Түркийә “ийи” партийәси чавушоғлуға “җаза лагерлири” мәсилисигә аит тәләплирини сунди
2019.03.04
25-Феврал күни җәнвәдә чақирилған бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсан һәқлири кеңишиниң 40-нөвәтлик йиғинида түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң уйғур дияридики уйғурлар вә башқа мусулман түркий милләтләрниң вәзийити һәққидә қилған сөзи түркийә парламентидики өктичи партийәләрниңму қоллишиға еришти. “ийи” партийәсиниң бир һәйити түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән көрүшүп, уйғур мәсилиси тоғрисидики тәләплирини оттуриға қойди.
Түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу 28-феврал күни “ийи” йәни “яхши” партийәсиниң түркийә парламентидики гуруппа башлиқи лүтфү түркқан, “ийи” партийәси муавин рәиси үмит өздағ, бу партийәниң түрк дунясиға мәсул муавин рәиси ахмәт камил әрозан вә парламент әзаси айдин аднан әпәндидин тәркиб тапқан һәйәтни ишханисида қобул қилип, уларниң уйғур дияридики “җаза лагерлири” тоғрисидики тәләплирини аңлиған.
Парламент әзаси лүтфү түркқан әпәнди бу һәқтики телефон зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуға шәрқий түркистанда лагерларда тутуп турулуватқан қериндашлиримиз тоғрисида қолимиздики бәзи материялларни бәрдуқ вә ташқи ишлар министирлиқидики лагерлар тоғрисидики мәлуматларни биз билән ортақлишишини тәләп қилдуқ. Бурун 12 мусулман дөлити дипломатлириниң ‛җаза лагерлири‚ ни зиярәт қилғанлиқи тоғрисидики мәлуматларни биз билән ортақлишишини тәләп қилдуқ”.
Парламент әзаси лүтфү түркқан әпәнди мәвлүт чавушоғлудин өзлириниң бир һәйәт тәшкилләп уйғур дияриға берип “җаза лагерлири” ни зиярәт қилишни тәләп қилғанлиқини баян қилип мундақ деди: “биз униңдин ‛ийи” партийәси парламент әзалири вә аммиви тәшкилат мәсуллиридин тәркиб тапқан бир һәйәтниң җаза лагерлирини зиярәт қилип келиши үчүн хитайдин рухсәт елип беришини тәләп қилдуқ. Ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу бу хил зиярәтләрниң хитайниң тәшвиқатиға айлинип кетиватқанлиқини, шундақ болсиму бу һәқтә рухсәт елишқа тиришидиғанлиқини ейтти. Хитай өз тәшвиқати үчүн қанчилик пайдиланса пайдилансун ‛җаза лагерлири мәсилисини‚ түрк җамаәтчиликигә вә дуня җамаәтчиликигә аңлитиш үчүн зиярәтниң пайдилиқ болидиғанлиқини, аммиви тәшкилатларму бизни қоллиса җамаәт бесими пәйда қилалайдиғанлиқимизни дедуқ. Бу һәқтә хитай билән алақә орнитип рухсәт елип беришини тәләп қилдуқ”.
“ийи” партийәси, йәни “яхши” партийә 2 йилдин буян түркийә парламентида изчил һалда “җаза лагерлири” мәсилисини оттуриға қоюп кәлмәктә. Парламент әзаси лүтфү түркқан әпәнди оз партийәсиниң бундин кейинму шәрқий түркистан мәсилисини давамлиқ һалда парламентта оттуриға қойидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “биз бу тәләплиримизни әмәлийләштүрүшкә тиришиш билән биргә, шәрқий түркистандики җаза лагерлирида тутуп турулуватқан қериндашлиримизниң әһвалини түркийә парламенти билән түркийә җамаәтчиликигә аңлитишни давамлаштуримиз. Биз түркийә парламентидики ‛ийи‚ партийәсиниң парламент әзалири болуш сүпитимиз билән шәрқий түркистандики қериндашлиримизниң ялғуз әмәсликини билишини үмид қилимиз, биз һәр даим уларни қоллап-қуввәтләймиз”.
Қиммәтлик радио аңлиғучилар икки һәптидин буян хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси вә түркийәниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиси дең ли баянат елан қилип, түркийәни әйиблигән иди. Көзәткүчиләр уларниң сөзлириниң тәһдит түси алғанлиқини тәһлил қилмақта. Парламент әзаси лүтфү түркқан әпәнди бу һәқтики көз қаришини баян қилип мундақ деди: “хитай һөкүмити бу тоғрилиқ тәһдиткә охшаш баянатларни бериватиду. Түркийә шәрқий түркистандики лагерлардики зулумни оттуриға қойғансери хитай һөкүмити түркийә билән болған тиҗарәт мунасивитимизни көздин көчүримиз дәп тәһдит селишни давамлаштуруватиду. Әмма шуни унтумаслиқимиз керәкки һеч қандақ тиҗарәт мәнпәәти бизниң шәрқий түркистандики қериндашлиримиз билән болған мунасивитимизни үзүшимизгә сәвәб болалмайду. Биз хитайниң бу тәһдитлирини 21-әсирдә хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бармақчи болуватқанлиқиниң бешарити дәп чүшинимиз. Түркийә һөкүмитиниң бу һәқтики баянатлирини чоң илгириләш дәп қараймиз. Әмма бундин кейинму һөкүмәткә бу һәқтә бесим ишлитишни давамлаштуримиз”.
Түркийә һөкүмити “җаза лагерлири” ни зиярәт қилиш үчүн һәйәт әвәтсә уйғурларға пайдиси боларму? әнқәрәдики истратегийәлик чүшәнчиләр институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди түркийә һәйәт әвәтсә пайдилиқ болидиғанлиқини, әмма хитайниң көз бояйдиғанлиқини баян қилди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди түркийәниң 80 әтрапида җаза лагериниң адреслирини ениқлап, хитай һөкүмитидин шу лагерларни көрүшни тәләп қилиши керәкликини оттуриға қойди.
Хитай ташқи ишлар баянатчиси вә хитайниң әнқәрәдики баш әлчиси дең ли қатарлиқлар түркийәдиму инсан һәқ-һоқуқлири йоқлуқини илгири сүргән иди. Растинила шундақму? доктор әркин әкрәм әпәнди нурғун дөләтниң инсан һәқ-һоқуқлирида мәсилә барлиқини, әмма хитайдики инсан һәқлириниң вәһимилик вәзийәттә икәнликини оттуриға қойди.
Түркийә һөкүмити 2 йиллиқ сүкүттин кейин ахири хитайниң уйғур диярида елип бериватқан уйғурларни лагерларға солаш вә уйғурларниң кишилик һоқуқлири вә мәдәнийәт кимликлириниң дәхли-тәризгә учритиш сияситигә қарши қаттиқ тәнқидий инкас қайтурди. 9-Феврал күни ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси һами ақсой, 11-феврал күни болса адаләт вә тәрәққият партийәсиниң баянатчиси өмәр чәлик, 25-феврал күни түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу хитайдин уйғур райондики уйғур вә башқа мусулман хәлқләрниң әң әқәллий инсаний һоқуқлириға һөрмәт қилишини тәләп қилди.