Толуқ оттура мәктәп қизлири аяллар байрими мунасивити билән хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзди

Мухбиримиз әркин тарим
2015.03.08
turkiye-ayallar-bayrimi-namayish-xitay-2.jpg Толуқ оттура мәктәп қизлири аяллар байрими мунасивити билән хитай әлчиханиси алдида өткүзгән намайиштин бир көрүнүш
RFA/Erkin Tarim


8 - Март дуня аяллар байрими мунасивити билән әнқәрәдики бир имам хәтип толуқ оттура мәктипиниң қизлири хитайниң түркийә пайтәхти әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси алдида намайиш өткүзди. Улар бу намайишни хитай һөкүмитиниң уйғур ханим - қизлириға йүргүзүватқан бесим сияситигә наразилиқ билдүрүш үчүн өткүзгән. Қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақ билән түркийәниң байриқини көтүривалған қизлар “уйғур ханим - қизлириниң һиҗап кейиши чәкләнмисун, һәммимиз рабийә қадир, шәрқий түркистанға әркинлик” дегәнгә охшаш шуарлар йезилған лозункиларни көтүргән намайишчилар хитай әлчиханиси алдида ахбарат баянатини оқуп өтти.

Намайишқа қатнашқан оқуғучилар намидин бусә гирәнитлиоғлу баянатни оқуп өтти. У, баянатида дуня ханим - қизлар күни мунасивити билән, дәрд - пәрядини дуня җамаәтчиликигә аңлиталмайватқан мусулман уйғур ханим - қизлириниң авази болуш үчүн хитай әлчиханисиниң алдиға топланғанлиқи, хитай һөкүмитиниң уйғур ханим - қизлириниң һиҗаплиниши вә диний ибадәт қилишиниң чәклимигә учриғанлиқи, уйғур ханим - қизлириниңму әркин дунядики ханим қизларға охшаш яшишини тәләп қилидиғанлиқини тәкитлиди.

Оқуғучиларға вакалитән җансу чәлик сөз қилди. У мундақ деди:

“гәрчә бу йәрдә рабийә қадир анимиз болмисиму, биз һәммимиз рабийә қадир, биз хитайға тақабил туралаймиз, чүнки биз һәқлиқ. Хитай һөкүмити уйғур ханим - қизлириға елип бериватқан зулум сияситини дәрһал тохтатсун”.

3 - Айниң 8 - күни дуня аяллар байрими мунасивити билән уйғур ханим - қизлирини қоллаш, хитайниң уйғур ханим - қизлириға елип бериватқан бесим сияситини әйибләш мәқсити билән өткүзүлгән бу намайишқа әнқәрәдики бәзи имам - хәтип толуқ оттура мәктипиниң оқуғучилири вә оқутқучилиридин болуп 150 әтрапида киши қатнашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.