Түркийә һөкүмитини уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақириш паалийәтлири давамлашмақта
2019.01.14

Истанбулдин әнқәрәгә қарап пиядә йүрүш қилған уйғурлар 21 күн пиядә маңғандин кейин әнқәрәгә 80 километир қалғанда қайтуруветилгән иди. Бу уйғурлар қайта һәрикәткә өтти. Булар истанбулға берип узун өтмәй ели әкбәр әпәнди башчилиқидики 5 кишидин тәркиб тапқан һәйәт, 9-январ күни әнқәрәгә келип, сәуди әрәбистан, кувәйт, һиндистан, малайшия, һиндонезийә вә башқа бир қисим дөләтләрниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиға уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити баян қилинған бир парчә тәләп хетини тапшурди.
Улар арқидин әнқәрәгә 265 километир йирақлиқтики коня вилайитигә берип бир йүрүш паалийәтләргә иштирак қилған. 11-январ, йәни җүмә күни улар коняниң чомра наһийисидә намайишқа иштирак қилған болуп, бу намайишқа 1000 әтрапида киши қатнашқан. Ели әкбәр әпәнди бу паалийәтниң яхши өткәнликини баян қилди.
Әтиси ели әкбәр әпәнди башчилиқидики һәйәт коня шәһириниң мәркизидә “ийи” (яхши) партийәсиниң коня вилайитидики ишханисида мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгән. Шу күни ахшими конядики әң чоң аммиви тәшкилатлардин бири болған “аһдә вапа туран бирлики” тәшкилатиму мухбирларни күтүвелиш вә доклат бериш йиғини уюштурған болуп, мәзкур йиғинларда уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити оттуриға қоюлуш билән биргә йиғин әһлиниң соаллириға җаваб берилгән. Ели әкбәр әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.
Биз коня шәһиридики әң чоң аммиви тәшкилатлардин бири болған “аһдә вапа туран бирлики” җәмийитиниң рәиси харун марал әпәнди биләнму телефон сөһбити елип бардуқ. У, паалийәтниң бәк пайдилиқ болғанлиқини баян қилип мундақ деди: “биз коняда арқа-арқидин икки паалийәт өткүздуқ, биригә 150 адәм, иккинчи паалийитимизгә 100 адәм қатнашти. Телевизийә вә гезитләрдиму бу һәқтә хәвәрләр елан қилинди. Биз бу паалийәтләрдин ахирида шундақ бир хуласә чиқардуқ. Буни мәтбуат баянати шәклидә елан қилдуқ. Уйғурларниң тәлипи төвәндикичә: биз түркийәниң хитай билән болған дипломатийилик мунасивитини бузушниму халимаймиз. Биз түркийә һөкүмитиниң бизниң дәрдимизни аңлишини вә дуняға аңлитишини тәләп қилимиз. Дуня җамаәтчиликиниң диққитини тартиш үчүн түркийәдики чоң аммиви тәшкилатларниң һәрикәткә өтүшини тәләп қилимиз”.
Ели әкбәр әпәнди ахирида һәр қайси дөләтләрниң әлчиханилириға тапшуруп берилгән хәтниң қисқичә мәзмуни һәққидә мәлумат бәрди.
Пүтүн түркийәниң һәр қайси җайлирида түркийә һөкүмитини хитайға қарши инкас қайтурушқа чақиридиған паалийәтләр давамлиқ өткүзүлмәктә. Буниң һөкүмәткә тәсири боларму? түркийә хитай һөкүмитигә қарши инкас қайтурарму? түркийәдики истратегийилик чүшәнчиләр институти тәтқиқатчиси доктор әркин әкрәм әпәнди 3-айниң ахирида түркийәдә сайлам болидиғанлиқини, сайлам җәрянида уйғур мәсилиси тилға елиниш еһтимали барлиқини баян қилди.
Уйғур дияридики “җаза лагерлири мәсилиси” дә түркийәниң сүкүттә турувелиши түрк җамаәтчиликиниң наразилиқини қозғимақта. Түркийәниң һәрқайси җайлиридики аммиви тәшкилатлар вә уйғурлар бу һәқтә түркийә һөкүмитигә бесим ишлитиш үчүн җамаәт пикри топлашқа тиришмақта.