Түркийәдики һәрбий сиясий өзгириштин кейинки әһваллар
2016.07.17

7 - Айниң 15 - күни кечидә түркийә армийисидин өзлирини “юртта тинчлиқ комитети” дәп ативалған бир гуруһ түркийә дөләт телевизийисидә баянат берип, түркийәдә һәрбий өзгириш елан қилғанлиқини билдүрди. Кечә саәт 10дин әтигән саәт 9 ғичә давамлашқан бу һәрбий өзгиришкә урунуш һәрикитидә түркийә һөкүмитиниң баянатиға асасланғанда, көп санда адәм һаятидин айрилған,1440 киши яридар болған, 6000 киши тутқун қилинған.
Бу түркийә тарихидики әң көп киши һаятидин айрилған сиясий өзгириш вәқәси болуп, түркийә қуруқлуқ армийисидики бир гуруһ һәрбий әмәлдәрлар билән һава армийисидики қоманданлар кечә саәт 10 әтрапида танкилар билән түркийә дөләт телевизийә идарисигә бесип кирип, телевизийәдә баянат оқутти, әнқәрәниң көлбеши районидики алаһидә сақчи идарисиға уруш айропилани билән билән һуҗум қилип келип, тоқунушта 14 сақчи етип өлтүрүлгән. Һәрбий өзгиришкә урунған өзлирини “юртта тинчлиқ комитети”дәп ативалған гуруһ, истанбулда асия билән явропани туташтурған көврүкни танкилар билән тосувелип хәлқни өткили қоймиди. Әнқәрә җамаәт хәвпсизлик идариси бинаси билән түркийә парламент бинасиға уруш айропилани билән бомба ташлиди.
Улар истанбул кочилириға һәрбий танкиларни һәйдәп кирип, истанбул айропортини контрол қиливалди.
Түркийә баш министири бинали йилдирим бу һәқтә елан қилған баянатида буниң һәрбий өзгириш әмәсликини, бир қисим “қанунсиз унсурларниң һәрбий өзгириш қилишқа урунғанлиқи” ни ейтти.
Түркийә президенти рәҗәп тайип әрдоған әйни чағда түркийә ичидики бир саяһәт орнида истираһәт қиливатқан болуп, у с н н түрк телевизийисигә телефон арқилиқ бәргән баянатида өзлириниң бу қетимқи қийинчилиқни йеңип кетәләйдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини ейтти вә хәлқни кочиға чиқип һәрбий өзгиришкә қариши турушқа чақирди.
Шәнбә күни түркийә баш министири бинали йилдирим йәнә баянат елан қилип, һәрбий өзгиришниң мәғлуп болғанлиқини җакарлиди.
Түркийә дөләт рәиси рәҗәп тайип әрдоғанниң хәлққә кочиларға чиқип демократийигә игә чиқиңлар чақириқиға бинаән әнқәрә, истанбул, измир, қәйсәригә охшаш түркийәниң 81 вилайитидә хәлқ кочиға чиқип, һәрбий өзгиришкә урунған кишиләрни ләнәтлиди. Өзлириниң демократийини қоғдиғучилар икәнликини җакарлашти.
Түркийәдики һәрқайси аммиви тәшкилатлар вә шәхсләр мәйданларда демократийигә болған садиқлиқини ипадиләшмәктә.
Түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған, баш министир бинали йилдирим әпәнди 7 - айниң 15 - күни елип берилған һәрбий өзгиришкә урунуш һәрикитини армийә ичигә йошуринивалған фәтуллаһ гүлән тәшкилатиниң елип барғанлиқини тәкитлиди.
Түркийәдики мутәхәссисләр бу қетимқи һәрбий өзгиришниң ғәлибә қилмаслиқидики сәвәбниң түркийәдә ахбарат әркинлики вә демократийиниң күчийиватқанлиқиниң испати икәнликини илгири сүрүшмәктә.
1960 - Йили 5 - айниң 27 - күни һәрбий өзгириш түркийә җумһурийәт тарихидики тунҗи һәрбий сиясий өзгириш һесаблиниду. Әйни вақиттики түркийә армийиси баш шитаби қомандани вә өз ичигә алған 200 әтрапида генерал вә қомандан вә һәрбийләр тутуп кетилгән. Дөләт рәиси җәлал баяр билән баш министир аднан мәндәрәс һәрбий һакимийәт тәрипидин тутуп кетилгән. 37 Әскәр тәрипидин елип берилған. Милли бирлик комитети һөкүмити қурулған.
1980 - Йили 9 - айниң 12 - күни түркийә армийиси баш шитаби баш қоманданиниң буйруқи билән елип берилған һәрбий өзгириш. Бу һәрбий өзгириштә сулайман дәмирәл баш министирлик рәһбәрликидики һөкүмәт вәзиписидин елип ташланди. Түркийә парламенти бикар қилинди вә 1961 - йили қобул қилинған асасий қанун бикар қилинди, һәрқайси партийә рәһбәрлири тутқун қилинип сораққа тартилди.
Һәрбий өзгириштин кейин 1982 - йили асасий қануни мақуллиниш, 1983 - йилида сиясий партийиләрниң қайта қурулушиға рухсәт берилгән. 2010 - Йилида йәнә бир қетим асасий қанунға түзитиш киргүзүлгән.