Әнқәрә қизилайда йүз бәргән террорлуқ һуҗумда 37 киши өлди, 125 киши еғир яридар болди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.03.14
turkiyede-partlash-qizilay-enqere-6.jpg

Түркийә баш министири әхмәт давутоғлу ханими билән әнқәрәдә йүз бәргән террорлуқ партлитишта яриланғанлардин әһвал соримақта. 2016-Йили 13-март. AFP

turkiyede-partlash-qizilay-enqere-5.jpg

Түркийә пайтәхтиниң мәркизи қизилай гүвән бағчисиниң йенидики чоң йолниң бойида бомба қачиланған аптомобил билән террорлуқ партлитиш вәқәсидин көрүнүш. 2016-Йили 13-март, әнқәрә. RFA/Erkin Tarim

turkiyede-partlash-qizilay-enqere-4.jpg

Түркийә пайтәхтиниң мәркизи қизилай гүвән бағчисиниң йенидики чоң йолниң бойида бомба қачиланған аптомобил билән террорлуқ партлитиш вәқәсидин көрүнүш. 2016-Йили 13-март, әнқәрә. RFA/Erkin Tarim

turkiyede-partlash-qizilay-enqere-3.jpg

Түркийә пайтәхтиниң мәркизи қизилай гүвән бағчисиниң йенидики чоң йолниң бойида бомба қачиланған аптомобил билән террорлуқ партлитиш вәқәсидин көрүнүш. 2016-Йили 13-март, әнқәрә. RFA/Erkin Tarim

turkiyede-partlash-qizilay-enqere-2.jpg

Түркийә пайтәхтиниң мәркизи қизилай гүвән бағчисиниң йенидики чоң йолниң бойида бомба қачиланған аптомобил билән террорлуқ партлитиш вәқәсидин көрүнүш. 2016-Йили 13-март, әнқәрә. RFA/Erkin Tarim

turkiyede-partlash-qizilay-enqere-1.jpg

Түркийә пайтәхтиниң мәркизи қизилай гүвән бағчисиниң йенидики чоң йолниң бойида бомба қачиланған аптомобил билән террорлуқ партлитиш вәқәсидин көрүнүш. 2016-Йили 13-март, әнқәрә. RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң пайтәхти әнқәрәниң мәркизи қизилай гүвән бағчисиниң йенидики чоң йолниң бойида көп санда аптобус бекити бар йәргә бомба қачиланған аптомобил билән кәлгән террорчи аптомобилини партлатти.

Йәкшәнбә күни ақшам саәт йәттигә чарәк қалғанда йүз бәргән бу һуҗумда һазирғичә 37 кишиниң өлгәнлики вә 125 дин артуқ кишиниң яриланғанлиқи хәвәр қилинмақта.

Һуҗум әнқәрәниң әң ават кочилиридин бири болған ататүрк кочисиниң қизилай гүвән бағчисиниң йенидики аптобус бекитидә кишиләр аптобус сақлап турғанда, террорчи бомба қачиланған аптомобил билән қошуп өзини партлатқан. Бомбилиқ һуҗум нәтиҗисидә бу йәрдә көп санда коча аптобуси, көп санда аптомобил пүтүнләй от ичидә қалған. Партлашниң шиддити әнқәрә шәһириниң көп қисмида һес қилинған.

Түркийә һөкүмити вәқәни террорлуқ һуҗуми дәп җакарлиди. Бу һәқтә көплигән ахбаратни қолға чүшүргәнликини тәкитлиди. Түркийә баш министири әхмәт давутоғли башчилиқида чақирилған хәвпсизлик йиғинидин кейин мухбирларға баянат бәргән ички ишлар министири әфган әла мунуларни деди: “ бомба қачиланған аптомобилни һәйдәп кетиветип партлитиш арқилиқ террор һуҗуми елип берилди. Һазирғичә елип берилған тәкшүрүштә муһим испатларни қолға чүшүрдуқ. Қайси террорлуқ тәшкилатниң қилғанлиқи тәкшүрүп рәсмий ениқланғандин кейин җакарлиниду.”

Һуҗум йүз бәргәнликидин баш министирлиқ қору җайида хәвәрдар болған баш министир әхмәт давутоғлу дәрһал җамаәт хәвпсизлик алаһидә йиғини чақирди. Йиғинға ички ишлар министири, түркийә истихбарат идариси башлиқи, җамаәт хәвпсизлик идариси башлиқи вә адаләт министири қатарлиқ көп санда алий рәһбәр қатнашти.

Йиғин ахирида ички ишлар министири әфган әла әпәнди һөкүмәткә вакалитән баянат берип, террорчиларниң мәқситигә йетәлмәйдиғанлиқини тәкитләп мунуларни деди: “ буни қилғанлар һәргиз мәқситигә йетәлмәйду. Түрк миллити нурғун тосалғулардин өтүп мәсилиләрни һәл қилған. Бу хил һуҗумлар миллитимизниң, хәлқимизниң ирадисини аҗизлиталмайду. Террорға қарши күришимизни бу хил һуҗумлар тосалмайду. Биз террорни йилтизидин қомуруп ташлиғичә күришимизни давамлаштуримиз. ”

Түркийә баш министири әхмәт давутоғли июрданийәгә елип баридиған рәсмий зияритини бикар қилди. Җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанму әзәрбайҗанға қилмақчи болған рәсмий зияритини иккинчи қетим кечиктүрди вә мәзкур террор һуҗумни қаттиқ әйибләп баянат елан қилди. Арқидинла түркийә парламент башлиқи исмаил қәһриман, өткүчи партийә рәһбәрлири арқа-арқидин баянат елан қилип террорлуқ һуҗумни әйиблиди вә йеқинлири өлгән вәтәндашларға сәвр тилиди. Мәлум болушичә, нөвәттә һуҗумни п к к террор тәшкилати дәп атилидиған курд қораллиқ күчлириниң яки даиш террор тәшкилатиниң қилғанлиқи һәққидә пәрәзләр мәвҗут. Әмма һазирчә һечқайсиси һуҗумни техи үстигә алмиған.

Вәқә йүз берип узун өтмәй, хәлқара мәтбуатларда һәр қайси дөләтләрниң түркийәдин һал сориған вә террорчиларни әйиблигән баянлири елан қилинишқа башлиди. Вәқә йүз берип узун өтмәйла америка қошма штатлириниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси John R. Bass Әнқәрәдики бу һуҗумдин түпәйли матәмгә чүмгәнликини, дәһшәтлик һес қиливатқанлиқини тәкитлиди.

Биз әнқәрәниң әң ават мәркизидә 13-март күни ақшам саәт йәттигә чарәк қалғанда йүз бәргән террорлуқ һуҗум һәққидә көз қаришини игиләш үчүн түркийә истратегийәлик чүшәнчә инистутити мутәхәссиси доктор әркин әкрәм билән сөһбәт елип бардуқ.

У, түркийәниң оттура шәрқтики қалаймиқанчилиқниң тәсири билән техиму көп террорлуқ тәшкилатлар билән күрәш қилишқа мәҗбур қеливатқанлиқини ейтти.

Доктор әркин әкрәм әпәнди, түрк хәлқиниң қоллиши билән түркийә дөлитиниң террорға қарши күрәштә ғәлибә қилидиғанлиқини, түркийәдә оттура шәрқтикигә охшаш ички уруш чиқмайдиғанлиқини илгири сүрди.

Бу қетимқиси, кейинки 5 ай ичидә әнқәрәдә елип берилған үчинчи қетимлиқ һуҗум, өткән йили 10-айниң 10-күни әнқәрә пойиз истансисиниң алдида йүз бәргән партлитишта 104 киши җенидин айрилған иди. Бундин 25 күн бурун әнқәрәниң мәркизидики түркийә армийиси баш штаби, парламент бинаси йеқинидики мәрасим кочисида йүз бәргән террор һуҗумида 28 киши өлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.