Токйода уйғур вә японлар бирликтә норуз байримини тәбриклиди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2017.03.19
yaponiye-tokyo-uyghur-noruz-2017.jpg Токйода уйғур вә японлар бирликтә норуз байримини тәбриклимәктә
RFA/Haji Qutluq Qadiri


19-Март күни японийә уйғур бирлики тәшкилати японийәдики уйғур мәсилисини қоллиғучи японларға норузлуқ дастихан селип уйғурларниң әнәниви байрамлиридин бири болған норуз байримини тәбриклиди.

Паалийәт токйодики мәлум бир түрк ресторанида елип берилған болуп,паалийәт кәч саәт алтидин сәккизгә қәдәр икки саәт давам қилди.

2017-Йиллиқ норуз байримини қутлуқлаш паалийитини японийәдики уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин японийә уйғур бирлики тәшкилати тәшкиллигән болуп паалийәткә токйо әтрапидики бир қисим уйғурлар җүмлидин японийәдә елип бериливатқан уйғур даваси қоллиғучи японлар қатнашти.

Паалийәткә японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң һәйәт әзаси гүлистан риясәтчилик қилип йотуб арқилиқ уйғур нахша-усул сәнитини тонуштурди.

Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң 2017-йиллиқ норуз байримини тәбрикләш паалийитидә алди билән японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһммәт һашим сөз қилип, норуз байриминиң келип чиқиши тарихий тоғрисида қисқичә тохталди шундақла дуня уйғур қурултийиниң түркийәдики муавин рәиси сейит түмтүрк вә германийәдики муавин рәиси үмид хәмитниң телефон арқилиқ йоллиған норузлуқ салимини көпчиликкә йәткүзди.

Паалийәт уйғур нахша-усул сәнитини син алғу арқилиқ көрситиш, уйғур таамлирини тонуштуруштин ибарәт түрлүк шәкилләр билән елип берилди.

Биз паалийәт җәрянида бир қисим уйғур вә японлар билән бу һәқтә сөһбәт елип бардуқ.

Алди билән зияритимизни қобул қилған паалийәт риясәтчиси гүлистан өзиниң норузлуқ тәсиратини баян қилди.

Паалийәткә иштирак қилған японлардин мураками ханим норуз байримини тәбрикләш паалийити һәққидә тохтилип:“паалийитимиз наһайити яхши елип бериливатиду.Биз норузни тәбрикләш паалийити арқилиқ уйғур мәдәнийити тоғрисида көплигән савақларға игә болдуқ”деди.

Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң муавин рәиси ғалип миҗит паалийәт тохталди.

Японийә елип бериливатқан уйғур кишилик һоқуқ паалийәлирини йеқиндин қоллап келиватқан японлардин сато бүгүнки паалийәт һәққидә тохтилип:“мән илгири токйода өткүзүлгән уйғур оқуғучиларниң норуз байримини тәбрикләш паалийитигә қатнашқан шуңа уйғурларниң норуз байрими тоғрисида бәлгилик мәлуматқа игә,норуз уйғурларниң әнәниви байрамлиридин бири болуп,бу байрам узақ әсирлик тарихқа игә. Бүгүнки норуз паалийитигә қатнашқанлиқимдин өзәм толиму хушалмән”деди.

Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим мәзкур паалийәтни тәшкилләш тоғирисида тохталди.

Игилишимизчә,бүгүн японийәниң токйо,кансай,кюшу қатарлиқ җайлиридиму бир қисим уйғурлар топлишип аилиләрдә вә ресторанларда норуз байримини тәбрикләш паалийити елип барған.

Мәлум болушичә, японийә уйғур бирлики тәшкилати 2016-йили тунҗи қетим токйода уйғур таамлирини тәйярлап норуз байримини тәбрикләш паалийити өткүзүп японийәдә елип бериливатқан уйғур кишилик һоқуқ паалийәтлирини қоллап келиватқан японларға норузлуқ дастихан салған иди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.