Түркийәдики мусапир уйғурлар: түркийә һөкүмити бизгә пуқралиқ бәрсә

Мухбиримиз әркин тарим
2016.01.01
turkiye-uyghur-musapir-balilar.jpg Түркийәдики мусапир уйғурларниң пәрзәнтлири
RFA/Uyghur


Ғәйрий рәсмий санлиқ мәлуматларға қариғанда, 2014 - йилиниң оттурилиридин 2015 - йилиниң ахириғичә бир нәччә миң уйғур мусапир түркийәгә кәлгән болуп, буларниң көп қисми истанбул вә қәйсәри шәһәрлиригә йәрликләшкән.

Дуня хәлқи 2015 - йил ахирлаштуруп, 2016 - йилниң 1 - күнини күтүвалған бир пәйттә, түркийәдә яшаватқан уйғур мусапирлиридин дилшат әпәнди вә адил абдуғопур әпәндиләр радиомиз зияритини қобул қилип, түркийәгә йетип кәлгәндин кейин, түркийә һөкүмити, уйғур вә түрк қериндашлириниң ярдими билән һәрқайси җәһәтләрдин хатирҗәм болғанлиқини ипадилиди. Улар йәнә өзлири нөвәттә дуч келиватқан бәзи әмили мәсилиләр һәққидиму тохталди вә түркийә һөкүмитидин өзлиригә пуқралиқ беришни тәләп қилди.

Дилшат әпәнди 2016 - йилидин немиләрни күтисиз? дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди: “2016 - йилида түркийә һөкүмитидин, түркийә хәлқидин вә түркийә парламентидин күтидиғинимиз биз түркийәдә яшаймиз дәп кәлдуқ, шуңа 2016 - йилида түркийә һөкүмитиниң бизгә пуқралиқ беришини тиләймиз. Бизгә бир пуқралиқ бәрсә бизму өз алдимизға бир ишларни қилип, түркийә дөлитигә пуқралиқ бурчимизни ада қилсақ. Түркийә һөкүмити бизни өйгә орунлаштурди, әмма техиғичә туруш кинишкилиримиз толуқ чиқип болалмиди. Шуңа мән қәйсәридә яшаватқан 180 аилә уйғурға вакалитән түрк һөкүмитиниң балдуррақ бизгә пуқралиқ беришини тиләймән.”

Түркийәдики мусапир уйғурларниң пәрзәнтлиригә опчә хәтмә
Түркийәдики мусапир уйғурларниң пәрзәнтлиригә опчә хәтмә

Арқидин истанбулда туруватқан уйғур мусапир адил абдуғопур әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ. У, 2015 - йили қандақ өтти дегән соалимизға, 2015 - йилида миңлиған уйғурниң өз вәтинидин мал - мүлкидин айрилип түркийә чиққанлиқини, көп нәрсисини йоқитип қойған болсиму, хитайниң бесимидин қутулуп, әркин дуняға чиқип, ой - пикрини әркин баян қилиш, әркин ибадәт қилиш һоқуқиға игә болғанлиқини баян қилди.

Уйғур мусапир адил абдуғопур әпәнди 2016 - йилида уйғур дәвасиниң күчийишини күтидиғанлиқини, уйғур хәлқиниң әркинликкә еришишини күтидиғанлиқини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.