Хитай, түркийәдики референдумни хитайниң “террорлуққа қарши күриши”гә риқабәт дәп қаримақта
2017.04.18
Түркийәдики референдумдин кейин хитайниң һөкүмәт авази һесаблинидиған “йәр шари вақти” гезити референдум, йәни омуми хәлқ аваз бериштин кейинки түркийә-хитай мунасивәтлири мулаһизә қилинған бир мақалә елан қилған. Униңда, түркийәдә бундин кейин пан түркизим идийәсиниң күчийиш еһтималлиқи вә буниң хитайниң террорлуққа қарши турушиға пәйда қилидиған риқабити үстидә мулаһизиләр елип берилған. Түркийәдики көзәткүчиләр бу һәқтә өз пикирлирини оттуриға қойди.
Бүгүн хитайниң “йәр шари вақти” гезитидә “түркийәдики референдум хитайниң террорлуққа қарши күришигә риқабәт елан қилмақта” мавзусида бир мақалә елан қилинди. Түркийәдә бу йәкшәнбә күни президентлиқ системисиға өтүш яки парламент түзүмини сақлап қелиш үчүн елип берилған омумий хәлқ аваз бериш паалийити,йәни референдум дуняниң омумйүзлүк диққитини қозғиған. Болупму ғәрб әллири президентлиқ түзүмигә өткән тәқдирдә буниң рәҗәп таййип әрдоғанниң күчини ашуруп, түркийәдики демократик системиға зиян бериши мумкинликини талаш-тартиш қиливатқан бир мәзгилдә, хитайниң һөкүмәт авази һесаблинидиған “йәр шари вақти гезити” болса охшимайдиған бир нуқтини чиқиш нуқтиси қилип туруп түркийәдики референдумға баһа бәрди. Мақалидә мундақ дейилгән: түркийәдики референдум нәтиҗиси түркийә президентиниң һоқуқини йәниму күчәйтидиғанлиқи үчүн хитайдики бир қисим көзәткүчиләр буниң түркийәдә пантүркизм идийәсиниң күчийиши вә нәтиҗидә хитайниң “шәрқий түркистан ислам һәрикити” гә охшайдиған террорлуқ гуруппилириға қарши күрәш қилишини қийинлаштуруши мумкин, дәп қаримақта.
“йәр шари вақти” гезитиниң ейтишичә, бейҗиң университетиниң оқутқучиси зән тав: “рәҗәп таййип әрдоғанниң ғәлибиси түркийәдә пан-түркизимниң баш көтүрүшигә йол ечип бериши вә нәтиҗидә бу дөләттики бир қисим сиясий күчләрниңму уйғур елидики террорчиларға, бөлгүнчиләргә яки дини радикалларға һесдашлиқ қилиши, һәтта қоллишини кәлтүрүп чиқириши мумкин”, дәп мулаһизә қилған.
Түркийәдики сабиқ парламент әзаси, профессор доктор әхәт әндиҗан әпәнди юқиридики мулаһизигә баһа берип, “бу хитай һөкүмитиниң пурсәт тапсила уйғурларни террорлуққа четивалидиған хаһишиниң бир мәһсулати халас”, дәйду. У сөзидә түркийәниң һәрвақит уйғур миллий давасини қоллап кәлгәнликини, буниң референдум биләнму бәк алақиси йоқлуқини ейтип, “мән бу юқирида ейтилған сөзләрни пәқәт хитай һөкүмитиниң уйғур мәсилисини һә десә террорлуқ вә террорчи қилип көрситиш тиришчанлиқлириниң бир мәһсули, дәп қараймән. Хитай уйғурларниң миллий һәрикитини террорлуқ һәрикити дәп атайду. Әмма түркийәдә уйғурларниң һәрикити миллий бир дава сүпитидә қоллашқа еришип кәлгән. Мәйли әрдоған һөкүмити болсун яки униңдин илгирики башқа һөкүмәтләр болсун һәммиси уйғурларниң миллий давасиға һесдашлиқ қилиду. Уйғур мәсилиси дегән түркийәниң ички сияситигә мунасивәтлик. Шуңа уни һәммә һөкүмәтләр қоллиған. Буниң референдум билән алақиси йоқ. Бу йәрдә хитайниң немини террорлуқ дәватқанлиқи яки түркийә һөкүмитиниң уйғур миллий давасиниң қайси сәвийәдә қоллаватқанлиқини пәрқләндүрүш керәк” деди.
“йәршари вақти” гезити болса хәвиридә, сүрийәдә “ислам дөлити тәшкилати” қармиқида уруш қиливатқанлиқи илгири сүрүлүватқан уйғурларға түркийәниң ишик ечип бәргәнликини баян қилип, “сүрийә президенти бәшәр әсад бир қетим хитайниң финекс телевизийәсигә сөз қилғанда түркийә уйғур җиһадчиларға чеграни ечип бериватиду. Мән түркийә һөкүмитиниң немишқа уларни тосмайдиғанлиқини чүшинәлмидим, деди” дәп язған. Әхәт әндиҗан әпәнди болса буниңға қарши чиқип, сүрийәдә “ислам дөлити тәшкилати” қармиқида уруш қиливатқан уйғурлар бар дейилсиму, әмма уларниң уйғур ели ичидики һәрикәтләр билән қанчилик алақиси барлиқиниң ениқ әмәсликини, бир алақиси барлиқиға даирму һечқандақ бир испат йоқлуқини билдүрди.
“йәр шари вақти” гезити мулаһизисидә йәнә, икки дөләт мунасивәтлириниң бундин кейинки тәрәққияти үстидә тохтилип, униңға хитайдики оттура шәрқ тәтқиқатчиси, хитайниң ирандики әлчиханисиниң сабиқ әлчиси хуа лимиңниң сөзини нәқил кәлтүргән. Хуа лимиң сөзидә, референдумдин кейин түркийәниң америка вә явропа билән болған мунасивәтлириниң чоқум йирикшидиғанлиқини, шуңа түркийәниң бундин кейин хитай вә русийә билән йеқин мунасивәт қуридиғанлиқини илгири сүргән һәм буниңға түркийә президенти әрдоғанниң хитайниң йеңи йипәк йоли иш пиланиниму қоллайдиғанлиқини қошумчә қилған.
Түркийә әгә университетиниң оқутқучиси, профессор алимҗан инайәт әпәнди һазир түркийәниң бәзи сәвәбләр түпәйлидин ғәрб дөләтлиридин яманлисиму,әмма бәрибир улар билән йеқин мунасивәт орнитишқа мәҗбурлиғини билдүрди.
Әхат андиҗан әпәндиму юқиридики сөзни қоллап, хитай билән русийәниң явропаниң орнини басалмайдиғанлиқини билдүрүп, “түркийә җумһурийитиниң иқтисадиниң зор бир қисми явропаға бағланған. Шуңа мән ғәрбкә бағланған бир түркийәдә һош-каллиси җайида һәрқандақ бир сиясәтчиниң бундақ қилидиғанлиқиға ишәнмәймән. Чүнки түркийә америка вә явропа билән мунасивәтлирини бузувалса иқтисадий җәһәттин җиддий киризискә петип қалиду. Бу кризисни я хитай я русийә билән һәл қилип болалмайду. Әрдоған референдумдин илгири явропани уни қилмисаңлар биз явропа бирликигә кириштинму ваз кечимиз, дегәндәк тәһдитләрни қилди. Шуңа бәзиләр һәқиқәтән шундақ боларму, дәп ойлап қалған болуши мумкин. Әлвәттә ундақ еһтималлиқму йоқ әмәс. Мән әрдоғанниң бундақ бир сиясий йол тутидиғанлиқиға анчә еһтималлиқ бәрмәймән” деди.