Әнқәрәдә өткүзүлгән йиғинда уйғурларниң еғир вәзийити оттуриға қоюлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.02.21
tukiyede-uyghur-mesilisi.jpg Әнқәрәдики түркийә баш министирлиқи тармиқидики тарих тәтқиқат идарисиниң залида чақирилған түрк дунясиниң мәсилилири оттуриға қоюлған йиғиндин көрүнүш. 2018-Йили 17-феврал, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

2-Айниң 17-күни әнқәрәдики түркийә баш министирлиқи тармиқидики тарих тәтқиқат идарисиниң залида түрк дунясиниң мәсилилири оттуриға қоюлған йиғин чақирилди.

“түрк дуняси бирлики мәркизи” тәрипидин уюштурулған бу йиғинға әнқәрәдә паалийәт елип бериватқан қазақ, қирғиз, әзәрбәйҗан, ирақ түркмәнлириниң аммиви тәшкилатлириниң мәсуллири, бәзи сиясий партийәләрниң мәсуллири, парламент әзалири, паалийәтчиләр вә зиялийлардин болуп көп санда киши иштирак қилди. Йиғинға түркийәниң сабиқ йәр-мүлүк министири чиңгиз алтинқая әпәнди, мәзкур җәмийәт рәиси ясемин мәйдан йешилһисар ханимлар қатнашти вә сөз қилди. Йиғинда уйғур паалийәтчи, журналист миркамил қәшқәрли әпәнди сөз қилди.

У, мундақ деди: “уйғурлар еғир бир вәзийәтни бешидин өткүзүватиду. Әпсус ислам дунясидинму, түрк дунясидинму бу һәқтә сада йоқ. 2 Күн илгири қазақистан дөлити хитайға наразилиқ хети сунди. Шәрқий түркистанда 2 милйон әтрапида қазақ бар. Хитай бурун пәқәтла уйғурларға бесим елип баратти, бүгүнки күндә қазақ, қирғиз, өзбек вә татар һәммисигә бесим ишлитишкә башлиди. Қазақистан һөкүмити хитай һөкүмитигә наразилиқ хети бәрди. Әмма, уйғурлар тоғрисида һазирғичә һечқандақ дөләт хитайға наразилиқ хети бәрмиди. Биз түркийә дөлитиниң хитайға наразилиқ билдүрүшини тәләп қилимиз. Түркийә башлиқ әзәрбәйҗан, өзбекистан, қазақистан вә қирғизистан қатарлиқ түркий җумһурийәтлириниң уйғурлар тоғрисида хитайға наразилиқ билдүрүшини тәләп қилимиз”.

Йиғин ахирида зияритимизни қобул қилған “түрк дуняси бирлики” тәшкилати муавин рәиси ясемин мәйдан йешилһисар ханим түрк дунясида көп мәсилиләрниң мәвҗут икәнликини, әң еғир мәсилиниң шәрқий түркистан мәсилиси икәнликини, буни изчил һалда тонутуш керәкликини баян қилип мундақ деди: “башқа түркий милләтләр районлириға селиштурғанда һазир бизниң әң чоң қаниған яримиз шәрқий түркистан. Мән шәрқий түркистан мәсилисини изчил һалда тонуштуруватимән. Радийо, телевизийә программилирида давамлиқ аңлитиватимән. Биз техиму тәсирлик паалийәтләрни елип бериш үчүн дуня түрк бирлики мәркизини қурдуқ. Мән бу мәркәзниң муавин рәиси, бундин кейинму гезит, журнал, радио вә телевизийәләрдә, қисқиси һәр йәрдә давамлиқ һалда шәрқий түркистан мәсилисини аңлитимиз”.

Ясемин мәйдан йешилһисар ханим “түрк дуняси бирлики мәркизи” болуш сүпити билән бундин кейин түркийә һөкүмитигә, парламентқа давамлиқ һалда “шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида хәт вә доклат әвәтидиғанлиқи” ни баян қилип мундақ деди: “һөкүмитимизниң бу һәқтә хитайға наразилиқ хети әвәтишини тәләп қилип давамлиқ хәт язмақчимиз. Түркийә парламентиға давамлиқ хәт әвәтимиз. Чүнки, шәрқий түркистан бизниң өз дәвайимиз, бизниң қаниған яримиз. Түркийә уйғурларға игә чиқиши керәк дәп ойлаймән”.

Йиғин һәққидә зияритимизни қобул қилған миркамил қәшқәрли әпәнди йиғинниң наһайити яхши өткәнликини баян қилди.

Миркамил қәшқәрли әпәнди йиғинда кичик муҗаһит қәшқәрлиниң уйғурлар тоғрисида йезилған икки шеирни декламатсийә қилип, алқишқа еришкәнликини баян қилди.

Миркамил қәшқәрли әпәнди йиғинда өзиниң уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисида мәлумат бәргәндин кейин түркийә дөлитини уйғурларға игә чиқишқа чақирғанлиқини баян қилди.

17-Феврал күни чүштин кейин саәт 2 йеримдин 7 йеримғичә давамлашқан мәзкур йиғинда уйғур мәсилисидин сирт, ирақ түркмәнлири, қирим, сүрийә түркмәнлири мәсилиси вә қарабағ мәсилилириму оттуриға қоюлған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.