Түркийә, пуқралиққа елиш қануниға түзитиш киргүзди
2017.01.12
Түркийә “һөкүмәт гезити”ниң 1-айниң 12-күнидики санида елан қилинған хәвәрдә көрситилишичә, түркийәниң пуқралиққа қобул қилиш қануниға түзитиш киргүзүлгән.
Бу хәвәрдә дейилишичә түркийәгә мәбләғ салған, муқим мүлүк сетивалған, игилик тикләп хизмәтчи ишләткән, түркийәдики банкиларға пул қойған вә дөләтниң қәрз пай чекини сетивалған чәтәлликләрни түркийә пуқралиқиға қобул қилидикән. Қанчилик мәбләғ салғанларни пуқралиққа қобул қилиду? бу шәртләргә тошидиған уйғурлар барму? бу қанундин уйғурлар қандақ пайдилиналайду? түркийә пуқралиқиға еришимиз дәп йүргән уйғурлар немиләргә диққәт қилиши керәк? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн истанбулда тиҗарәт билән шуғуллиниватқан, иқтисадшунас абдурешит абдулхәмит әпәнди вә узун йиллардин бери уйғурларниң түркийә вәтәндашлиқиға өтүш ишлириға ярдәм қилип келиватқан шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси һамит көктүрк әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Абдурешит абдулхәмит әпәнди һөкүмәт гезитидики йеңи бәлгилимиләрни оқуғанлиқини, буниңдин уйғурларму пайдиланса болидиғанлиқини баян қилди.
Абдурешит абдулхәмит әпәнди һөкүмәт гезитидики йеңи бәлгилимиләрни оқуғанлиқини баян қилип мундақ деди: “йеңи бәлгилимидә, биринчидин, кәм дегәндә 2 милйон америка доллири қиммитидә турақлиқ иқтисад министирлиқ тәрипидин испатланған болуши; иккинчи, кәм дегәндә бир милйон америка доллири қиммитидики муқим мүлүкниң игидарчилиқ хетигә үч йил сатмаслиқ изаһатиниң йезилиши керәк вә бу, мунасивәтлик идарә-җәмийәт тәрипидин испатланған бөлиши керәк; үчинчи, кәм дегәндә 100 адәмгә иш бәргән бөлиши; төтинчи, кәм дегәндә үч милйон долларни түркийәдики банкиларға қойғанлиқиниң испатланған бөлиши; бәшинчи, кәм дегәндә 3 милйон америка доллири қиммитидики дөләт қәрзи чекини үч йил тутуп турғанлиқи мунасивәтлик идарә-җәмийәтләр тәрипидин испатланған болуши керәк, әнә шу шәртләр орунланса, түркийә гражданлиқиған қобул қилинидикән.”
2009-Йилидин кейин уйғур дияридин түркийәгә келип, мал-мүлүк сетивеливатқан, түркийәдә ашхана вә ширкәтләрни ечип игилик тикләватқан уйғурларниң сани күнсайин көпәймәктә. Бу уйғурларниң көпи түркийәдә туруш рухсити, йәни иқамәт билән турмақта. Ундақта йеңи бәлгилимиләрдики шәртләргә тошидиған уйғурлар барму? бу соалимизға җаваб бәргән абдурешит абдулхәмит әпәнди, бу шәртләргә тошидиған уйғурларниң саниниң көп әмәсликини баян қилди.
Шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси һамит көктүрк әпәнди бурун уйғурларниң қандаш милләт дәп қарилип, һөкүмәтниң қарари билән гражданлиққа қобул қилинғанлиқини, һазир түркийәгә көчүп келиватқан кишиләрниң көпийишигә әгишип, уйғурларниң граҗданлиқ ишиниң қийинлишиватқанлиқини, әмма түркийәниң уйғурларға граҗданлиқ бериш сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини баян қилди.
Абдурешит абдулхәмит әпәнди түркийә пуқралиқиға өтүшни халайдиған уйғурлар диққәт қилишқа тегишлик ишлар тоғрисида тохталди.
Түркийә 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин 2010-йили 3000 әтрапида уйғурни вәтәндашлиққа қобул қилған иди. Униңдин кейин уйғурларға вәтәндашлиқ, йәни гражданлиқ берилмиди. Биз игилигән мәлуматларға асасланған һазир түркийәдә вәтәндашлиққа өтүшни күтүватқан 10 миң әтрапида уйғур бар икән.