Түркийәдә уйғурлар қандақ алдинип қеливатиду?
2018.01.05

2006-Йили түркийәдики уйғурларниң алдамчиларниң дамиға чүшкәнлики һәққидә хәвәрләр тарқалған иди. 2017-Йили ноябирда бир җүп яшанған әр-аялниң йиғлап туруп қилған шикайити иҗтимаий таратқуларда тарқалди. Ейтилишичә, һәҗ қилиш үчүн йолға чиққан бу иккийлән 2017-йили апрелда башқа бир түркүм уйғурларға охшаш истанбулда әрәбистанға виза елиш йолида алданған. Бу мәсилини йип учи қилип тәкшүргинимиздә түркийәдә яшаватқан уйғурлар арисида алданғанларниң, һәтта қоймичиларниң қолида қақсәнәм болуп кәткәнләрниң аз әмәслики байқалди.
Түркийәдики уйғурлар қандақ алдиниватиду? алдиниш сәвәблири немә? алданғанлар һәққини қандақ қоғдиялайду? алдамчилиқтин сақлиниш үчүн қандақ қилиш керәк, дегән соаллар һәққидә һәр саһәдики уйғурлар билән сөһбәт елип бардуқ.
Йигирмә йилдин артуқ вақиттин бери түркийәдә яшаватқан өлима, “әвлад гурупписи” ниң қурғучиси, истанбул университетиниң доктуранти атавулла факирулла әпәнди түркийәдә йүз бәргән алдамчилиқларниң түрлири һәққидә тохталди. Униңчә, түркийәдә һәҗгә йоллаш алдамчилиқи, сүрийәгә һиҗрәт вә җиһадқа чақириш алдамчилиқи, уйғур елидин биткоинда пул йөткәш алдамчилиқи вә уйғур әхлақиға зит болған еғизға алғусиз алдамчилиқ түрлири мәвҗут икән.
Истанбулниң уйғурлар көпрәк олтурақлашқан зәйтинбурну районида яшайдиған уйғур зиялийси абдуләзиз бәштоғрақ әпәнди өзи учратқан алдамчилиқлар һәққидә тохтилип өтти. Униң көзитишичә, түркийәдә уйғурлар өй елиш, иқамәт беҗириш, паспорт елиш, виза беҗириш, чеградин қанунсиз чиқиш, түрк прависи елиш, сақчи қияпәтлик кишиләрдин қорқуш қатарлиқ сәвәбләрдин алданғанлар көпрәк икән. Бир қисим йәрлик түркләр уйғурларни биваситә алдиса бир қисим уйғурлар тәрҗиманлиқ қилип алдамчилиққа шерик болған әһваллар көрүлгән.
Уйғурларниң түркийәдә алдиниш сәвәблири һәққидә “уйғуряр фонди” ниң истанбулдики вәкили батур қараханли әпәнди өз қарашлирини баян қилди. Униң қаришичә, бир қисим уйғурлар хитайниң мустәбит түзүми шараитида шәкилләндүргән һәммә ишни қаидә билән әмәс, пул билән беҗириш хаһиши, тохтамлашмаслиқ сәвәнлики, һөкүмәттин қорқуш психикиси, қанунни билишкә интилмәслики, алдиништин бурун һеч кимгә мәслиһәт салмай, теги-тәктини сүрүштүрмәй, ашкарилиқтин қорқуши вә уйғурларға ишәнмәслик кәйпияти уларни алдинишқа елип бармақта икән.
Атавулла әпәндиниң қаришичә, уйғур җамаити вә тәшкилатлар бундақ алдамчилиқларға сүкүт қилмаслиқи, җиддий тәдбир қоллинишқа өтүши керәк икән. Көзәткүчиләр алдамчиларниң сорақсиз қелиши, түркийәдики дава ишлириниң созулуп кетиши, зиянланғучиларниң зиядә қорқунчақлиқи вә алдамчилардин тамайини үзәлмәслики сәвәблик алданғанлардин һәққини қоғдиялиғанлар санақлиқ икән.
Зияритимиз җәрянида биз билән учрашқан, әмма авази вә исмини беришни халимиған зиянланғучилар алдамчиларни түркийәдики сақчи органлири, һөкүмәт даирилири вә қара қоллар арисида тәсири бар дәп қарайдикән.
Түркийәдики көзәткүчиләрниң баян қилишичә, уйғурлар ичидики алдамчилар көпинчә тебабәт вә диний тонға урунувалған кишиләр болуп өйидин дора, ағзидин аллаһни кәм қилмайдикән. Тунҗи қетим паш қилинған алдамчилиқ делоси 2006-йили йүз бәргән болуп әнвәрҗан дохтур исимлик бир тевип сахтипәзлик җинайити билән қолға елинған вә түркийәдики даңлиқ қаналлар вә гезитләрдә сазайи қилинған. 2016-Йили 192 уйғурни диний тонға орунивалғанлар алдап кәткән. Бу 192 уйғур сахта қирғизистан паспорти билән өмри һәҗ қилишқа меңиш йолида истанбул ататүрк айродромида тутулуп қалған. Уйғурларниң җенини қутқузуши керәк болған тебабәт билән роһини қутқузидиған етиқадниң алдамчиларниң дәсмайисигә айлинип қелиши түркийәдики уйғурларни биарам қилмақта икән.