Түркийәниң NTV телевизийәсидә “җаза лагерлири” аңлитилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.10.18
yepiq-terbiyelesh-merkizi-1.yuli.gov.jpg Лопнур наһийәсидики “йепиқ тәрбийәләш мәркәз” ини юқиридин кәлгән әмәлдар көздин кәчүрмәктә.
yuli.gov

Уйғур дияридики “җаза лагерлири” ға түркийәдә яшаватқан уйғурларниң уруқ-туғқанлири, түркийәгә келип-кәткән көп сандики уйғурниң соланғанлиқ хәвири келиватқан болсиму, әмма түркийәдики радийо-телевизийәләр буниңға дегәндәк диққәт бәрмигән иди. Алдинқи күни түркийәдики әң чоң телевизийә қаналлиридин бири болған NTV телевизийәсидә уйғур дияридики “җаза лагерлири” тоғрисида мәхсус хәвәр тарқитилди.

17-Өктәбир тарқитилған программа мәзкур телевизийәниң мудири әхмәт йешилтәпә әпәндиниң нутқи билән башлиниду. У мундақ дәйду: “дуняда аҗайип чоң ялған гәпләр дейиливатиду. Бу ялған гәпләрни бәзиләр сөз арқилиқ десә, бәзиләр язма һаләттә, йәнә бәзилири рәсим арқилиқ десә башқа бирлири җим турувелиш арқилиқ дәватиду. Узундин бери шинҗаң уйғур аптоном районида болуватқанлар тоғрисида хитай һөкүмити җим турувалған иди. Әмма түнүгүн хитай һөкүмити бир баянат елан қилди, хитай: ‛һә-ә шундақ, әсәбий диний идийәгә игә уйғурларни тәрбийәләш мәркизигә әвәтиватимиз‚ деди. Хитай йәнә ‛уйғурлар бу йәрдә сәнәт вә мәдәнийәт паалийәтлиригә қатнишиватиду‚ дәватиду. Биз бүгүнки программимизда дуня җамаәтчилики таза диққәт қилмайватқан бир диярни, йәни шинҗаңни аңлитимиз. Бизниң тарихимизда, тилимизда бу йәрниң исми ‛шәрқий түркистан‚”.

Әхмәт йешилтәпә әпәнди программиниң кириш қисмида уйғурлар һәққидә мәлумат берип мундақ дәйду: “бу йәрдики милйонлиған уйғурлар узундин бери хитайниң бесим сияситидин нарази. Мәзкур бесимниң дәриҗиси кейинки бир қанчә йилдин бери бәкла юқирилап кәтти. Бир милйон әтрапида кишини йеқинлиридин айрип, узун йилдин бери солап турмә һаятини яшашқа мәҗбур қилмақта. Дәсләптә хитай һөкүмити буни етирап қилмиди, райондин бу һәқтә хәвәр игиләшму қийинлашти. Хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлириниң бу һәқтә тәйярлиған доклатлири, лагерда бир муддәт қамилип андин қоюп берилгән кишиләрниң гуваһлиқлири райондики уйғур қатарлиқ йәрлик мусулманлар тартиватқан зулумни көрситип бәрмәктә. Уйғурлар бу зулумға дуня дөләтлириниң қарап турмаслиқини тәләп қилмақта. ‛унтулған бир хәлқ - уйғурлар‚ намлиқ бу телевизийә программисини өмәр фаруқ шаһин әпәнди тәйярлиди.”

Қиммәтлик радийо аңлиғучилар, мәзкур телевизийә программиси қәшқәр һейтгаһ мәсчитидә намаз оқуватқан уйғурларниң көрүнүши билән башлиниду. Арқидин “5-июл үрүмчи вәқәси” дә уйғурларни бастуруватқан көрүнүшләр, тутқун қилиниватқан көрүнүшләр көрситилиду. Арқидин җаза лагерида 7 ай солинип чиққан өмүр бәкали билән билән елип берилған сөһбәткә орун берилгән. У өзини лагер ичидә 4 кечә күндүз төмүргә бағлап қойғанлиқини, путиниң учиниң аран йәргә тәккәнликини, 4 күн есип қоюлуп, ухлиялмай қийниғанлиқини баян қилиду.

NTV Телевизийәсидики программида уйғур дияридики 1200 дәк җаза лагерида бир милйон әтрапида мусулманниң тутуп туруватқанлиқини илгири сүриду. Программида хитай даирилириниң “диний әсәбий” уйғурларни “тәрбийәләш мәркизи” гә апарғанлиқи илгири сүрүлиду.

Программа риясәтчиси хитайниң “террорлуққа қарши күрәш” ни баһанә қилип уйғурларни “җаза лагерлири” ға солаватқанлиқини, хитайниң әсли мәқситиниң шәрқий түркистандики йәрлик хәлқләрни хитайлаштуруштин ибарәт икәнликини баян қилиду.

Программида уйғур райониниң истратегийәлик орниниң юқири икәнликини вә шундақла хитайниң ғәрбкә ечилған дәрвазиси икәнликини тәкитләп, мундақ дәйду: “бай көмүр канлири, нефит қудуқлири районни хитай үчүн ваз кәчкили болмайдиған җайға айландурған. 1949-Йили коммунист хитайлар районға киргәндин кейин хитайларни көчүрүп келиш арқилиқ районниң нопус қурулмисини өзгәртишкә тиришиватиду. 1953-Йилидики нопус статистикисида хитайларниң райондики нопуси 6 пирсәнт икән. 2010-Йилиға кәлгәндә хитайниң нопуси 40 пирсәнткә чиққан. ”

Бу һәқтә әнқәрәдики истратегийәлик чүшәнчиләр институтиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәмниң баянлириға орун берилгән.

Программида хитайниң бу бесим сияситиниң нәтиҗисидә 2009-йилидики “үрүмчи вәқәси” ниң мәйданға кәлгәнликини баян қилинған. 2009-Йилидин кейин “бихәтәрликни қоғдаймиз” дәп районни “үсти очуқ турмә” гә айландурғанлиқини оттуриға қоюп, “әркин асия радийоси” уйғур бөлүминиң мудири алим сейитофниң көз қаришини аңлитиду.

17-Өктәбир күни түркийәдики әң чоң телевизийәлиридин бири болған NTV телевизийәсидә тарқитилған “унтулған хәлқ - уйғурлар” намлиқ программиниң ахирида дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйсаниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға қилған чақириқиғиму орун берилгән.

NTV Телевизийәсидә тарқитилған мәзкур программа түркийәдики “җаза лагерлири” тоғрисида ишләнгән тунҗи, әтраплиқ телевизийә программиси болуп һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.