Б д т қатарлиқ тәшкилатлар вә дөләт рәһбәрлири түркийәдики һәрбий өзгиришкә ипадә билдүрди

Мухбиримиз меһрибан
2016.07.18
turkiye-herbiy-ozgurush.jpg Түркийәдики һәрбий өзгириш бастурулғандин кейин сотланған әскәрләрни сақчиларниң сот мәйданидин елип чиқиватқан көрүнүши. 2016-Йили 16-июл, истанбул.
AFP

7-Айниң 15-күни кечидә түркийә армийиси ичидики өзини “юртта тинчлиқ комитети” дәп ативалған бир гуруһ һәрбий түркийә дөләт телевизийисидә баянат берип, түркийәдә һәрбий өзгириш елан қилғанлиқини билдүргән. Әмма 16-июл шәнбә күни әтигән әрдаған һөкүмити баянат берип, мәзкур һәрбий өзгиришкә урунуш һәрикитиниң мәғлуп қилинғанлиқини җакарлиди.

Әнглийә б б с агентлиқиниң 17-18-июл күнлири бәргән хәвәрлиридә мәзкур һәрбий өзгириш вәқәси сәвәбидин тутқун қилинған вә хизмитидин тохтитилған һәрбийләр вә әдлийә-сот, сақчи хадимлири тоғрилиқ түркийә һөкүмәт әмәлдарлириниң баянатидин нәқил елинип хәвәр берилди.

Б б с агентлиқиниң 17-июлдики хәвиридә, вәқәдин кейин түркийәниң һәрқайси җайлиридин мәзкур һәрбий өзгириш һәрикитигә четишлиқи бар дәп қаралған генералларни өз ичигә алған 3000 дәк һәрбиниң тутқун қилинғанлиқи, 2700 нәпәр сотчи вә адвокатниң вәзиписидин қалдурулғанлиқи тилға елинған болса, б б с агентлиқиниң 18-июл дүшәнбә күнидики хәвиридә йәнә, түркийә һөкүмәт әмәлдариниң сөзи нәқил елинип, 19-июлғичә тутқун қилинғанларниң 9000 ға йәткәнлики, буниң ичидә 100 дин артуқ генерал барлиқи, 8000 ға йеқин сақчиниң вәзиписидин қалдурулғанлиқи қатарлиқлар хәвәр қилинди.

Түркийәдә йүз бәргән һәрбий өзгиришкә урунуш һәрикити аяғлашқандин кейин, б д т, явропа бирлики қатарлиқ тәшкилатлар вә америка қатарлиқ дөләтләр рәһбәрлири вә һөкүмәтлири ипадә билдүрүп, түркийәдики һәрбий өзгириш қилмишини әйиблигән. Шуниң билән биллә, нөвәттә түркийәдә давамлишиватқан “хаинларни җазалаш” намида һәрбий, әдлийә вә сақчи хадимлириниң түркүм-түркүмләп тутқун қилиниш вәзийитигә диққәт қиливатқанлиқини билдүрүп, әрдуған һөкүмитини өзини тутувелишқа чақирған.

Түркийә т р т радиосиниң 16-июлдин 18-июлға қәдәр берилгән хәвәрлиридә, хәлқараниң мәзкур вәқәни әйиблигән баянатлири һәққидә хәвәрләр берилди. Т р т ниң 16-июлдики хәвиридә бирләшкән дөләитләр тәшкилати баш катипи банки монниң мәзкур вәқәни әйибләп, түркийәдики һәрбий-сиясий сүйиқәстни қобул қилиш мумкин әмәсликини әскәрткәнлики, вәзийәтни демократик принсиплар, қанун-бәлгилимиләр вә тинч йол билән әслигә кәлтүрүшниң зөрүрлүкини тәкитлигәнлики, явропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сиясити алий вәкили федерике моғерини билән явропа иттипақи комитетиниң кеңийиш ишлириға мәсул комиссари җоһанес һаннниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң һәрбий -сиясий өзгириш қозғаш тәшәббусини әйибләп ортақ язма баянат елан қилғанлиқи, русийә, гирузийә, украина, шиветсийә, пакистан қатарлиқ көп дөләтләрниң баянат елан қилип мәзкур һәрбий өзгиришкә урунуш һәрикитини әйиблигәнлики вә түркийә һөкүмитини қоллайдиғанлиқини билдүргәнлики, америка һөкүмитиниңму мәзкур һәрбий өзгиришкә урунуш һәрикитини әйиблигәнлики қатарлиқлар баян қилинди.

Т р т ниң 16-июлдики хәвиридә йәнә, америка ташқи ишлар министири җон кәррийниң келәр һәптә түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән көрүшидиғанлиқи, түркийә дөләт мудапиә министири фикри ишиқниңму америкида дөләт ишлири зияритидә болуп, бу қетимқи һәрбий өзгиришкә урунуш һәрикити вә икки дөләт мунасивитигә алақидар мәсилиләрни музакирә қилидиғанлиқи хәвәр қилинди.

Хәлқара таратқулардин америка авазиниң бу һәқтә берилгән хәвиридә, америка президенти барак обаманиң 15-июл күни баянат берип, түркийәдики һәрбий өзгиришкә урунуш һәрикитидә тоқунуш вә қан төкүлүшниң алдини елишқа чақирғанлиқи, обаманиң йәнә әйни чағда москвада зиярәттә болуватқан америка ташқи ишлар министири җон кәррий билән телефонда көрүшүп, түркийә вәзийитиниң тәрәққиятини сүрүштүргәнлики, америка ташқи ишлар министири җон кәррийниң 16-июл шәнбә күни баянат берип, “ америкиниң түркийә билән һәмкарлишип, һәрбий өзгиришкә урунуш һәрикитини тәкшүридиғанлиқи” тилға елинди.

Америка авазиниң 17-июлдики хәвиридә йәнә шималий атлантик әһди тәшкилатиниңму мәзкур вәқә һәққидә баянат берип, “ шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң муһим әзаси болған түркийә һөкүмитини вәқәни бир тәрәп қилишта өзини тутувелишқа чақирғанлиқи” хәвәр қилинди.

Түркийә авази радиосиниң 16-июлдин 18-июлғичә болған хәвәрлиридә йәнә, йәнә америка дөләт ишлири министири җон кәрриниң чнн қанилида баянат берип, түркийә җумһур рәиси әрдуған вә баш министир бинали йилдирим қатарлиқ һөкүмәт әмәлдарлири тәрипидин мәзкур һәрбий өзгиришкә урунуш вәқәсидә пәрдә арқисида йетәкчилик ролини ойниған дәп әйиблиниватқан фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати катибеши фәтһуллаһ гүләнниң түркийәгә қайтуруп берилиш тәлипигә қарита инкас қайтуруп, нөвәттә америкида туруватқан фәтһуллаһ гүләнниң түркийәгә қайтуруп берилиш мәсилисидә түркийәдин келидиған рәсмий тәләп вә пакитларға қарап чиқидиғанлиқлирини билдүргәнлики, шундақла түркийә һөкүмәт тәрәпниңму мәхсус баянат берип, түркийәниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати катибеши гүләнниң бу қетимқи һәрбий өзгиришкә урунуш вәқәсидә қоли барлиқи һәққидики материялларни әң қисқа вақит ичидә америка әдлийә тармақлириға тәқдим қилидиғанлиқини билдүргәнлики хәвәр қилинди.

Түркийә т р т радиосиниң хәвиридә йәнә, түркийә-америка икки дөләт оттурисида 1979-йили 7-июнда имзаланған, 1981-йили 1-январда иҗра қилинишқа башлиған “америка қошма иштатлири билән түркийә җумһурийити оттурисида җинайәтчиләрни өз-ара қайтуруп бериш вә җазалашта өз-ара ярдәмлишиш келишими”гә асасән америкиниң фәтһуллаһ гүләнни түркийәгә қайтуруп бериши керәклики алаһидә әскәртилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.