Түркийәниң 5 шәһиридә уйғур дияриниң еғир вәзийити аңлитилди
2019.01.28

Түркийәниң һәр қайси җайлирида хитайға қарши наразилиқ паалийәтлири вә уйғурларниң һазирқи вәзийитини оттуриға қоюш үчүн доклат бериш, мәтбуат баянати елан қилиш паалийәтлири күнсайин көпәймәктә. 25-январ күни истанбулдики башаш шәһәр районида “шәрқий түркистанни унтума” темисида доклат бериш йиғини өткүзүлгән. Чинар толуқ оттура мәктипиниң залида өткүзүлгән доклат бериш йиғинида шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди уйғурларниң еғир вәзийити тоғрисида, болупму нуқтилиқ һалда “җаза лагерлири” тоғрисида мәлумат бәргән. У, телефон зияритимизни қобул қилип бу һәқтә мәлумат бәрди.
Мәзкур паалийәтни түркийә маарип бир уюшмиси, башақ шәһәр районлуқ һөкүмәт вә анатолийә яшлар тәшкилати бирликтә уюштурған болуп, паалийәткә 400 әтрапида киши иштирак қилған. “шәрқий түркистанни унтума” мавзулуқ паалийәттә уйғур дияридин 3 йил бурун чиққан, һазир 41 туғқини түрмә вә “җаза лагерлириға” ташланған 87 яштики нияз дамоллам гуваһлиқ бәргән. Һидайәтулла оғузхан әпәнди бу һәқтә тохталди.
Түркийә һөкүмити уйғурлар һазир дучар болуватқан еғир бесим сияситигә қарита позитсийә билдүрмигән болсиму, түрк аммиви тәшкилатлири, түрк хәлқи һәр хил паалийәтләр арқилиқ хитайға наразилиқ билдүрмәктә, түркийә һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирмақта вә уйғур дияриниң һазирқи еғир вәзийитини оттуриға қоймақта. Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити баш катипи абдуләхәт абдурәһим әпәнди, 18-январ күни түркийәниң қара деңиз районидики ризә шәһиридә, 22-январ күни түркийәниң қоҗаели вилайитиниң гәбзә наһийисидә, 26-январ күни болса әрзурум шәһиридә “шәрқий түркистан вә шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити” темисида доклат бәрди. У, бу доклатлирида уйғур дияриниң тарихи вә һазирқи вәзийити тоғрисида тохталған. У, телефон зияритимизни қобул қилип, бу һәқтә мәлумат бәрди.
26-январ шәнбә күни ахшам түркийәниң истанбул шәһиридики ақгүн меһманханисида түркийәдики әң чоң аммиви тәшкилатлиридин бири болған зиялийлар уюшмиси “түрк дунясиниң түгимигән көз йеши” темисида йиғин чақирған. Йиғинда ирақ вә сүрийәдики түркмәнләрниң һазирқи вәзийити вә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисида доклат берилгән. Йиғинда шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси һамут гөктүрк әпәнди “шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ” темисида доклат бәргән. Зияритимизни қобул қилған һамут гөктүрк әпәнди мунуларни оттуриға қойди.
Абдуләхәт абдуреһим әпәнди алдимиздики 31-январ күни истанбулниң картал районида доклат бериш йиғини, 2-айниң 1-күни сакаря вилайитиниң ақ язи наһийисидә чоң намайиш, 3-күни истанбулниң бәйқоз районида чоң намайиш өткүзүлидиғанлиқини баян қилди.