“түрк очақлири” тәшкилати хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бесим сияситини әйиблиди
2018.05.28

Түркийәдики 100 йиллиқ тарихқа игә аммиви тәшкилатлардин бири болған “түрк очақлири” тәшкилати баянат елан қилип, хитайниң уйғур диярида елип бериватқан юқири бесимлиқ зулуми вә ирқий сияситини әйиблиди. “түрк очақлири” тәшкилатиниң полатли шөбиси рәиси илхан дәрәкөй әпәнди 25-май күни елан қилған баянатида “шәрқий түркистанлиқлар өзлиригә сунулған бир қолни күтмәктә” дегән.
У баянатида хитай һөкүмитиниң уйғур диярида елип бериватқан бесим сиясәтлирини әйибләп, түрк хәлқини уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирған. Илхан дәрәкөй әпәнди баянатида 2017-йилидин тартип хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанниң һәр йеридә йиғивелиш лагерлири қуруп, бир милйондәк уйғурни бу лагерларда тутуп туруватқанлиқини, лагерларға соланған кишиләрни динини вә миллитини инкар қилишқа мәҗбурлаватқанлиқини тәкитлигән. Баянатта йәнә хитайниң 2008-йилидин тартип пәйдин-пәй уйғурларниң диний етиқадини чәкләшкә башлиғанлиқи, 2017-йили 7-айдин тартип уйғурларниң диний паалийәтлириниң пүтүнләй чәкләнгәнлики шундақла уйғурларға йүргүзүлүватқан бесим сиясәтлириниң чекидин ашқанлиқи баян қилинған.
“түрк очақлири” полатли шөбисиниң рәиси илхан дәрәкөй әпәнди баянатини мундақ ахирлаштуриду: “ хитай һөкүмити уйғур зиялийларни, сәнәтчиликәрни вә җамаәт әрбаблирини түрмиләргә ташлимақта. Әпсуски, бундақ бир вәзийәттә түркийәдики чоң ахбарат органлири мәсилигә йәр бәрмәйватиду. Нөвәттә шәрқий түркистандики зулум давамлашмақта, шәрқий түркистанлиқлар өзлиригә созулидиған бир ярдәм қолни күтмәктә”
“түрк очақлири” тәшкилати полатли шөбиси елан қилған мәзкур баянат түркийәдики бәзи тор гезитлири вә иҗтимаий таратқулардиму орун алди. Бу һәқтики соалимизға җаваб бәргән илхан дәрәкөй әпәнди мундақ деди: “биз алди билән бу баянатни полатли районидики гезитләрдә елан қилдуқ. Арқидин уйғурнет тор гезити башқа көп сандики тор гезитлири бу баянатни улап басти. Нурғун кишиләрдин иҗабий инкаслар кәлди. ”
Өткән йили рамизан ейида түркийәдики бәзи аммиви тәшкилатлар арқа-арқидин хитайни әйибләп баянатлар елан қилған болуп, мәзкур ахбарат баянатлири гезитләрдә елан қилинған иди. Әмма бу йил үркийәдики ахбарат васитилири бу мәсилидә сүкүттә туруватиду. Буниң сәвәблири немә? бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн әнқәрәдики истратегийәлик чүшәнчиләр институтиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. У, бу йил түркийәдә рамизан вә сайлам кәйпиятиниңму бурунқиға қариғанда төвән икәнликини, уйғур мәсилисиниңму нөвәттә ахбарат васитилиридин дегәндәк орун алалмайватқанлиқини баян қилди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди уйғур мәсилисиниң бурунқиға охшаш күнтәртипкә кәлмәсликидики сәвәбниң түркийәниң ташқи сиясити, иқтисадий әһвали вә шәрқий түркистан дәвасиға болған позитсийәсидики өзгиришләр билән зич мунасивәтлик икәнликини әскәртип өтти.
Баш штаби истанбулдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийитини түрк җамаәтчиликигә тонутуш вә түрк ахбарат васитилириниң диққитини тартиш үчүн бундин кейин елип бармақчи болған паалийәтлири тоғрисида мәлумат бәрди.
“түрк очақлири” тәшкилати полатли шөбисиниң рәиси илхан дәрәкөй әпәнди тәшкилатиниң уйғурлар тоғрисида икки паалийәт уюштурғанлиқини, бундин кейинму бу хил паалийәтләрни давамлаштуридиғанлиқини баян қилип, мундақ деди: “бу йил шәрқий түркистан тоғрисида икки қетим доклат бериш йиғини өткүздуқ. Биз шәрқий түркистан мәсилисини түрк җамаәтчиликигә аңлитиш үчүн һәр йили паалийәт елип бериватимиз. Бундин кейинму давамлаштуримиз. Биз шәрқий түркистан мәсилисини билимиз, әмма техиму әтраплиқ мәлумат игиләш үчүн шәрқий түркистанлиқ оқутқучиларни тәклип қилип мәхсус доклатлар уюштуруватимиз. ”