиди. Биз бу паалийәт һәққидә тәпсилий мәлуматқа елиш үчүн паалийәт пиланлиғучи вә мәсули ниҗат турғунни зиярәт қилдуқ. Бир қисим паалийәткә қатнашқан өсмүрләр өзлириниң тәсиратини баян қилди.