Ай-юлтузлуқ көк байрақ көтүргән бир гуруппа уйғурлар истанбулдин әнқәрәгә қарап пиядә йолға чиқти

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2018.12.17
istanbuldin-enqere-piyade.jpg Уйғурларниң авазини түркийә хәлқигә вә һөкүмитигә аңлитиш үчүн истанбулдин әнқәрә қарап пиядә йолға чиққан бир гуруппа уйғур измит шәһиригә кәлгән көрүнүш. 2018-Йили декабир, түркийә.
RFA/Arslan

Зулумға учраватқан уйғурларниң авазини түркийә хәлқигә вә һөкүмитигә аңлитиш үчүн бир гуруппа уйғурлар 12-айниң 15-күни истанбулдин әнқәрә қарап пиядә йолға чиқти.

Бу пиядә йүрүш гурупписи әр-аял 12 уйғурдин тәркиб тапқан икән. Улар һазир измит шәһирини бесип өтүп, сакарийә шәһиригә қарап пиядә йүрүшни давам қилмақтикән.

Қоллирида ай-юлтузлуқ көк байрақ билән қизил рәңлик түрк байриқини тәң көтүргән бу гуруппидики кишиләрниң ахирқи нишани пайтәхт әнқәрә икән. Улар әнқәрәгә йетип барғандин кейин, биринчи болуп түркийә парламентиға киридикән. Андин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә һәрқайси сиясий партийәләрниң рәһбәрлири билән учришип уйғурларниң әһвалини аңлитидикән.

Булар әслидә 9 киши йолға чиққан болуп, кейин үч киши йолда қошулуп сани 12 гә йәткән икән. Йүрүшкә қатнашқан муһәммәд имин йигитоғли өзиниң бу йүрүшкә қатнишиштики мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “шәрқий түркистанда болуватқан зулумға түркийә вә ислам дуняси һазирғичә сүкүт қилип турмақта. Биз бу сүкүтни бузуш үчүн бурадәрләр билән келишип пиядә йүрүшкә чиқтуқ. Бу йүрүшниң шәрқий түркистандики мусулманларға пайдиси болиду дегән үмидтә йүрүватимиз.”

Муһәммәд имин йигитоғли измиттин өтүп сакарийәгә йетип келиватқанлиқини, измитқа йетип кәлгәндә измит шәһәр башлиқи уларни күтүвелип қарши алғанлиқини вә меһманханиға орунлаштурғанлиқини шундақла йолда сақчиларниң уларни қоғдап биргә йүрүватқанлиқини билдүрди.

Пәридә исимлик уйғур паалийәтчи аял йүрүш җәрянидики пикир-қарашлирини ипадиләп мундақ деди: “бу нөвәт йүрүшкә қатнишиштики мәқситим вәтәндики зулум чекиватқан қовм-қериндашлиримиз, пәрзәнтлиримиз, ата-анилиримиз вә уруқ туғқанлиримизниң дәрд-әләмлирини пүткүл дуняға аңлитиш үчүндур. Йолда нурғун муһим шәхсләр билән учраштуқ, түрк хәлқи бизни яхши қоллаватиду, йетип барған шәһәрләрдә бизни қизғин күтүвалди.”

Муһәммәд исимлик йәнә бир паалийәтчи йүрүш паалийити тоғрисида зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “биз һеч бир тәшкилатқа тәвә болмастин өз алдимизға йолға чиқтуқ. Бирақ һәрқайси тәшкилатлардики кишиләрни өзимизниң қериндашлири дәп билимиз, мәйли шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити болсун, мәйли дуня уйғур қурултийи болсун, улар көтүрүп меңиватқан йүкни бизму көтүрүшүп берәйли, қолимиздин келишичә бир иш қилайли дегән чүшәнчә бойичә йолға чиқтуқ. Йолларда учриған түркләр бизни қоллап келиватиду, бизму көп йәрләргә берип, уйғурларниң әһвалини чүшәндүрүп сөзләп аңлитип йүрдуқ. Бизниң бу һәрикитимиз түрк хәлқигә биз уйғурларни чүшәндүрүшкә васитә болуватиду, бизму үмидимизниң әмәлгә ашидиғанлиқини тонуп йәттуқ. Әнқәрәгичә пиядә йүрүп баримиз. Өзимизни тәшвиқ қилип, хәлқимизгә болуватқан зулумни тәшвиқ қилип, мустәқил дөлитимиз болушни арзу қилидиғанлиқимизни, хитайлар билән биргә яшашниң һәргизму мумкин әмәсликини билдүрүш үчүн йүрүватимиз. Түрк хәлқи бизни бәк қоллиди, сақчиларму бизни қоғдап биргә йүрүватиду.”

Аишә исимлик йәнә бир аял паалийәтчиму өзиниң бу йүрүшкә қатнишиштики мәқсити тоғрисида пикир баян қилип, зулумға учраватқан уйғурларниң авазини дуняға аңлитиш үчүн бу йүрүшкә қатнишип, пиядә йүрүватқанлиқини билдүрди.

Әкбәр сабир исимлик бир паалийәтчи мундақ деди: “хәлқимиз еғир зулумға учрап йоқ болуп кетиш гирдабиға йеқинлап бериватқанлиқини һес қилип ойғандуқ вә бу сәпәргә атландуқ. Езиливатқан хәлқимизгә азрақ болсиму мәдәт болсун дегән үмид билән йолға чиқтуқ. Бу сәпиримизни наһайити яхши давам қиливатимиз.”

Бу гуруппа измит шәһиридин йолға чиқип қартәпә дегән районға йеқинлап кәлгәндә истанбулдин бир қисим уйғурлар һал сорап кәлгән. Қирғизистан “иттипақ” җәмийитиниң рәиси артиқ һаҗиниң башчилиқида 11 кишилик бир һәйәт кәлгән болуп, улар пиядә йүрүватқанлар билән йүз көрүшүп, уларға мәдәт бәргән. Улар айропилан билән истанбулға келип дәм алмастин удул пиядә йүрүватқанларниң йениға келип һал-әһвал сориған.

Артиқ һаҗим мундақ деди: “биз 11 кишилик бир һәйәт қирғизистандики уйғурларниң салимини елип кәлдуқ. Биз һазир дуняда болуватқан уйғур дәваси вә вәтән ичидики уйғурларниң әһвали тоғрисида түркийәдики қериндашлар билән учришиш, мәслиһәтлишиш, бу йәрдә елип бериливатқан паалийәтләрни көрүш вә тәҗрибә өгиниш үчүн кәлдуқ.”

Қирғизистандин кәлгән һәйәттин орун алған абдуқейим рози исимлик киши бу пиядә йүрүш паалийити тоғрисидики тәсиратини баян қилип мундақ деди: “биз бу муһим паалийәтни аңлапла йолға чиқтуқ. Истанбулға келипму дәм алмастин уларниң йениға кәлдуқ. Бу бир зулумға қарши елип бериливатқан һәрикәт. Хитайлар бизниң вәтинимизни бесивалғандин буянқи әң әшәддий һаләткә йәтти. Бизниң әмди җим ятидиған вақтимиз түгиди. . .”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.