Түркийәниң һәрқайси шәһәрлиридә уйғурларни қоллап намайишлар елип берилмақта
2018.12.24
Хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастуруш сияситиниң чекидин ешишиға әгишип түркийәниң һәрқайси шәһәр вә районлирида уйғурларни қоллаш, хитайға қарши наразилиқ билдүрүш намайишлири өткүзүлмәктә вә мухбирларни күтүвелиш йиғинлири ечилип, баянатлар елан қилинмақта.
Түркийәниң һәрқайси шәһәрлиридә шөбилири болған әң чоң аммиви тәшкилатлардин анадолийә гәнҗлик (ашлиқ) җәмийити, үлкү оҗақлири, түрк оҗақлири, алпәрән оҗақлири, кадирлар уюшмиси қатарлиқ иҗтимаий тәшкилатлар хитайниң уйғурларға қарши йүргүзүватқан сиясәтлиригә қарши түркийәниң һәр қайси шәһәрлиридә намайишлар уюштурди вә мухбирларни күтүвелиш тоғрисида чақириқ елан қилди. Буниңға әгишип түркийәниң һәрқайси шәһәрлиридә хәлқ аммиси кочиларға чиқип, намайиш, йиғилиш, мурасим вә һәр хил паалийәтләр елип бармақта.
21-Декабир җүмә күни түркийәниң әнқәрә, истанбул, сакария, коня, самсун, ялова, бурса, адияман вә зоңгулдақ қатарлиқ көп санда шәһәрләрдә җүмә намизидин кейин намайиш елип берилди вә мухбирларни күтүвелиш йиғинлири ечилип, баянатлар елан қилинди. Бу һәқтә түрк мәтбуатлирида көплигән хәвәрләр тарқитилди.
Түркийәниң 81 шәһиридә шөбилири болған анадолийә гәнчлик (яшлиқ) җәмийитиниң мәркизидин җүмә намизидин кейин охшаш вақитта намайиш қилиш тоғрисида чақириқ елан қилинған болуп, һәрқайси шәһәр вә районларда паалийәт елип берилди. Чақириқта мундақ йезилған: “шәрқий түркистан үчүн җүмә күни пүткүл түркийәдә мухбирларни күтүвелиш йиғини вә ғайибанә җиназа намизида учришайли.”
Анодолийә гәнчлик (яшлиқ) җәмийити коня шөбисиниң уюштуруши билән коняда җүмә намизидин кейин шарафеттин җамәси алдида нурғун киши топлинип, хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликләргә қарши наразилиқ билдүрди. Анодолийә гәнчлик (яшлиқ) җәмийити коня шөбисиниң рәиси мәһмәт парлақ баянат елан қилип, хитайниң 1949-йилидин буян асарәт астида тутулған уйғурларға қарита һәр түрлүк бесим сиясити йүргүзүп келиватқанлиқини билдүрди.
У йәнә мундақ деди: “ислам дөләтлири хитайға қарши бирликтә һәрикәт қилиши вә һәр қачан, һәр йәрдә бу мәсилини оттуриға қоюши керәк.” мухбирларни күтүвелиш йиғинидин кейин уйғур диярида һаятидин айрилғанлар үчүн ғайибанә җиназа намизи оқулди. Андин шәһәр башлиқи шаһин әпәнди уйғур дияридики зулумларни тилға елип, хитай даирилирини қаттиқ тәнқид қилди.
Түркийәниң самсун шәһиридиму түрк оҗақлири тәшкилати самсун шөбисиниң уюштуруши билән хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим сияситигә қарши намайиш елип берилди. Намайишчилар қоллирида ай-юлтузлук көк байрақ вә түрк байрақлирини көтүргән һалда мәйданға топланди. Намайиш җәрянида самсун шәһәр башлиқи зеһни шаһин әпәнди сөз қилип, “хитайниң шәрқий түркистанда уйғурларға қарши йүргүзүватқан сияситигә сүкүттә қалмаймиз. Хитайниң уйғур түрклири үстидин йүргүзүватқан бесим сиясәтлиригә хатимә бериш үчүн түркийәдә һәр түрлүк наразилиқ билдүрүш паалийәтлирини елип беришимиз керәк,” деди.
Түрк оҗақлири тәшкилати самсун шөбиси хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлиригә қарши наразилиқини билдүрүш мәқситидә имза топлаш паалийити башлатқан болуп, самсун шәһәр башлиқи зеһни шаһин әпәнди қатарлиқ нурғун кишиләр буни қоллап қуввәтлиди.
Түрк оҗақлири тәшкилати самсун шөбисиниң рәиси сәркан шән әпәнди бу һәқтә баянат елан қилип мундақ деди: “мәқситимиз кишилик һоқуқниң әмәлийлишишини қолға кәлтүрүштур. Бүгүн 21-декабир, бир йилниң әң узун кечиси һесаблиниду. Бирақ шәрқий түркистандики қериндашлиримиз бесим астида болғанлиқи үчүн һәр кечә шундақ узун туюлиду. Хитай бүгүнки күндә 1 милйондин артуқ қериндашлиримизни түрмиләрдә искәнҗә астида тутуватиду. Уларниң җинайити пәқәтла түрк вә мусулман болғанлиқидур. Бизму мусулман, бизму түрк болғанлиқимиз үчүн уларниң дәрдигә дәрман болуш биз түркләрниң вәзиписидур. Биз түрк оҗақлири тәшкилати болуш сүпитимиз билән хитайниң түрмилиригә қамалған бир милйон қериндашлиримизни дәрһал қоюп берилишини тәләп қилимиз. Әгәр хитай бу қериндашлиримизни қоюп бәрмисә, йеқинда алдини алғили болмайдиған бир қирғинчилиққа сәвәбчи болиду. Бу бир инсан қелипидин чиққан җинайәттур. Уйғурларға инсаний һәқ-һоқуқлири берилиши керәк.”
Намайиш ахирида самсун шәһәр башлиқи зеһни шаһин әпәндигә уйғур допписи һәдийә қилинди.
Үлкү оҗақлири тәшкилати зоңгулдақ шөбисиму өз әзалирини тәшкилләп, хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесимлириға қарши намайиш елип барди.
Шәһәр мәркизигә топланған намайишчилар қоллирида шәрқий түркистан вә түркийәниң байрақлирини көтүргән һалда тәкбир товлиди вә хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим сиясәтлиригә қарши шоарлар товлиди.
Үлкү оҗақлири тәшкилати зоңгулдақ шөбисиниң рәиси акиф өзайваз әпәнди мухбирларға баянат берип, “шәрқий түркистанда уйғур түрклири учраватқан зулумға қарши пүткүл ислам дуняси сүкүттә турди,” деди. У йәнә дунядики көп сандики җамаәтләрни уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини қоғдимиғанлиқ билән әйибләп мундақ деди: “кишилик һоқуқ қоғдиғучилири, аммиви тәшкилатлар вә дуня ислам дөләтлири шәрқий түркистандики инсанлар мусулман түрк болғанлиқи үчүн көзлири кор, қулақлири гас, тиллири гача болуп қалди.”
Акиф өзайваз әпәнди түрк оҗақлириниң уйғурларниң авази болидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “түрк мәдәнийитиниң бөшүки, мустәқиллиқ дастанлиримизниң ана юрти болған шәрқий түркистанда қериндашлиримиз намаз оқуса, роза тутса, қуран кәрим оқуса вә пәрзәнтлиригә түркчә исим қойса җазалинилип түрмигә қамалмақта вә һәр хил искәнҗигә учримақта, қирғинчилиққа дуч кәлмәктә. Ата тупрақлиримиз бир мәһрумлуққа шаһит болуватиду. Қериндашлиримизниң көзлиридин чүшкән һәр бир тамча яш худди бир учқун болуп ичимизни көйдүрүватиду. Биз үлкү оҗақлири болуш сүпитимиз билән һәр заман мәзлумларниң үнлүк авази болушни давам қилимиз.”
Бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси мустафа дәстиҗи 19-декабир күни мухбирларни күтүвелиш йиғини ачти. Йиғинда хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қарши наразилиқ билдүрүш үчүн бүйүк бирлик партийәси билән алпәрән оҗақлири тәшкилатиниң һәмкарлиқида пайтәхт әнқәрәдә 23-декабир йәкшәнбә күни чоң бир намайиш елип барди.