Японийәдә америкилиқ журналист соан клипсинниң уйғурлар һәққидики мақалиси бесилди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.09.18
tayland-partlash-neq-meydan.jpg 20 Адәм өлгән, 120 дин артуқ адәмни яриландурған бомба партлаш вәқәси йүз бәргән баңкоктики ераван ибадәтханисиниң устидин көрүнүши. 2015-Йили 18-авғуст, тайланд.
Wasawat Lukharang/NurPhoto

Хәлқара мухбирларни қоғдаш җәмийитиниң мәсуллиридин бири, шәрқий җәнубий асия мухбирларни қоғдаш җәмийитиниң башлиқи америкилиқ атақлиқ журналист соан клиспинниң японийә “һәптилик хәвәрләр” журнилиниң 15-сентәбирдики санида “баңкоктики партлашниң арқисида әслидә ким бар?” намлиқ чоң һәҗимлик сиясий анализ мақалиси елан қилинди. Соан мақалисидә, 17-авғуст баңкокта йүз бәргән партлаш вәқәси һәққидә бир қатар мулаһизиләрни йүргүзүп, бу қетимқи партлашниң уйғурлар билән һечқандақ алақиси йоқлуқини баян қилған.

Америкилиқ журналист соан мақалисидә: “бу террорлуқ вәқәси дөләт ичидики өз-ара тоқунуш, ички зиддийәт вә һоқуқ талишиш күришидин келип чиққан. Тайланд мәхпий сақчи даирилири аллиқачан вәқәниң чәтәл билән шундақла хәлқара террорлуқ тәшкилатлар билән мунасивәтсиз икәнликини дәлиллигән” дәйду.

Аптор, тайланд падишаһиниң дохтурханида җиддий қутқузуш ичидә туруватқанлиқи сәвәбидин хан җәмәти ичидә ханлиқ талишиш күришиниң йүз бәргәнликини билдүргән. Һазирқи тайланд вақитлиқ һөкүмити 7-айниң ахирлири һөкүмәт әмәлдарлиридин 72 нәпирини җазалиғанлиқини, буниң ичидә бир нәпири тайланд армийәсидики юқири дәриҗилик әмәлдар икәнликини мақалидә алаһидә әскәрткән.

Мақалидә соан 17-авғуст партлитиш вәқәсидә өлгәнләр һәққидә тохтилип: “вәқәдә бәш нәпәр хитайниң өлүшини хитайға техиму йеқинлишишниң пурсити дәп билгән тайланд әмәлдарлири вәқәни уйғурларға дөңгәп хитайға яхшичақ болмақчи болған иди. Бирақ хитай ташқи ишлар министирлиқи буни инкар қиливәтти” дәйду.

У мақалисидә, тайландтики көплигән сиясәтчиләр вәқәниң билән уйғурлар билән қилчә мунасивитиниң йоқлуқини билдүрүватқан болсиму, бирақ тайланд вақитлиқ һөкүмитиниң бу ишни уйғурларға артип қоюши толиму әҗәблинәрлик иш дәйду.

Японийәлик мустәқил хитай ишлири тәтқиқатчиси юрина бу һәқтә тохтилип мундақ деди:

-Баңкоктики партлашни уйғурларниң елип барғанлиқи һәққидә тайланд даирилири көплигән гуманий испатларни көрситиватқан болсиму, әмма буларниң һечқайси хәлқара җәмийәтни қайил қилалмиди. Тәкшүрүшкә әлвәттә хәлқарадин мутәхәссисләр қатнишиши керәк. Ундақ болмайдикән, буни алдирап уйғурлардин көрүшкә болмайду дәп қараймән.

Соан, баңкоктики партлашни хан ордисида йүз бериватқан падишаһлиқ талишиш күриши билән мунасивәтлик дәп қарап бу һәқтә өзиниң бәзи бир қарашлирини оттуриға қоюп “биринчи, 17-авғуст тайланд вақитлиқ һөкүмитиниң баш министири прают һөкүмәт армийисиниң йеңидин вәзипигә тәйинләнгән әмәлдарлар тизимликини падишаһиға тапшуридиған күнниң өзидә партлаш йүз бәрди. Иккинчи, 16-авғуст тайланд шаһзадиси анисиниң туғулған күнини қутлуқлап өзиниң падишаһлиқ тәхтигә олтуруш арзусидин бешарәт берип, катта мәрикә өткүзгән иди. Бу мәрикиниң дағдуғиси әтиси бомба партлитиш билән бесиқти. Үчинчи, һазирқи вақитлиқ йеңи һөкүмәтниң баш министири прают тайланд шаһзадисигә қарши һәрбий әмәлдарлардин бири иди” дәйду.

17-Авғуст вәқәсидин кейин хан ордисини қоғдаш 1-атлиқ полки пат йеқинда йәнә баңкокта он қетим партлаш вәқәсиниң садир болуш еһтималлиқи тоғрисида тор бетидә уқтуруш тарқатқан болуп, 18-авғуст чавпулая портида кимдур бири суға бомба ташлиған, бирақ вәқәдә һечким яриланмиған.

Мақалидә дейилишичә, баңкоктики партлаштин кейин тайланд шаһзадиси германийәгә кәткән болуп, тайландтики нопузлуқ әрбабларниң ейтишичә, шаһзадиниң баңкоктин тиз айрилиши униң бихәтәрликини қоғдаш үчүн хан ордиси елип барған қоғдаш тәдбири икән.

Мақалидә билдүрүлүшичә, партлаш вәқәсини сақчи даирилири тайландниң шималидики малай миллитидин вә уларниң “патани малай миллити инқилаби фронти” тәшкилатидин пәқәтла гуман қилмиған. Һәтта бу тәшкилат йеқинда тайландниң саяһәт районлирида өзлириниң террорлуқ һәрикәт елип баридиғанлиқини җакарлиған болсиму, даириләр бу қетимқи вәқәдә уларни пәқәтла тилға алмиған.

Мақалидә ейтилишичә, баңкокта партлаш йүз берип бир қанчә күндин кейин, һазир финландийәдә туруватқан тайландниң сабиқ баш министири таксин тайландтики өзиниң қоллиғучилириға баянат елан қилип, һазирқи тайланд вақитлиқ һөкүмитигә вә униң қанунлириға қарши чиқишини җакарлиған.

Баңкоктики вәқәдин кейин журналист соан тайландтики һазирқи һөкүмәткә қарши “қизил майкилиқ” лар дәп атиливатқан өктичиләр билән көп қетим сөһбәтләшкәндә, уларниң һәммиси дегүдәк бу партлашни тайландлиқларниң өзи елип барғанлиқини илгири сүргән.

Соан баңкоктики бир қисим кәспий террор тәтқиқатчилири билән көрүшкәндә, тәтқиқатчилар бирдәк бу хилдики партлашни елип бериш үчүн аз дегәндә тәйярлиқ хизмитигә бир йил кетидиғанлиқини шундақла бу ишниң уйғур мусапирлар тайландтин қайтурулуштин илгирила пиланланғанлиқини оттуриға қойған.

Көрүшүштә, тайландтики террор мутәхәссислири партлашниң сәвәби һәққидә өзлириниң қарашлирини баян қилип, вәқә садир қилғучиларниң өткән йили 5-айда армийә һөкүмәтни қолға алғандин кейинла бу хилдики террорлуқ һәрикәткә тәйярлиқ қилишқа башлиғанлиқини билдүргән.

Террор мутәхәссислири сөзидә партлаш баңкок шәһирини мукәммәл билидиған, әтрапқа қоюлған бихәтәрлик аппаратлиридин өзини қачурушни вә далдиға елишни пишиқ өгәнгән мәлум кишиләр тәрипидин елип берилғанлиқини ейтқан.

Мутәхәссисләр гумандар һәққидә тохтилип:“партлаш дүшәнбә күнлүктә йүз бәргән, адәттә тайландта бу күнлүктә,латарийә белити вә гүл сетиш чәкләнгән. Бу гумандарниң тайландни обдан билидиғанлиқини чүшәндүриду. Сақчи даирилири гумандарниң зирәкликигә қол қойди. Тайландта бәлким бундақ зерәк киши толиму аз болуши мумкин. Партлашта ибадәтхана ичидики һәйкәлләр чеқилмиған вә ибадәтхана һечқандақ зәхимләнмигән. Буниңдин қариғанда гумандарниң мәқсити дөләт ичини қалаймиқан қилиштур” дегән.

Улар, вәқәниң тайланд вақитлиқ һөкүмитиниң бир мәйдан сиясий оюни икәнлики һәққидә тохтилип:“әгәр һөкүмәт вәқәни хәлқаралиқ террорлуқ тәшкилатларға бағлиса, ундақта бу һәқтә чәтәлләрдин учур топлашқа вә тәкшүрүшкә, хәлқарадин адәм келишкә тоғра келиду. Шуңа улар партлашни тәкшүрүшкә чәтәл мутәхәссислириниң қатнишини чәклиди” дегән.

Ахирида зияритимизни қобул қилған қануншунас ямагаҗо баңкоктики партлаш һәққидә тохтилип мундақ деди: “тайланд вақитлиқ һөкүмити вәқәни уйғурларға бағлашқа тиришиватиду. Бирақ, буниңдики испат-дәлилләр йетәрлик әмәс. Һазирқи тайланд һөкүмити болса, мустәбит һәрбий һакимийәт астидики һөкүмәт. Бундақ демократийәдин йирақлашқан бир һакимийәтниң хитай коммунистлири билән һәмкарлишип уйғурларни қарилаш үчүн елип бериватқан сиясий оюни болуши еһтималиққа йеқин дәп қараймән.

Юқириқи аваз улиништин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.